Архип
2015-02-23
“5-нөвәтлик уйғур ана тил муһакимә йиғини” ға түркийәдики бәзи уйғур илмий тәтқиқатчилири, докторлуқ вә магистирлиқ оқуватқанлар болуп 70 әтрапида киши қатнашти.
2015-02-23
2015-Йили 2-айниң 21-күни мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән җәмийәтниң зәйтинбурну шөбисиниң йиғин залида түркийә-хитай мунасивәтлиридә уйғур мәсилиси дегән темида бир йиғин уюштурулди.
2015-02-23
Йеқинда қазақистан уйғур әдәбияти, уйғур җамаәтчилики орни толмас җудалиққа учриди. Талантлиқ, вәтәнпәрвәр шаир савут искәндәроф 76 йешида алмата шәһиридә аләмдин өтти.
2015-02-23
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип-пән-мәдәнийәт тармиқи 1999-йили қарарнамә мақуллап, рәсмий һалда һуд ейиниң 21-күнини “хәлқаралиқ ана тил күни” қилип бекиткән.
2015-02-20
Икки күн аввал, йәни 17 - феврал күни ақсу бай наһийисиниң яқаериқ базирида қанлиқ тоқунуш йүз берип 17 киши өлгән. Тоқунуш сақчиларниң өй тәкшүрүши давамида келип чиққан. Турғун билал башчилиқидики пидаийлар гуруһи бир өйгә топлинип олтурғинида сақчихана башлиқи қасим имин 7 - 8 ярдәмчи сақчини башлап өй тәкшүрүшкә киргән.
2015-02-20
Йеқинда қәшқәрдә хитайниң чаған байримини күтүвелиш үчүн орунлаштурулған чоң типтики мәдәнийәт паалийитидә он миңдин артуқ кишиниң кичик алма усулиға селиниши хәлқара мәтбуатлардиму кәң хәвәр қилинған. Болупму усулға селинғанлар ичидә имамларниңму болуши күчлүк инкас қозғиған иди. Чәтәллик көзәткүчиләрму бу һәқтә бәс - бәстә муназирә елип бармақта. Австралийилик хитай ишлири мутәхәссиси хитай һөкүмитиниң кичик алма усулини хәлққә мәҗбурлишини, саманиң чәклинишигә бағлап чүшәндүргән.
2015-02-20
18 - Феврал өткүзүлгән хитайниң 2015 - йиллиқ сәнәт кечиликидин кейин, чәтәлләрдики хитай демократлири вә мәтбуатларда инкас қайтурулди. Бу инкасларда бу йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечиликидә парихорлуққа зәрбә бериш, хитай рәһбәрлиригә вә нөвәттики вәзийәтки мәдһийә оқуш қатарлиқ сиясий мәзмундики номурларниң җиқлиқи оттуриға қоюлуп, хитай мәркизи теливизийә истансисида 30 йилдин буян өткүзүлүп келиватқан сәнәт кечиликилири ичидә, бу йиллиқ “чаған кечилики”ниң сиясийлаштурулуш дәриҗиси әң күчлүк болғанлиқи тәкитләнмәктә.
2015-02-20
Мәлум болушичә, баш штаби лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштуруши билән бу йиллиқ хитайниң баһар байримида хоңкоң, токйо қатарлиқ шәһәрләрдики мәзкур тәшкилатниң шөбилири хитай түрмисидә йетиватқан абликим абдурәһим қатарлиқларға беғишлап “қайта җәм болуш” тимисида паалийәт елип барған.
2015-02-20
Истанбулниң малтәпә вә бакиркөй наһийәсидә хитай консулханиси өткүзгән чаған паалийити уйғурларниң наразилиқини қозғиди. Бир қисим уйғурлар иҗтимаий таратқуларда мәзкур паалийәткә қарши наразилиқ пикирлирини баян қилишқан болса, истанбулда паалийәт елип бериватқан “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” хитай консулханиси билән һәмкарлашқан шәһәр башлиқлириға наразилиқ мәктупи йолиди.
2015-02-20
Биз игилигән учурларда уйғур дияриниң ақсу вилайити бай наһийисиниң яққа ериқ йезиси базирида хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән.
2015-02-20
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрләр.
2015-02-19
Икки күндин буян иҗтимаий таратқуларда қағилиқ наһийисидә тоқунуш йүз бәргәнлики, тоқунушта бир данә сақчи аптомобилиға от қоюлғанлиқи вә бирқанчә кишиниң өлүп-яриланғанлиқи һәққидә учурлар тарқалди.
2015-02-19
Йеқиндин буян чәрчән наһийисигә қарашлиқ идарә, орган ишчи хизмәтчилири вә әтраптики йеза, кәнт деһқанлири даириләр тәрипидин қәһритан қишқа қаримай йол ясаш, қум тосуқи ясаш қурулушиға охшаш әмгәкләргә мәҗбурланған.
2015-02-19
31-январда хитайниң уйғур елидики “ахбарат тори” вә “асия киндики тори” қатарлиқ һөкүмәт таратқулири хәвәр берип, аһалиләрниң шәхсий янфонлирини башқуруш бойичә йеңи бәлгилимә чиқарғанлиқини елан қилған иди.
2015-02-19
Түркийәниң җәнубиға җайлашқан, түркийәниң 5-чоң шәһири адана шәһириниң чуқурова районлуқ һөкүмәтниң залида “ирқий қирғинчилиқниң исми шәрқий түркистан” намлиқ йиғин чақирилди.