Архип
2014-12-22
Журналистларни қоғдаш комитети елан қилған түрмидики журналист вә микро блогчилар тизимликидин мәлум болушичә, хитай түрмисидики кәспий журналст вә әркин микро блогчиниң йеримиға йеқинини уйғурлар тәшкил қилған. Түрмидики 44 нәпәр журналист вә блогчиниң 16 нәпири уйғур, 4 нәпири тибәт болуп, қалғанлирини хитайлар игилигән.
2014-12-22
Хитай даирилири бу йил - йили 23 - май башланған аталмиш“бир йиллиқ террорлуққа зәрбә бериш” һәрикитидә районда йүз бәргән вәқәләрни баһанә қилип уйғурларни түркүм - түркүмләп тутқун қилди. Болупму 6 - айда тутқун қилиш әң шиддәтлик болди. Уйғур елидики наһийә, вилайәтләрдә ечилған нәччә миң адәм қатнашқан аталмиш “очуқ сот” та тутқун қилинған уйғурлар адвокатсиз сотлинип, еғир җазаларға һөкүм қилинди. Йиғинға қатнашқан амма ипадә билдүрүшкә мәҗбурланди. Даириләрниң бу қилмиши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлири тәрипидин “хитайниң өзи түзгән қануниғиму хилап қилмиши, хитайниң 60 - 70 - йиллиридики күрәш йиғинлириниң қайта намайән болуши, уйғурларниң кишилик һоқуқ әркинликиниң еғир дәпсәндә қилиниши” дәп тәнқидләнди.
2014-12-22
Уйғур дияридин кәлгән кишиләрниң ейтишичә, уйғурлар ичидә һәр аилидә сақчиға кирип чиқмиған киши йоқ дейәрлик икән. Ундақта бу кишиләр немә җинайәт билән әйиблинип тутуп кетилмәктә? йеқинда уйғур дияридин кәлгән қанунчи мәмәт оғуз әпәндиниң ейтишичә, хитай җамаәт хәвпсизлик хадимлири уйғурларни топлишип җәмийәт тәртипини қалаймиқан қилиш җинайити, өктәмлик қилип һөкүмәт хизмитигә тосқунлуқ қилиш җинайити вә миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш җинайәтлири билән әйибләп тутуп кетип 3 йилдин 12 йилғичә қамақ җазасиға буйруватқан икән. Ундақта, қайси җазалар бу категорийигә кириду? булар хитайниң мунасивәтлик қанунлириға чүшәмду?
2014-12-22
2014 - Йили 15 - декабир дүшәнбә күни истанбулниң топқапи райониға җайлашқан истанбул йеңи әсир универистетида “қаниған яримиз - шәрқий түркситанниң йенида биз” намлиқ йиғин вә рәсим көргәзмиси ечлди.
2014-12-22
Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң җәңчиси, хәлқ сәнәткари, устаз сазәндә мусаҗан рози өзиниң америкидин кәлгән телефон зияритини қобул қилғанлиқи сәвәбидин хитай сақчи даирилириниң өйигә келип тәкшүргәнликини билдүрди.
2014-12-22
20 - Декабирда алматадики уйғур тиятири бенасида қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң 80 йиллиқиға беғишланған тәнтәнилик кечилик паалийәт болуп өтти.
2014-12-19
Йеқинда хотән вилайәтлик партком һөҗҗәт чиқирип, диний паалийәтләрдә дуадин кейин “амин” дейишни чәклигән. Хитай бу чәклимисини тәшвиқ қилишта қурани кәримдики 7 - сүрә 55 - айәтни нәқил кәлтүрүп аминни йүксәк тонда дейишниң ислам әқидисигә уйғун кәлмәйдиғанлиқини илгири сүргән. Бу һәқтә бүгүн радиомизға пикир баян қилған, дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар комитети мәсули турғунҗан алавудин әпәнди, хитай компартийисиниң ислам әһкамлириға пәтива бериш салаһийити йоқлуқини оттуриға қойди. У йәнә хитай тәрәп ялливалған диний затларниң тәшвиқатлири җәрянида мәзкур айәтни сүйитимал қилғанлиқини тәнқид қилди. Униң йәнә хитайниң бу чәклимисини “етиқадниң күчийишидин қорқуш вә уйғурларниң авазини боғуш” дәп изаһлиди.
2014-12-19
Игилишимизчә, бу йил 9 - айдин буян хотән наһийәсидики йеза - кәнтләрдә даириләрниң диний вә миллий адәтләргә қарита мислисиз дәриҗидики контроллуқ сиясити йүргүзүлгән.
2014-12-19
Германийәдики “хәтәр астидики милләтләр тәшкилати” 27 - май күни елан қилған доклатида, 2014 - йил 1 - априлдин, хитайда бир йилға созулған қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башланған 23 - майғичә уйғур районида һәр хил сиясий җинайәтләр билән әйиблинип, рәсмий қолға елинған уйғурларниң 480 дин ашқанлиқини ашкарилиған.
2014-12-19
Йеқинда австрийәниң вийена шәһиридә чақирилған “3 - нөвәтлик хәлқаралиқ атом қораллириниң инсанийәткә болған тәсири” мавзулуқ йиғинға 160 дөләттин кәлгән мутәхәссис, паалийәтчи вә сиясийонлар қатнашқан болуп, йиғин ахирида австрийә һөкүмити, дуня дөләтлирини атом қораллирини йоқитишқа вә чәкләшкә чақирди. Бурун мәзкур йиғинда атом қораллирини қандақ қоғдаш, униң инсанийәткә елип келидиған зийинини қандақ қилип азайтиш мәсилилири музакирә қилинған болуп, вийенада чақирилған бу қетимқи йиғинда атом қораллириниң инсанийәткә елип кәлгән балайи - апәтлири мисаллар билән оттуриға қоюлған.
2014-12-19
Қирғизистан призиденти алмасбек атамбайиф сәуди әрәбистанда зиярәттә болған мәзгилдә, әрәб шеркәтлирини қурулуш пиланлиниватқан хитай - қирғизистан - таҗикистан - афғанистан - иран төмүр йолиға мәбләғ селишқа чақирған иди.
2014-12-19
Қазақистанда уйғур миллий сәнитини раваҗландурушқа өз төһписини қошуватқан кәспий артислардин ташқири йәнә, көплигән сәнәт гуруппилириниң вә йәккә нахшичи - уссулчиларниңму мәвҗүт икәнлики мәлумдур. Улар болупму қазақистанлиқ вә уйғур дияри композиторлириниң нахшилирини орунлаш билән биллә өзлириму көплигән нахшиларни, уссулларни иҗат қилип, тамашибинларниң алаһидә алқишиға сазавәр болмақта.
2014-12-19
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2014-12-18
Өткән пәйшәнбә күни керийә наһийисиниң сийәк йезилиқ партком секритари йән чигаң, мотосиклитта йолдишиниң кәйнидә олтуруп китиватқан бир һиҗабланған аялниң алдини тосқан; аялниң йолдиши секритарниң тосушиға қаримай йолини давам қилған, секритар аптомобили билән мотосиклитқа мингишип кетиватқан аялниң арқисидин қоғлиған. Һиҗапланған аял өйиниң алдиға кәлгинидә секритар арқисидин йетишип келип униң бешидики лечәккә қол узатқан; дәл бу чағда аялниң акиси аблиз обулһәсән өйидин етилип чиқип секритарниң янпишиға бирни тәпкән; секритар аблиз обулһәсәнниң йенида палтиму барлиқини көргәндин кейин қорққинидин һушидин кәткән. 15 Минутниң ичидә нәқ мәйданға йетип кәлгән хитай қораллиқ күчлири хитай секритарни дохтурханиға, аблиз обулһәсән вә униң сиңлиси бүвинияз обулһәсәнни қамақханиға елип маңған.
2014-12-18
Радиомизниң игилишичә, бу йил 9 - айниң 19 - күни хотән наһийә лаңру йезилиқ һөкүмәт нусуй кәнтидә олтурушлуқ закир ясин аилисигә “мәсулийәт сүрүштүрүшкә маслишиш уқтуруши” чиқирип, униң 2 күн ичидә йезилиқ сақчиханиға өзини мәлум қилишини уқтурған.