Архип
2015-10-30
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң уйғур районидики муқимлиқ чарә - тәдбирлири барғансери әсәбий, һәҗивий вә һамақәтчә шәкилләрдә давамлашмақта. Бу қарашни дәлилләйдиған пакитлардин бири бүгүн мухбиримизниң ақсу айкөлгә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида ашкариланди.
2015-10-30
Йеқиндин буян уйғур аптоном районидики һәрқайси учур мәнбәлиридә пүтүн аптоном район миқясида йәрлик аһалиниң йүзмиңлап ишқа орунлишиватқанлиқи вә бу йил өктәбир ейида ишсизлиқ нисбитиниң 4% кә чүшкәнлики арқа - арқидин хәвәр қилинмақта. Һалбуки, һәрқайси шәһәрләрдики учур торлирида көзгә челиқиватқан уйғур яшлириниң хизмәт издәш еланлиридики бәзи бинормал мәзмунлар кишиләрниң диққитини тартмақта.
2015-10-30
Илһам әпәндиниң ғәйрәт нияз қатарлиқ тор язарлири вә тор башқурғучилири һәққидики баянлири
2015-10-30
Хитай деңиз армийә генерали ву шиңли пәйшәнбә күни америкини агаһландуруп, америка әгәр дәталаштики деңиз районларда еғвагәрчилик һәрикәтлирини давам қилса уруш кәп чиқиду, деди. Америка болса өзиниң һәрикитиниң җәнубий деңизниң хәлқараға очуқлуқиға капаләтлик қилиш вә уни тәкитләш икәнликидә чиң турмақта.
2015-10-30
1933 - Йили қәшқәрдә елан қилинған шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән 1944 - йили 11 - айниң 12 - күни елида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулғанлиқини хатириләш күни йеқинлишиватқан бүгүнки күндә, түркийәдә 12 - ноябир күнини “шәрқий түркистан күни” елан қилиш үчүн җамаәт пикри топлаш паалийити башланди.
2015-10-30
Бүгүнки күндә қазақистанниң алмата шәһири вә униң әтрапидики хәшкиләң, или вә җамбул наһийилири, шундақла алмата вилайитигә қарашлиқ талғир, әмгәкчи - қазақ, уйғур вә яркәнт наһийилиридә зич олтурақлашқан уйғурларниң өз тилини, миллий өрп - адәтлирини, маарипини, сәнитини сақлап қелишта вә уларни тәрғип қилиш вә йәниму раваҗландурушта мәдәнийәт мәркәзлири чоң рол ойнимақта.
2015-10-30
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-10-29
Америкидики том лантос кишилик һоқуқ вә адаләт фонди 27-өктәбир күни, мәзкур орган тәрипидин тәсис қилинған 2015-йиллиқ хәлқаралиқ ләнтос кишилик һоқуқ мукапат саһиблирини елан қилди.
2015-10-29
“мән шинҗаң университетидики әң базарлиқ кәсипләрниң бири - санаәт лайиһиләш кәспини әла нәтиҗә билән пүттүрдүм, әмма 9 йилдин буян хизмәткә орунлишалмидим!”
2015-10-29
Илһам тохти: “мән вақтинчә қоюп берилдим, әмма тақиветилгән уйғурчә торлар вә тор башқурғучилирини тутқун қилиш уйғурларға еғир йоқитиш болди”
2015-10-29
Түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 92-йиллиқи түркийәдә тәнтәнилик һалда қутлуқланмақта. Буниңдин 92 йил бурун, йәни 1923-йили 10-айниң 29-күни түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустафа камал ататүрк түркийә җумһурийити қурулғанлиқини җакарлиған.
2015-10-29
28-Өктәбир чаршәнбә күни түркийә қанал а телевизийәсидә, явропада ечилған “уйғур кишилик һоқуқ вә диний әркинлик күриши” йиғининиң роһи нәқ мәйдан телевизийә программиси арқилиқ түрк хәлқигә йәткүзүлди.
2015-10-29
Йерим әсирлик тарихни баштин кәчүргән иттипақ тиятирханиси адәттә анчә көзгә челиқип кәтмисиму, униң уйғурларниң қәлб төридики мәниви орниниң төвән әмәслики мәзкур тиятирхана чеқилғандин кейин толуқ намаян болди.
2015-10-28
3 Йиллиқ түрмә һаяти һәққидә мухбиримизға мәлумат бәргән әрздар ғоҗимәмәт җаппар хитайчә материялни оқуялмиғанлиқи үчүн түрмә сақчилириниң тәлвиләрчә зораванлиқиға учриғанлиқини паш қилди.
2015-10-28
18-Сентәбир күни бай наһийисидә йүз бәргән көмүрканға һуҗум қилиш вәқәси радиомиз арқилиқ ташқи дуняға ашкара болғандин кейин, хитай һөкүмити мәзкур вәқә һәққидики хәвәрләрни қаттиқ қамал қилған.