Архип
2014-03-31
Шаһитлар йеқинда “5-июл вәқәси” ниң қурбанлиридин-шинҗаң балилар педагогика мәктипиниң оқуғучиси адил рози вә униң қисқиғинә һаяти һәққидә еғиз ачти.
2014-03-31
Уруп чала өлүк қилинған ниҗат сәмәтниң дадиси шәһәрлик сақчи идарисиниң интизам тәкшүрүш бөлүмигә кирип, зораван сақчилар үстидин шикайәт қилған. Хитай бөлүм башлиқи сәмәт һаҗимниң шикайитигә қулақ салмиған, әксичә ишханисидин иттирип чиқиривәткән.
2014-03-31
Сабиқ архип хадими гүлнур ханимниң билдүрүшичә, у мәхпий һөҗҗәтләр билән учришиш җәрянида гоминдаң сақчилириниң уйғур қатарлиқ сиясий мәһбусларни қийнап, бәзилириниң көзини оюп ташлиғанлиқиға аит фото сүрәтләрни көргән.
2014-03-31
Хәлқара мәтбуатлардин мәлум болушичә, җу юңкаңниң чириклик делосиға четилғучиларниң сани 300 дин ашқан. Бу һәқтики хәвәрләрдә, җу юңкаңниң мусадирә қилинған байлиқиниң хитай хәлқ пулиға 90 милярд сом икәнлики ашкариланған.
2014-03-31
Әслидә украина тәркибидә қелишни халап, қиримниң русийәгә қошулушиға қарши турған қирим татарлири өзлириниң сиясий һоқуқлириниң русийә һөкүмити тәрипидин қандақ дәриҗидә капаләткә игә қилиниши һәққидә техи ениқ ишәнчкә игә әмәстур.
2014-03-31
Хитай һөкүмитиниң йолсиз шәртлири сәвәбидин қарамай шәһиридики “яхшилар бағчиси” маарип фонди тақилип қалған, җәмийәтниң барлиқ бисати “меһрибан анилар” фонди җәмийитигә өткүзүп берилгән.
2014-03-28
Ниҗат сәмәтниң алаһидә сақчи зораванлиқиға учраш вәқәси һәққидә радиомизға кәлгән инкаста, ниҗатниң қаттиқ урулушиға тақәт қилип туралмиған нәқ мәйдандики хотәндин кәлгән ишләмчиләрниң алаһидә сақчиларни қоршавға елип әдипини бәргәнлики вә алаһидә сақчиларниң мәйдандин қачқанлиқи, сақчиларниң арқидин күч топлап келип хотәнлик ишчилардин 30 нәччә кишини тутқун қилғанлиқи баян қилинған иди.
2014-03-28
Уйғур районлуқ һөкүмәт йеқинда 2010 - йили оттуриға қоюлған қорғас вә қәшқәр иқтисадий алаһидә райони қурулушиға қайтидин мәбләғ селишни пилан қилип, йеңидин бир қатар етибар сиясәтлирини чиқарди. Әмма район вәзийитини көзәткүчиләр, мәзкур иқтисадий алаһидә район қурулушниң мәвҗут шараитларға мас кәлмәйдиғанлиқини илгири сүрмәктә.
2014-03-28
27 - Март күни франсийәниң пайтәхти париж шәһиридә хитай рәиси ши җинпиңниң франсийәдики зияритигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлгән.
2014-03-28
Ахирқи һаятини қазақистанда өткүзүп иҗадийәт билән шуғулланған мәрһум язғучи зия сәмәдиниң қизи белиқиз сәмәди дадисиниң хитай коммунистлириниң һәр хил тәқибләшлири астида қаттиқ риязәтләрни чәккәнликини ейтти.
2014-03-28
Зәйтинбурнудики уйғур қатарлиқ шәрқий түркистанлиқлар бу нөвәт түркийәдә өткүзүлидиған йәрлик сайламда утуп чиқишини көзләватқан һәрқайси партийиләрниң диққәт мәркизигә айланған.
2014-03-28
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2014-03-27
Атушта 23-март күни йүз бәргән алаһидә сақчилар зораванлиқ вәқәси һәққидә мухбиримиз вәқә йүз бәргән тәвәликтики сақчиханиға телефон қилди. 1-Сақчихана хадими вә сақчихана башлиқи вәқәниң йүз бәргәнликини йошурди.
2014-03-27
Уйғур елиниң мәркизи үрүмчидики ақ қувуққа җайлашқан “хәлқ тиятирханиси” 1954-йили қурулушқа башлап 1957-йили пүтүп ишлитилишкә киришкән. У үрүмчи шундақла уйғур елидики явропа-асия миллий услубида селинған нуқтилиқ мәдәнийәт қурулушиниң бири.
2014-03-27
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 25-март чүштин кейин, шиветсийә парламентида гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашти.