Архип
2015-05-13
Канадада һиҗирәттә яшаватқан уйғур шаири әхмәтҗан османниң “аһ, уйғур туприқи” намлиқ шеирлар топлими японийәдә нәшр қилинғандин буян көплигән японлар җүмлидин японийә әдәбият саһәсидики журналистлар, шаирлар бу һәқтә түрлүк мақалиларни елан қилмақта.
2015-05-12
Йеқинда иҗтимаий таратқуларда ғулҗа шәһәрлик үчдәрваза сақчиханисиниң бир җиддий уқтуруши тарқитилған. Униңда аһалиләрниң 2 һәптә муддәт ичидә қолидики паспортлирини өзлири тәвә сақчиханиға тапшуруши тәләп қилинған.
2015-05-12
9-Май күни русийә һөкүмити 1941-1945-йиллиридики совет-герман уруши, йәни фашизмға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини дағдуғилиқ һалда хатириләнди.
2015-05-12
Узун йиллардин бери түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә нәшр қилиниватқан “көклү дегишим журнили” уйғур мәсилисини күнтәртипкә елип келиш үчүн 5-айниң 10-күни истанбул сарачхана бағчисида зор көләмлик намайиш өткүзди.
2015-05-12
Уйғур тили японийә алий мәктәплиридә муһим тиллардин бири һесаблинип, рәсмий дәрслик қатариға киргүзүлүп өтүлүшкә башлиған болуп, японийә хосо университети уйғур тили кәспий бойичә әң дәсләпки қәдәмдә мәхсус курсларни тәсис қилған.
2015-05-12
Қазақистан уйғур әдәбиятида сатира, йәни һәҗвий жанири өткәнки әсирниң 20-йиллиридин тартип шәкиллинишкә башлиған болсиму, пәқәт 70-йиллири у мустәқил бир иҗадийәт саһәси, айрим бир жанир сүпитидә өзини намаян қилалиди.
2015-05-11
Турпан ярғоллуқ тәшвиқат чемпийони низам нәҗивулла һөкүмәттин иш һәққини алалмиғанниң үстигә әл-җамаәт вә уруқ-туғқанлириниң тәнқидигә учриған.
2015-05-11
Нөвәттә, ички моңғул аптоном районлуқ җ х назарити тутуш буйруқи чиқарған 9 нәпәр уйғур яшниң кимлик номури, рәсими вә исим- фамилисидин башқа, уларниң юрти, аилә әһвали, уларға тутуш буйруқи чиқиришниң сәвәби қатарлиқ тәпсилатлар мәлум әмәс.
2015-05-11
Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә өткүзүлгән 8-нөвәтлик хәлқаралиқ оқуғучилар учришишиға қатнашқан уйғур оқуғучилар әнқәрә яшлар бағчиси билән түркийәниң қәйсәри вилайитидики қуршунли бағчисида бөлмә қуруп иштирак қилди.
2015-05-11
Канадалиқ мәшһур режиссор патрикийо һенригуиз тәрипидин ишләнгән “уйғурларниң наһәқ қолға елиниш һекайиси” намлиқ һөҗҗәтлик филим 10-май истанбулдики заманиви сәнәт мозейхана киноханисида қоюлди.
2015-05-11
“санкей шинбун гезити” ниң кәчлик гезити сүпитидә тарқитилидиған “юкан фуҗи гезити” ниң 8-, 9-майдики санлирида японийәдики уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашимниң икки қисимлиқ мақалиси арқа-арқидин елан қилинған.
2015-05-11
9-Май күни қирғизистанниң барлиқ шәһәрлиридә дегүдәк фашизмға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқи тәнтәнилик хатириләнди.
2015-05-08
Әрздарларға аптобуста пул алмаслиқ, бейҗиңда 10 нәччә йилдин бери йолға қоюлуп келиватқан әнәнивий бир қаидә, әмма бу қаидә йеқиндин буян уйғур әрздарларға қарита әмәлдин қалған.
2015-05-08
Америкиниң марйланд штатиға қарашлиқ балтимор шәһиридә бир қара тәнлик яш бала сақчи тәрипидин тутуп турулуватқан җәрянда омуртқиси зәхимлинип қутқузуш үнүм бәрмәй өлүп кәткәндин кейин, күчлүк инкас пәйда болуп, кәң көләмлик намайишлар йүз бәрди.
2015-05-08
Д у қ яшларниң рәһбәрлик вә хизмәт қабилийитини юқири көтүрүшни мәқсәт қилған, кишилик һоқуқ һәмдә хәлқара қанунлар қатарлиқ асасий билимләр бойичә тәрбийиләш курсиниң 3 күнлүк паалийити оңушлуқ тамамланди.