Архип
2008-05-11
Йеқинда шаңхәйдин тарқитилидиған атақлиқ тор бәтләрниң бири "шинмин" да хитайниң мәмурий районлириниң хәритисиниң йеңичә нам берилгән бир қанчә хил ғәйри - рәсми нусхиси елан қилинған болуп, буниңда хитайдики һәммә өлкиләр көрситилмигән болсиму, бирақ уларниң асаслиқ қисими рәңләр билән көрситилип, уларға әслидики мәмурий нами әмәс, бәлки һақарәт характерлик намлар қоюлған.
2008-05-10
Шәнбә күни, хитай шәрқ һава йоллири ширкитиниң бир йолочи айропиланида от кетиш сигнали берилип, 100 дин артуқ йолучиниң айропиландин чиқирилиши җәрянида үч киши яриланған.
2008-05-10
Австралийә миллий олимпик комитетиниң рәиси җан котес, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишидиған тәнһәрикәтчиләрниң, медал елиш мурасимлири җәрянида, наразилиқ һәрикәтлири елип бериши мумкинликини билдүрди.
2008-05-10
Тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай лама, җүмә күни германийидә чиқидиған " дәр шипигәл" журнилиға бәргән баянатида, өткән һәптә униң вәкиллири билән хитай һөкүмәт вәкиллири оттурисида елип берилған сөһбәттә, һәм тибәт мәсилиси һәм йеқинда тибәттә йүз бәргән қозғилаң һәққидә икки тәрәп оттурисида җиддий ихтилаплар мәвҗут икәнликиниң оттуриға чиққанлиқини билдүрди.
2008-05-10
Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси әзалири, америка президенти җурҗ буштин бейҗиң олимпикигә қатнишиш үчүн хитайни зиярәт қилған мәзгилдә, америкиниң тибәттики вәзийәткә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини тәкитләш үчүн тибәтниму зиярәт қилишини тәләп қилди.
2008-05-10
Шәнбә күни, канада ниң ванкувер шәһиригә йетип кәлгән, тибәт әркинлик мәшили, ванкувер шәһиридә яшайдиған тибәтләр, уйғурлар вә тибәтни қоллайдиған канадалиқлар болуп, йүзлигән киши тәрипидин қизғин қарши елинди.
2008-05-09
Уйғур илидин 2008 - йиллиқ хитай өлкилиригә ишләмчи тошуш хизмити йәнә башланған болуп, хитай һөкүмитиниң бу йиллиқ пиланиға қариғанда , бу йил кәсип алмаштуруп ишқа орунлаштурулидиған адәм сани 1,200,000( бир милйон икки йүз миң) адәм қетимға , хитай өлкилиригә тошулидиған әмгәк күчини 100 миң адәм қетимға йәткүзүш пилан қилинған.
2008-05-09
Йеқинда уйғур елидин чәтәлгә чиққан бир уйғур тиҗарәтчи, турпан вилайитиниң пичан наһийәсидики бир қисим уйғур деһқанлар билән наһийидики бир қисим көчмән хитайлар арисида маҗира чиққанлиқини, маҗираға четишлиқ икки уйғурниң қолға елинғанлиқини мәлум қилди.
2008-05-09
Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини җәрянида бирәр вәқә чиқип қилиш һәққидики әндишә вә қайғулири күнсери күчийиватқан хитай даирилири, һәр һәптә дегүдәк террорлуққа қарши уқтурушлар чиқирип, бейҗиңда пиланланған нурғунлиған консерт вә чоң йиғилишларни бикар қилип, чәтәлликләрни техиму йеқиндин көзәткили башлиған.
2008-05-09
Түркийә җумһурийити баш министирлик тармиқидики ататүрк мәдәнийәт тәтқиқат идариси вә ақшәһәр шәһәрлик һөкүмити ортақлишип өткүзгән "21 - әсирни нәсирдин әпәнди арқилиқ чүшүниш" мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини түркийиниң ақшәһәр дегән йеридә рәсмий башланди.
2008-05-09
Хитай даирилириниң уйғур или" террорчилар" ниң тәһдитигә дуч келиватқанлиқини илгири сүрүшигә қаримай, уйғур аптоном райони мәсуллири бейҗиңда содигәрләрни уйғур елиниң сода қилишқа наһайити бихәтәр җай икәнликигә ишәндүрүшкә тиришти.
2008-05-09
Уйғур аптоном райониниң пичан наһийисидә 3 өсмүр балиниң пут, қол вә еғиз кесәллик вируси билән юқумланғанлиқи байқалған болуп, мәзкур вирус билән юқумланған өсмүрләрниң әң кичики 3 яшларда икән. Вәқә 4 - айниң 30 - күни байқалған болсиму, лекин райондики мәтбуатлар бу вәқәни 9 - май күни елан қилди.
2008-05-09
Б д т бермидики апәт райониға әвәткән ярдәм буюмлирини берма һәрбий даирилириниң тартивалғанлиқи түпәйли бермиға ярдәм буюмлирини йәткүзүшни тохтатқан.
2008-05-09
Японийиниң сабиқ баш министири шинзо абе пәйшәнбә күни японийидә зиярәттики хитай дөләт рәиси ху җинтав билән әтигәнлик чай зияпитигә қатнашқанда ху җинтавға тибәт вәзийити вә уйғур тарихчиси тохти музатниң әһвалини хатириләткән.