Архип
2014-05-30
22-Май үрүмчи әтигәнлик базирида йүз бәргән партлитип һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, хитайда турушлуқ бир қисим чәтәл мухбирлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити, үрүмчи вәзийити вә уйғурлар билән хитай көчмәнлири оттурисидики мунасивәт һәққидә тохталған.
2014-05-30
Түрк асия истратегийә тәтқиқатлири мәркизиниң уюштуруши билән түркийиниң едирнә шәһиридә 3 - нөвәтлик дуня түрк мунбири хәлқиаралиқ йиғини өткүзүлди.
2014-05-30
Түркийә асия истратегийә тәтқиқат мәркизи уюштурған 3-нөвәтлик түрк дуняси мунбиригә 60 әтрапида дөләттин кәлгән дөләт рәһбәрлири, дипломатлар, журналистлар, университет оқутқучилири, аммиви тәшкилат мәсуллири вә җамаәт әрбаблири болуп 300 әтрапида киши қатнашмақта.
2014-05-30
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2014-05-29
Игилишимизчә, гума наһийә базирида олтурушлуқ йәнә бир уйғур аилисиниң өй вә мал-мүлки қурулуш ширкити тәрипидин мәҗбурий чеқилип, трактор билән бастуруветилгән.
2014-05-29
22-Май күни үрүмчидә йүз бәргән партлаш вәқәсидин кейин хитай мәркизи һөкүмити алаһидә буйруқ чүшүрүп, уйғур диярини террорлуққа қарши җәң мәйдани дәп елан қилди. Шундақла уйғур диярида бир йиллиқ террорлуққа қарши күрәш елан қилинғанлиқини җакарлиди.
2014-05-29
Қазақистан уйғурлириниң әң чоң җәмийәтлик бирләшмилириниң бири җумһурийәтлик уйғур миллий мәдәнийәт мәркизи болуп, у өткәнки әсирниң 90-йиллириниң башлирида шәкилләнди.
2014-05-28
Хитай даирилири ғулҗида ечилған 55 уйғур үстидики сотниң аталмиш “3 хил күчләр гә зәрбә бериш ирадисини ипадиләйдиған” лиқини көрсәткән болсиму, бирақ бәзи хитай зиялийлири бу сотниң уйғурларниң ғуруриға тегип, уйғур-хитай мунасивитигә техиму бузғунчилиқ қилидиғанлиқини билдүрди.
2014-05-28
18 яшлиқ икки нәпәр яш хитай көчмәнлиригә пичақ билән һуҗум қилип икки нәпирини яриландурған. Хитай сақчилар нәқ мәйданға йетип келип, бу икки нәпәр һуҗумчиға оқ чиқарған. Һуҗумчилардин бири нәқ мәйданда, йәнә бири дохтурханида җан үзгән.
2014-05-28
Тайландта 220 уйғурниң яшаватқанлиқи тоғрисидики хәвәр тарқалғандин кейин, дуня уйғур қурултийи җиддий телефон йиғини чақирип, 11 кишидин тәркиб тапқан мусапирлар комитети қуруп чиқип, мусапир уйғурларға ярдәм қилишниң йоллирини издәшкә башлиған иди.
2014-05-28
Қазақистанда русийә, белорусийә вә қазақистан арисида 29-майда имзалинидиған явроасия иқтисадий иттипақи, русийә, белорусийә вә қазақистан арисидики иттипақ болуп, у 2015-йилниң 1-январ күнигичә қурулуп болуши лазимкән.
2014-05-28
Японийәдики көплигән мәтбуатлар 27-майдин башлап, хитай тарихидики чиң ханиданлиқиниң әң ахирқи мәликиси аишин җуелуо шианчи йәни япончә әйшинкакура кенкиниң бейҗиңда 26-май вапат болғанлиқи тоғрисида хәвәрләрни тарқатти.
2014-05-28
22-Май үрүмчидә әтигәнлик базар һуҗуми йүз бәргәндин кейин хитай һөкүмити бир йиллиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини башливәтти. Хитай һөкүмәт таратқулири тарқатқан учурларда һазирғичә 200 дин артуқ кишиниң бөлгүнчилик гумани билән тутқун қилинғанлиқини елан қилди.
2014-05-27
Хотән вилайити һәр дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик қораллиқ қисимлар билән маслишип, нуқтилиқ аилиләр, көчмә нопустикиләрниң әһвалини игиләп, мәхсус интернет вә аммиви алақә васитилиридин ч ч, үндидар қатарлиқлардики учурларни қамал қилип, тәкшүрүшкә башлиған.
2014-05-27
Аңлиғучилиримиздин бири җүмә күни радиомизға инкас йоллап, шу күни йәкәндә бомба партлаш вәқәси йүз бәргәнликини, хитай даирилири вә көчмәнлириниң сарасимигә чүшкәнликини мәлум қилди.