Архип
2014-04-30
Бүгүн хитай вә хәлқара ахбаратларниң хәвәр қилишичә, үрүмчи пойиз истансиси җәнуби вогзалида партлитиш вәқәси йүз бәргән. Тәңритағ ториниң бу һәқтики әң йеңи хәвиридә баян қилинишичә вәқәдә 3 киши өлгән, 79 киши яриланған.
2014-04-30
Мәрһум абдулбаситниң аилә-тавабиатлиридин униң аписи аминәм, алий мәктәптә оқуватқан ачиси белиқиз вә илгирики там қошниси абдураһман өзтүрк қатарлиқ кишиләр зияритимизни қобул қилип, мәзкур вәқәниң бәзи тәпсилатлирини ашкара қилди.
2014-04-30
Ши җинпиң гәрчә уйғур елидә терроризм, миллий бөлгүнчиликкә қаратқан зәрбини күчәйтишни әң муһим мәсилә сүпитидә күчлүк рәвиштә тәкитлигән болсиму униң уйғур елигә қәдәм басқан 3-күнила үрүмчидә партлаш йүз бәрди.
2014-04-30
Америка хәлқара диний әркинлик комитети чаршәнбә күни елан қилған 2014-йиллиқ доклатта көрситишичә, хитайда мустәқил католик, протестант мухлислириниң диний әркинлики бузғунчилиққа учрапла қалмай, уйғур вә тибәтләрниң диний әркинлики давамлиқ начарлашқан.
2014-04-30
26-Апрелда алмата шәһиридики әвезоф наһийисиниң абдулла розибақийеф намидики 153-гимназийисидә уйғур тили вә әдәбияти муәллимлириниң 2-районлуқ илмий муһакимә йиғини болуп өтти.
2014-04-29
Хитай коммунистик партийиси мәркизий комитетиниң баш шуҗиси, дөләт рәиси, мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң рәиси ши җинпиң 27-апрел уйғур елиға йетип келип, ислаһат, тәрәққият, муқимлиқини илгири сүрүш тоғрисида тәкшүрүш вә тәтқиқ қилишқа башлиди.
2014-04-29
Мәрһум абдулбасит аблимитниң паҗиәси қозғиған зор зилзилә аста-аста бесиқишқа әгишип униң өлүми һәққидики бир қисим әмәлий әһваллар ашкара болмақта.
2014-04-29
Мәкит наһийилик сотниң сулайман аблимит қатарлиқ 6 нәпәр яшни террорлуқ билән әйиблигән һөкүмнамиси қәшқәр вилайәтлик оттура сотта рәт болғандин кейин, даириләр әслидики һөкүмни күчкә игә қилиш үчүн, кишиләрни дело һәққидә сахта испат беришкә үндигән.
2014-04-29
27-Апрел күни әтигән қәйсәри шәһири уйғур мәһәллисидики уйғурлар чоң йолниң бойиға чиқип түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанни қизғин күтүвалди.
2014-04-29
2014-Йили 27-апрел мәркизи истанбулға җайлашқан хәлқаралиқ түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән “хәлқаралиқ түркистан қурултийи” намида йиғин өткүзүлди.
2014-04-29
25-Апрелда алмата шәһиридики миллий китабханида публистик язғучи исмайилҗан иминофниң “әзизанә қәшқәр” намлиқ китабини тонуштуруш мурасими болуп өтти.
2014-04-28
Мотсиклит билән қизил чирағдин бөсүп өткәнлики үчүн хитай сақчилири тәрипидин етиветилгән 17 яшлиқ абдулбаситниң өлүмигә 15 күн болғанда униң аилисидикиләр бу һәқтә бәзи әһвалларни ашкара қилди.
2014-04-28
Йеқинқи күнләрдә ақсу шәһәр қартал базарлиқ комитетниң чиқарған “4 хил пешқәдәм” кадирларниң дәпн ишлирини башқуруш вақитлиқ чариси вә буниңға мунасивәтлик бир җаза уқтуруши уйғур иҗтимаий алақә васитилиридә тарқилип ғулғула қозғиди.
2014-04-28
Ғулҗа шәһиридә олтурушлуқ уйғур яш турсун мәмәт нияз, буниңдин икки йил аввал қолға елинған вә сотланған. У мәзкур аилидин сиясий яки диний сәвәблик қамаққа һөкүм қилинған 2-киши.
2014-04-28
Хитай һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном район даирилири 24-апрел күни қанунсиз нәшр буюмлири вә қанунсиз диний нәшр буюмлири намида 330 миң парчә китаб вә ун-син буюмлирини көйдүргән.