Архип
2015-01-14
Бир айдин бери, тайландтики 366 уйғурни түркийәгә елип келиш шундақла хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн, түркийәдики көплигән аммиви тәшкилатлар җамаәт пикри топлап, һәр хил паалийәтләрни улғайтмақта.
2015-01-13
Америка кишилик һоқуқ тәшкилати-әркинлик сарийи 2012-йили ноябирда ши җинпиң тәхткә чиқип һоқуқ йүргүзүшкә башлиған дәсләпки бир йерим йилда, уйғурларни бастуруш қәдими күчәйгәнликини билдүрди.
2015-01-13
14 Йиллиқ әрз тарихида бәш қетим тутулуп, икки қетим кесилгән вә 4 йил җаза муддити өтигән хотән қарақашлиқ ғоҗимәмәт җаппар әрз иши билән һазир йәнә бейҗиңда.
2015-01-13
Хитайчә таратқуларда, хитай һөкүмитиниң “йәккә иккинчи бала сиясити” йәни ялғуз пәрзәнтлик ата-аниларниң йәнә бир пәрзәнт көрүшигә рухсәт қилиш сияситини йолға қоюши 2014-йили хитай пуқралири һәммидин көңүл бөлгән 10 чоң хәвәрниң бири болғанлиқи мәлум.
2015-01-13
Хәлқара мәтбуатларда елан қилинған 2014-йилдики хитай вәзийити вә хитай сиясити һәққидики анализларда, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири 2014-йили хитай сияситигә тәсир көрсәткән вәқәләр ичидә асаси салмақни игиләйдиғанлиқи илгири сүрүлди.
2015-01-13
Д у қ иҗраийә һәйити рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики бир өмәк түркийә баш министири әхмәт давутоғлу билән германийәниң пайтәхти берлин шәһиридә икки қетим көрүшти.
2015-01-13
10- январ истанбулниң таксим мәйданида намайишчилар хитай зулумиға қарши кепән кийип намайиш қилип, түркийәни уйғурларға игә чиқиш вә тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни түркийәгә елип келишкә чақирди.
2015-01-13
Һазир қазақистанниң алмата вилайитигә қарашлиқ челәк йезисида өткәнки әсирниң 60-йиллиридин буян яшап келиватқан рус хәлқиниң вәкили борис майевский ғулҗида 40-йиллири йүз бәргән бир қатар вәқәләрниң тирик шаһидидур.
2015-01-12
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, бүгүн, йәни 12 - январ чүштин бурун қәшқәр йеңишәһәр наһийәсидә 6 нәпәр “һуҗум гумандари” ниң етип өлтүрүлгәнлики мәлум.
2015-01-12
19 - Әсирниң ахиридин башлап, 20 - әсирниң биринчи йеримиғичә болған арилиқта уйғурларниң тарихи, тили, мәдәнийити вә археологийәси бойичә хәлқара миқяда юқири қизғинлиқ билән тәтқиқатлар елип берилди. Бу саһә бойичә сабиқ совет иттипақида зор нәтиҗиләр мәйданған кәлгән болуп, 1951 - йили алмата шәһиридики “қазақ ели” журнили нәшрияти совет иттипақиниң мәшһур алими александир бернштам тәйярлиған “уйғур хәлқиниң қәдимки вә дәсләпки оттура әсирләр тарихиниң қиссәлири” мавзулуқ китабини уйғур тилида нәшир қилди. 9 Баблиқ мәзкур китаб уйғурларниң қәдимдин таки 13 - әсиргичә болған етник, сайиси, иқтисад вә мәдәнийәт тарихиниң тунҗи қетим омумлаштурулуп системилиқ баян қилиниши иди.
2015-01-12
Мәркизи түркийәниң истанбул шәһиригә җайлашқан “анатолийә оқуғучилар бирлики” тәрипидин башлитилған “шәрқий түркистан үчүн дуа қил вә әмәлий һәрикәткә өт” намида түркийә вә дуняниң һәрқайси җайлирида бир йүрүш паалийәтләр өткүзүлмәктә.
2015-01-12
10 - январ белгийәниң брюссел шәһиригә җайлашқан хитай баш әлчиханиси алдида наразилиқ намайиш паалийити елип берилди.
2015-01-12
Түркийидә уйғурларни қоллаш паалийәтлири күндин - күнгә түркийиниң һәр қайси шәһәрлиригә кеңийип давам қиливатиду. Мушу бир қанчә күндин буян түркийиниң һәр қайси җайлирида уйғурларни қоллап, хитай зулумиға қарши намайиш, йиғин, мурасим, дуа қилиш вә рәсим көргәзмиси ечиш дегәнгә охшаш һәр хил паалийәтләр давам қиливатиду.
2015-01-12
Қирғизистан чегра мудапиә қисимлириниң баянатчиси 10 - январ күни таратқуларға бәргән мәлуматида қирғиз - хитай чеграсидин қанунсиз һалда өткән үч нәпәр хитай пуқрасиниң тутулғанлиқини ашкарилиди.
2015-01-12
Японийә токйо университети нәшрияти тәрипидин һоккайдо университетиниң профессори такео курюзаваниң “татарларниң қисмәтлири” намлиқ китаби нәшр қилинған.