Архип
2015-11-30
2009-Йили 5-июл вәқәсидин кейин, чәтәлләргә чиқиватқан уйғур яшлириниң саниниң бирдинла көпийип кетишигә ата-аниларниң җәмийәт бихәтәрликигә ишәнмәслики, балиларниң кейинки тәқдиригә болған әндишилири асаслиқ сәвәб болған.
2015-11-30
34-Нөвәтлик явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалоги, хитайда кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш күчийип, униң кишилик һоқуқ вәзийити начарлишип кәтти, дәп қариливатқан мәзгилдә өткүзүлди.
2015-11-30
Хитай бай көмүркан һуҗум гумандарлирини бир тәрәп қилишта, “бир қисим әнәниви қәбиһ қоралларни ишлитишни чәкләш әһдинамиси” гә бузғунчилиқ қилған.
2015-11-30
Түркийәниң шәрқий шимали районидики шаһзадиләр шәһири дәп билинидиған амася шәһиригә 40 километир узақлиқтики уйғур кәнтидики уйғурлар тунҗи қетим уйғур дияридин көчүп кәлгәнликиниң 700 - йиллиқини хатириләп илмий муһакимә йиғини өткүзди.
2015-11-30
Германийәниң көлин шәһиридә“2 - нөвәтлик хәлқара моңғул, хитай демократийә мәсилилири муһакимә йиғини”ға тәклип билән қатнашқан уйғур вәкиллири уйғурлар мәсилисини әтраплиқ оттуриға қойған.
2015-11-30
Һазир қазақистанда истиқамәт қиливатқан уйғурлар өткән әсирниң 40-йиллири или районида партлиған миллий азадлиқ қозғилиңини унтуғини йоқ.
2015-11-28
Шәнбә күни русийә даирилири түркийәгә қариши бир қатар иқтисадий ембарго қоюлғанлиқини елан қилди. BBC Ниң хәвәр қилишичә, мәзкур қарарға русийә президенти путин имза қойған.
2015-11-27
Пакистан муштәрәк истихбарат идариси (ISI) өмәр хан әпәндиниң һиндистанға берип, уйғурларға ана тил мәктипи ечишиға йол қоймиған.
2015-11-27
Түркийә һава армийәси түркийә билән русийә чеграсида рус уруш айропиланини уруп чүшүргәндин кейин, русийә дөләт башлиқи владимир путин мухбирларға бәргән тунҗи баянатида, “арқимиздин пичақландуқ” дегән иди.
2015-11-27
Қатар “әлҗәзирә” телевизийә қанилиниң әрәб тилида тарқитилидиған әлҗәзирә тор журнилиниң 10 - сани “шәрқий түркистан миллий кимлик үчүн күрәш” дегән, сәрләвһидә мәхсус уйғурларға беғишланған.
2015-11-27
Германийәдә нәшрдин чиқидиған “әйнәк” журнилида 26 - ноябир елан қилинған “хитай ғәзәплик, хитай сөрәлмә” намлиқ анализ мақалиси, хитайниң хәлқара террорлуққа қарши турушта йолуқуватқан 3 чоң қийинчилиқини оттуриға қойди. Буниң бири, уйғурлар мәсилиси болған.
2015-11-27
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-11-26
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, уйғурлар дияридики бимарларниң давалиниш мәсилисидики бир зор қийинчилиқ вақтида дора сетивелиш вә дора ишлитиш җәрянида көрүлидикән.
2015-11-26
Уйғур хәлқ тарихий дастанлириға муҗәссәмләнгән мол тарихий учурлар вә униңда әкс әткән ағзакий тарихчилиқ әнәниси йеқиндин буян дуня илим саһәсиниң диққитини қозғимақта.
2015-11-26
Д уқ һәйити б д т мусапирлар ишханиси мәсуллири билән тайландтики мусапирлар вә дуняниң һәрқайси җайлирида туруватқан мусапирлар мәсилиси тоғрисида сөһбәт елип барди.