Архип
2015-04-30
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, 29-апрел америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән “йәр шари магнитиски кишилик һоқуқ қануни” һәққидики йиғинда гуваһлиқ бәргән 4 аммиви тәшкилат рәһбириниң бири.
2015-04-30
Пайтәхт вашингтонға қошна шәһәрдә 17- апрелдин башлап давам қилған, хитай пуқралар күчи тәшкилати тәрипидин уюштурулған “милләт, дин, чегра һалқиған демократик рәһбәрләрниң 10 нөвәтлик хәлқаралиқ муһакимә йиғини” 30-апрел ахирлашти.
2015-04-30
Уйғур зиялийси илһам тохтиниң “шинҗаңдики миллий мәсилиләр вә тәклип” намлиқ мақалисиниң инглизчә тәрҗимиси 22-апрелдин башлап “хитайдики өзгириш” ChinaChange.org Торида елан қилинмақта.
2015-04-30
Түркийәниң қарабүк университетида “шәрқий түркистан вә осман батур” мавзулуқ илмий доклат бериш йиғини өткүзүлди. Қарабүк университети оқуғучилар уюшмиси тәрипидин уюштурулған йиғинда д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди доклат бәрди.
2015-04-30
Шиветсийәдә қурулған мәхмут қәшқири мәктипи оқуғучиларниң дәрстин сиртқи паалийәтлирини мас қәдәмдә елип бериш үчүн, мәктәп оқуғучилирини әтияз пәсли келиш билән тәң дала паалийитигә тәшкиллиди вә һәр хил музейларни екскурсийә қилдурди.
2015-04-30
“дуня китаб оқуш күни” дә қәшқәр шәһиридики илим сөйәр, мәрипәтпәрвәр карханичилардин осман һаҗим қатарлиқ он нәччә киши өзлүкидин тәшкиллинип, қәшқәр хәлқиниң пән-мәдәнийәт сапасини өстүрүш мәқситидә, “қәшқәр қутбилиг кутупханиси”ни қурған.
2015-04-29
Хитай пуқралар күчи тәшкилатиниң хәлқаралиқ муһакимисигә тәклип билән қатнашқан Dr. Damon Noto Әпәнди, хитайда адәм органлирини мәҗбурий елип йөткәш мәсилисиниң хәтәрлик бир мәсилә икәнлики һәққидә доклат бәрди.
2015-04-29
Иликидики чәклик йәр билән турмушини қамдашқа амалсиз қалған уйғур деһқанлири техи 2008-йили хитай өлкилиридин көчүп кәлгән аз сандики хитай көчмән йәр һөддигәрлиригә аилиси бойичә яллинип ишләшкә мәҗбур болмақта.
2015-04-29
Дуня миқясидики дектатор һөкүмәтләрниң ахбаратқа қаратқан қамали техиму еғирлашқан болуп, хитай һөкүмитиниң ахбаратқа қаратқан қамали уйғур ели вә тибәттә еғир болуш билән биргә, өткән йил ичидә хоңкоңғиму күчлүк тәсир көрсәткән.
2015-04-29
Түркийәдә 25-қетимлиқ парламент әзалири сайлиминиң тәшвиқат хизмәтлири башлинип кәтти. 5 Йилда бир қетим өткүзүлидиған омумий сайламниң бу йилқиси 6-айниң 7-күни өткүзүлиду.
2015-04-29
28-Апрел японийәдә уйғур шаири әхмәтҗан османниң “аһ, уйғур туприқи” намлиқ шеирлар топлими саюша нәшрияти тәрипидин япон тилида нәшр қилинип,рәсмий тарқитилишқа башлиди.
2015-04-29
28-Апрелда алмата вилайити талғир наһийисигә қарашлиқ бәшяғач йезисиниң шу намлиқ кафесида 1945-йиллири болған фашизмға қарши урушниң 70 йиллиқиға беғишланған мурасим болуп өтти.
2015-04-28
Хитай пуқралар күчи тәшкилатиниң баш саһибханилиқида, америка бәдеста шәһиридә давамлишиватқан “милләт, дин, чегра һалқиған демократик һәрикәт яш рәһбәрлириниң 10-нөвәтлик хәлқаралиқ муһакимә йиғини” 28-апрел иккинчи күнигә қәдәм қойди.
2015-04-28
Сүк вәқәсидики 8 пидаий мудапиәлинип турған өй хитай сақчилири тәрипидин бомбилинип, 6 кишиниң өлгәнлики, икки кишиниң әсир чүшкәнлики; бу 8 кишидин бириниң аял икәнлики айдиңлашти. Вәқәниң сәвәби, орни тоғрилиқ охшимиған учурлар оттуриға чиқти.
2015-04-28
Узун йиллиқ урунушлардин кейин әркин дуняға қәдәм басқан бир сабиқ мәһбус радийо долқунлири арқилиқ өз кәчүрмишлирини орап турған сүкүнатни ахири бузди.