Архип
2014-07-07
Қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийитиниң уюштуруши билән 5-июл күни қирғизистандики уйғурлар бишкәк шәһиридә хатириләш паалийити өткүзүп, 2009- йили 5- июл күни уйғур дияриниң үрүмчи шәһиридә йүз бәргән қанлиқ вәқәдә қурбан болған уйғур яшлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилди.
2014-07-07
7-Айниң 5-күни токйониң канда районидики йиғин залида “5-июл үрүмчи вәқәси”ни хатириләш мунасивити билән японийә уйғур җәмийитиниң саһибханилиқида доклат бериш паалийити өткүзүлди.
2014-07-05
“5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 5 йиллиқи мунасивити билән германийәниң мюнхен шәһиридә 7 - айниң 5 - күни миңдин артуқ адәм қатнашқан тәсири зор бир намайиш елип берилди.
2014-07-05
Норвегийәдики уйғурлар 5 - июл осло кочилирида лозунка - плакатларни көтүртүп айлинип намайиш қилип, хитай һөкүмити уйғурларға селиватқан зулумларни аңлатти вә хитайни уйғурлар қаритилған бастуруш сиясәтлирини тохтитишқа чақирди.
2014-07-05
2009 - Йилидики “5 - июл қирғинчилиқи” ниң 5 йилқи мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлирида наразилиқ намайишлири уюштурулди.
2014-07-05
2009 - Йилидики “5 - июл қирғинчилиқи” ниң 5 йилқи мунасивити канаданиң ванковер шәһиридә билән өткүзүлгән намайишта 5 - июл зиянкәшликкә учриған уйғурларға адаләт тәләп қилинди.
2014-07-04
Ақсу аватниң бәшериқ йезисида 20 нәччә нәпәр яш бәдән чениқтурғанлиқи вә өйлиридин бәдән чениқтуруш әсваплири тепилғанлиқи үчүн террорлуқ гумани билән тутқун қилинған. Булардин икки нәпири аял болуп, 17 - 18 нәпири йезилиқ сақчиханида тутуп турулмақта, қалғанлири наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисиға тапшуруп берилгән. Бу әһвал, нөвәттә уйғур райониниң һәрқайси наһийәлиридә өткүзүлүватқан очуқ мәйдан сотлиридики гумандарларниң аталмиш җинайи арқа көрүнүшиниму бәлгилик дәриҗидә йорутуп бәрмәктә.
2014-07-04
Тутқундики илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң вә аилисиниң йерим йилдин буян дуч кәлгән қисмәтлири һәққидә соаллиримизға җаваб бәрди.
2014-07-04
Хитай даирилири бу йил киргәндин башлап үзлүксиз давамлишиватқан қаршилиқ һәрикәтлиридин алақизадә болғачқа, рамизан ейи кириш билән уйғурларниң топлишип паалийәт қилиш һәрикәтлиригә чәклимә қоюп, паалийәтләрни тосуп кәлди, булупму диний сорунларда назарәт қилиш,көзитиш салмиқини ашурди.
2014-07-04
5 - Июл урумчи вәқәсиниң 5 - йиллиқи мунасивити билән, шәрқий туркистан вәқпиниң сабиқ башлиқи, истанбулдики сиясий паалийәтчи һамид көктүк мухбиримизниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә хитай һөкүмитиниң уйғур елида елип бериватқан қаттиқ бастуруш сияситиниң ақивити һәққидә тохталди.
2014-07-04
Йеқинқи заман уйғур тарихида шами дамолла тәхәллуси билән аталған сүрийидин уйғур елиға кәлгән диний зат алаиддин дәмәшқийниң мол диний билимлири билән қәшқәр,йәкән, хотән қатарлиқ җайлардики мәдирисләрдә көплигән уйғур талиплириға диний билимләрни үгәткәнлики тоғрисида чәтәлләрдә нәшр қилинған бәзи бир мәнбәләрдә көрситилгән.
2014-07-04
Буниңдин 30 йил муқәддәм, йәни 1984-йили 1-июлда қазақистанда “алитағ” уйғурчә телевизийә программиси көрситилишкә башлиған иди. Мәзкур программа қазақистан уйғурлири һаятидики чоң вәқә болуп, униңға һөкүмәт тәрипидин мәхсус хираҗәт аҗритилған иди.
2014-07-04
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2014-07-03
2009-Йилдики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 5-йиллиқи мунасивити билән америкидики уйғурлар намайиш өткүзүп, хитайни 5-июлда из-дерәксиз йоқап кәткән, қолға елинған вә өлтүрүлгән уйғурларниң һесаби беришкә чақирди.
2014-07-03
Бу йиллиқ рамизан кириши билән даириләрниң уйғур елидики мусулманларниң роза тутушини чәкләш тоғрисидики уқтуруш вә бәлгилимилири һәр дәриҗилик һөкүмәт таратқулирида арқа-арқидин көрүлмәктә.