Архип
2015-07-29
Хитай һөкүмити йеқинқи бир йиллардин бери уйғур елидә роза, рамизан, һиҗаб, сақал вә башқа диний символ, диний ибадәтләрни мәни қилип, хилаплиқ қилған уйғурларни қаттиқ бастуруп кәлди.
2015-07-29
Уйғур мәсилисиниң дунявийлишиши шундақла америка таратқулирида уйғурлар һәққидики хәвәр вә мәлуматларниң көпийишигә әгишип, уйғур тили өгинидиған америкилиқларму көпийишкә башлиған.
2015-07-29
Д у қ ниң чақириқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң орунлаштуруши билән 28 - июл күни түркийәниң әнқәрә шәһиридики хитай әлчиханиси алдида йәкән вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән намайиш елип берилди.
2015-07-29
Инкасларға қариғанда, йәкән наһийәсиниң елишқу йезисида 28 - июл вәқә йүз бәргән болуп, шу күни әтигән саәт онларда өткән йили 28 - июлда хитай даирилири тәрипидин аяли вә пәрзәнтлири өлтүрүлгән бир қисим аилиләр йезилиқ һөкүмәт ишханиси алдиға топлинип, вәқәдә қәтлиам қилинған аилә - тавабиатлириниң өлүми һәққидә һөкүмәтниң йәкүн чиқирип беришини тәләп қилған. Бирақ, йезилиқ һөкүмәт уларниң тәлипини рәт қилип сақчилар уларни қолға алған.
2015-07-29
Хитай һөкүмити 2014 - йили 7 - айниң 28 - күни қәдимий дияр йәкәнниң елишқу кәнтидә қозғалған уйғурларниң қаршилиқ һәрикитидә һуҗумчиларни өз ичигә алған 96 адәмниң өлгәнликини елан қилған иди. Әмәлийәттә дуня мәтбуатлири шаһитлар ағзидин хитай қаттиқ сир тутиватқан бу вәқәдә, хитай әскәрлири тәрипидин қирғин қилинған уйғурларниң 2000 ға йетиши мумкинликини тилға алди.
2015-07-29
Бүгүн иҗтимаий учур вастилиридә иорданийәдә 60 әтрапида уйғур яшайдиғанлиқи һәққидә бир учур тарқалди, мухбиримизниң буниңға асасән ениқлиши давамида, иорданийәдики уйғурларниң бир җәмәт кишилири икәнлики, саниниң 60тин ашидиғанлиқи, 1973 - йилдин башлап пайтәхт амманда яшаватқанлиқи мәлум болди.
2015-07-29
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп тайип әрдоған бүгүн, йәни 7 - айниң 28 - күни хитайға рәсмий зиярәткә меңиштин бурун әнқәрә әсәнбоға айродромида хитай дөлитигә елип баридиған рәсмий зиярити тоғрисида мәлумат бәргәндә, уйғур вә туңган мусулманлириниң вәкиллири биләнму көрүшидиғанлиқини ейтти.
2015-07-28
Д у қ ниң чақириқи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән 28 - июл күни германийиниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида йәкән вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән намайиш елип берилди.
2015-07-28
28 - Июл кәчтә йәкән вәқәсиниң бир йиллиқини хатириләш йүзисидин японийәдики бир қисим ханим - қизлар бир йәргә җәм болуп, вәқәдә хитай қораллиқ күчлири тәрипидин қәтлиам қилинған шеһитләрниң роһиға дуа қилған.
2015-07-27
Хитайниң җеҗяң өлкисигә қарашлиқ венҗу шәһәрлик һөкүмәт 24 - июл әтигән сәһәрдә бир “террорлуқ гуруһи”ни паш қилип, 2 “террорчи”ни тутқун қилғанлиқини елан қилди. Лекин бәзи учурларда, йәнә 2 кишиниң етип өлтүрүлгәнлики қәйт қилинди.
2015-07-27
Рамизан ейи җәрянида түркийәдә уйғур мәсилисиниң күн тәртипидики биринчи мәсилисигә айлиниши билән түркийәдики аммиви тәшкилатлар уйғурларниң пәрядини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн һәр хил паалийәтләрни башлатқан иди.
2015-07-27
Түркийә дини ишлар башқарма рәиси мәһмәт гөрмәз хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси хоңяңни қобул қилди вә уйғур мусулманларниң дини әркинлики тоғрисида сөзләшти вә мусулманларниң роза тутушни чәкләшниң бир изаһати йоқлуқини билдүрди.
2015-07-27
27 - Июл японийә уйғур җәмийити тор бетидә йәкән вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән мәхсус баянат елан қилип хитайниң йәкән вәқәсидики қилмишини қаттиқ әйиблигән.
2015-07-27
Йеқинда қазақистандики тонулған зиялийларниң бири, журналист, язғучи, рәссам ибраһимҗан әхмәт сабир 61 йешида туюқсиз аләмдин өтти.
2015-07-25
Диний өлима, миллий муҗаһид, сиясий әрбаб муһәммәдимин буғраниң нами японийә тарихий һөҗҗәтлиридә “хотән әмири” нами билән хатириләнгән болуп, у,афғанистандики сүргүн һаяти җәрянида кабулдики япон әлчиханиси билән шәрқий түркистан мустәқиллиқ мәсилиси һәққидә көп қетим учришишларни елип барған.