Архип
2014-07-31
Йәкәнниң елишқу вә хаңди йезилирида 28-июл күни йүз бәргән қанлиқ исянниң қозғилишиға түрткә болған сәвәбләр һәққидә охшимиған мәлуматлар оттуриға чиқмақта.
2014-07-31
Хитай даирилириниң уйғурларниң қануний һәқ - һоқуқлирини тинч йол билән тәләп қилған илһам тохтини “дөләтни парчилаш” җинайити билән әйиблиши, хәлқарада җиддий инкас қозғиди.
2014-07-31
Пүтүн дунядики мусулманлар “11 айниң султани” дәп аталған муқәддәс рамизан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтини шад - хурамлиқ ичидә күтүвалған болсиму, түркийәдики уйғурлар матәм ичидә күтүвалди.
2014-07-31
Америка авам палатаси мәхсус қарар мақуллап фалунгоңчилар вә уйғур мәһбуслириниң ички әзалирини еливелишқа қатнашқанларни җазалашни тәләп қилди.
2014-07-31
2014-Йили 10-авғуст йәкшәнбә күни түркийә хәлқи җумһур рәисини сайлап чиқиду, түркийәдә һазирқи баш министир әрдоған вә сабиқ ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәиси әкмәлиддин еһсан оғли түркийә җумһурийитиниң җумһур рәислик намзатлири болуп елан қилинди.
2014-07-31
26-Июн японийәниң окинава өлкисиниң наһа шәһиридики өлкилик музийханиниң йиғин залида “окинаваниң әркинликини қоғдаш комитети”ниң саһибханилиқида “хитайниң нөвәттики вәзийити вә окинава” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлгән.
2014-07-30
Чаршәнбә күни әтигәндә, хитай дөләтлик вә уйғур аптоном районлуқ ислам җәмийитиниң муавин рәиси, һейтгаһ мәсчитиниң хитай коммунист һакимийитини яқилап келиватқан хатиби җүмә таһир өлтүрүлгән.
2014-07-30
Игилигән учурлиримиздин ашкарилинишичә, сақчиларниң һейтгаһни қамал қилишиға шу күни сәһәр җамәдики бир диний затниң җамә алдида икки киши тәрипидин пичақлап өлтүрүлүши сәвәб болған икән.
2014-07-30
Йәкәндә һәрбий һаләт йүргүзүлгәнлики, үч күндин буян қошна наһийәләргә қатнайдиған қатнашниң тохтитилғанлиқи һәмдә хитай һәрбий қисимлириниң йәкәнгә йөткәп келинип, мәктәп вә башқа муһим орунларға орунлашқанлиқи мәлум.
2014-07-30
Үрүмчи тәптиш мәһкимисиниң ери илһам тохтиға артқан аталмиш җинайәтләр һәққидә тохталған гүзәлнур ханим, хитай һөкүмитиниң еригә төһмәт чаплаватқанлиқини билдүрди вә хәлқара җамаәтни мәзкур делоға көңүл бөлүшкә чақирди.
2014-07-30
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи сүрийә мәсилиси вә пәләстин мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп ташқи сиясәттә бу мәсилиләрни алдинқи күнтәртипкә қоюп кәлмәктә.
2014-07-30
Шиветсийәдә яшаватқан диний зиялий абдулла әһәд хотән вилайәтлик милләт-дин ишлири идарисидики кадирлар тәрипидин елан қилинған “хотәндики қериндашлар, биз диний әсәбийликкә қачанғичә йол қойимиз?” намлиқ очуқ хәткә қарита өз көз қаришини баян қилди.
2014-07-30
Қазақистанда нам чиқарған уйғур журналист өз китаблирида қазақистанниң яркәнт тәвәсидә нәтиҗә қазанған уйғурларниң һаяти–паалийитини йорутушқа тиришқан.
2014-07-29
Мухбиримизниң бүгүн йәкән илишқудики кәнт мәсуллири вә аһалиләрдин игилишичә, бир нәччә гуруппа кишиләр 28-июл күни сәһәрдә ишқул йезилиқ сақчихана вә йезилиқ һөкүмәткә һуҗум қилған.
2014-07-29
Шинхуа йәкән наһийисидә зор вәқә йүз берип бир күндин кейин, өлгән адәм санини 13 дәп елан қилған, әмма д у қ вәқәниң көлиминиң зорлиқини, өлгән, яриланған адәм саниниң хәвәр қилинғандинму көп болған болуши мумкинликини пәрәз қилмақта.