Архип
2015-11-12
11-Ноябирда алматадики “билал назим” кафеханисида 1933-вә 1944-йиллири қурулған “шәрқий түркистан җумһурийәтлири” ни хатириләш паалийити өткүзүлди.
2015-11-12
Қирғизистанниң бишкәк шәһири вә униң әтрапидики мәһәллиләрдики уйғур 1933-йили қурулған “шәрқи түркистан ислам җумһурийити” ниң 82 йиллиқи һәмдә 1944-йили қурулған “шәрқи түркистан җумһурийити” ниң 71 йиллиқини хатириләш йүзисидин йиғин өткүзди.
2015-11-12
10-Ноябир японийәдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, сахавәтчи ширәйши 73-йешида токйода вапат болди.
2015-11-11
Бүгүн, 12-ноябир, 1933-йили 12-ноябир вә 1944-йили 12-ноябир кәйни-кәйнидин уйғурларниң башқа хәлқләр билән бирликтә икки қетим шәрқий түркистан җумһурийити дәп аталған җумһурийәт елан қилинған хатирә күнидур.
2015-11-11
Елдос ғәйрәт: “мән нахшам билән уйғурларниң авазини явропаға аңлаттим!” мән пүтүн дунядики уйғур қериндашларниң икки минут вақтини чиқирип нахшамға һәмбәһр болушини вә мениң үчүн аваз беришини үмид қилимән!...”
2015-11-11
Нөвәттә, бу йил 17 - авғуст баңкоктики ераван ибадәтханисида йүз бәргән партлаш вәқәсиниң четишлиқ даириси малайшияға кеңәйгән. “баңкок почта гезити” 9 - ноябир елан қилған хәвиридә, тайланд һөкүмитиниң йеқинда малайшияға бир тәкшүрүш гурупписи әвәткәнликини ашкарилиди.
2015-11-11
Бултур мушу мәзгилләрдә сәуди әрәбистандики хәлқара ислам университетида оқуватқан бир түркүм уйғур оқуғучилар радиомизға хәт йезип, мәзкур мәктәпниң уйғур оқуғучилар рәиси, доктурант яқуп қариниң сәудидики хитай әлчиханиси билән болған алақиси үстидин шикайәт қилған иди.
2015-11-11
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан “уйғуристан мәшрипи” җамаити 8 - ноябир ситокһолмниң албий районидики паалийәт залида 1933 - йили вә 1944 - йили 11 - айниң 12 - күнидә қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити” ни хатирилиди.
2015-11-10
Ақсу айкөлниң пәйшәнбәбазарда олтурушлуқ аһалилиридин һәсән имин, бултур 6-айда уйғур районида башланған аталмиш “террорлуққа зәрбә бериш долқуни” да 10 йиллиқ кесилгән.
2015-11-10
Хитай даирилири бу йил йән шиңмиң исимлик бириниң бус чиқмайдиған қилип ясиған кавапданиға зор мәбләғ аҗритип, аввал үрүмчидә кейин пүтүн уйғур ели миқясида омумлаштуридикән.
2015-11-10
Яш нахшичи елдос ғәйрәтниң 2015-йиллиқ норвегийә талант мунбириниң йерим һәл қилғуч мусабиқисигә таллиниши уйғур тилидики иҗтимаий таратқуларда диққәт қозғимақта.
2015-11-10
9-Ноябирда алматадики достлуқ өйидә “уйғур алимәлири” намлиқ китабни тонуштуруш мурасими болуп өтти. Мәзкур мурасим қазақистан хәлқи ассамблейиси тәркибидә узун йиллардин буян паалийәт елип бериватқан “уйғур анилар кеңиши” тәрипидин уюштурулуп өткүзүлди.
2015-11-10
Уйғур вәкиллири 10-ноябир германийә ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипи билән берлинға берип, ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ комитети вә хәлқара демократийә, ярдәм фондиниң рәһбәрлири билән уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ сөһбәт елип барған.
2015-11-10
10-Ноябир токйодики “япон будокан сарийи” да чақирилған “10 миң кишилик японийә асасий қануниға өзгәртиш киргүзүш сәпәрвәрлик йиғини” ға уйғурларму қатнашти.
2015-11-09
Инкаслардин мәлум болушичә, уйғур районида бултур 6-айда башланған террорчиларға бир йил қаттиқ зәрбә бериш борини ақсу айкөлгә қәдәм басқинида рәсмий бир сиясий қуюнға айланған.