Архип
2015-11-23
Америкидики җорҗ вашингтон университети билән бирюссел вә париждики бир қанчә университетниң һәмкарлишишида “уйғур тарихи, мәдәнийити вә җәмийити бойичә 2-нөвәтлик хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ йиғини” өткүзүлди.
2015-11-23
Қирғизистан пәнләр акадимийәсиниң акадимики, қирғизистанда хизмәт көрсәткән пән әрбаби, пәлсәпә пәнлири доктори, атақлиқ уйғур алими әзиз наринбайиф 20-ноябир күни 91 йешида бишкәктә вапат болди.
2015-11-23
Қирғизистан миллий пәнләр академийисиниң академики, қирғизистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, профессор әзиз исаҗан оғли наринбайеф аләмдин өтти.
2015-11-20
Ақсу байда йүз бәргән соған көмүркан һуҗумини икки айдин бери кәскин һалда рәт қилип келиватқан хитай даирилири,20 - ноябир күни, йәни вәқә йүз берип 63 күндин кейин дөләт ахбарат оргини болған “тәңритағ тори” да рәсмий елан қилди.
2015-11-20
Париждики вәқәдин кейин хитай баянат берип бир яқтин ғәрбни террор мәсилисидә “икки хил өлчәм” қоллиниш билән әйиблисә, йәнә бир яқтин террорлуққа, бөлгүнчиликкә қарши күрәшни йәниму чиңитидиғанлиқини тәкитлиди.
2015-11-20
“тал севәт” намлиқ романниң аптори җосанне лаваллей романни йезиш җәрянида өзиниң тәклимакан бостанлиқлирида өз көзи билән көргәнлири вә кейинчә уйғурлар һәққидә издиниш арқилиқ һес қилғанлири һәққидә сөзләп бәрди.
2015-11-20
Америка җорҗ вашингтон университети тәрипидин уюштурулған “2 - нөвәтлик хәлқара уйғур тарихи, мәдәнийити, җәмийити илмий тәтқиқат йиғини” фирансийәниң пайтәхти парижда 20 - ноябир күни ахирлашти.
2015-11-20
Йеқинда қазақистанда “мустәқил қазақистандики уйғур әдәбияти” намлиқ мәхсус мақалиләр топлими нәшрдин чиқти. Топламниң нәшр қилинишиға қазақистан билим вә пән министирлиқи мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институти күч чиқарған.
2015-11-20
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-11-19
Гума наһийәсиниң муҗи базириға қарашлиқ йеңибағ башланғуч мәктипидә оқуйдиған балиларниң узун мәзгил қаранчуқсиз қалғанлиқи һәққидики хәвәр иҗтимаий таратқуларға ашкара болғандин кейин күчлүк диққәт қозғиди.
2015-11-19
Өткән һәптә тәңритағ тори куча наһийиси ақөстәң йезиси туртам кәнтидики төвән киримлик 50 намрат аилигә йезилиқ һөкүмәттин 50 тонна “меһри-шәпқәт көмүри” тарқитип берилгәнликини һәмдә бу намрат аилиләрниң қишлиқ иссиниш мәсилисиниң һәл болғанлиқини хәвәр қилди.
2015-11-19
Раҗнат сиңниң хитай зиярити бихәтәрлик һәмкарлиқ мунасивитини күчәйтиш, чегра һалқиған қорал-ярақ қачақчилиқи вә “ғазатчи һәрикәтләр” гә қарши туруш қатарлиқ мәсилиләрдә өз-ара һәмкарлиқ елип беришни нишан қилған.
2015-11-19
Японийә һөкүмитиниң уйғур елигә даир материяллири японийә һәрбий архиплирида, болупму дипломатийә министирлиқиниң архипханисида көп сақланған.
2015-11-18
Хитай даирилири қәшқәрдә ачқан “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” ахирлишип узун өтмәйла уйғурлар дияридики һәрқайси җайларда мәзкур йиғинниң роһини өгиниш паалийәтлириниң җиддий орунлаштурулуватқанлиқи мәлум болмақта.
2015-11-18
17-18-Ноябир күнлири җәнвәдә ечилған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 56-қетимлиқ йиғинида хитайдики тән җазаси җүмлидин уйғур мәһбуслириниң тән җазасиға учраш әһвали нуқтилиқ оттуриға қоюлуп, хитай һөкүмәт вәкиллиридин конкрет мәсилиләргә җаваб бериш тәләп қилинған.