Архип
2015-08-10
Америка һөкүмитиниң йеқинда қирғизистан сот мәһкимиси тәрипидин 2010-йилдики июн вәқәсидә милләтләр ара җедәл-маҗираға сәвәбчи болған дегән әйиб билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған әзимҗан әсқәруфқа “кишилик һоқуқни қоғдиғучи” мукапатини бериши қирғизистан һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.
2015-08-10
Йәкәндә әсирләрдин буян җәмийәтниң иқтисадий вә мәдәнийәт саһәсидә сәркилик рол ойнап кәлгән аилиләрдин бири болған сейит абдуллахан аилиси хитай компартийиси һакимийәт бешиға чиққандин кейин, мал-мүлкила әмәс, һаятий бихәтәрликиму тәһдиткә дуч кәлгән.
2015-08-07
Иҗтимаи алақә торлирида ашкариланған шинҗалңиқларни көргән һаман мәлум қилиш уқтуруши, “уйғурларға қаритилған фашистик ирқий кәмситиш” дәп әйибләнди.
2015-08-07
Хитайниң шәрқи түркистан ислам һәрикитигә қарши америка тәрәптин ярдәм тәләп қилиши вә америкиниң хитай тәрәпкә террорлуққа қарши турғанда аввал мәсилиниң йилтизини һәл қилишни оттуриға қоюши уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини тартти.
2015-08-07
Дуня уйғур аяллири бирликиниң қазақистан вәкили асиям турдийева ханим, қирғизистан вәкили чәшмә муһтарова ханим, вәкиллиридин мәликә әхмәдова ханим вә нурәла нурдийәва ханим қатарлиқ 4 кишидин тәркип тапқан бир һәйәт түркийәдә малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәгә келип олтурақлашқан уйғурлардин һал соримақта.
2015-08-07
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-08-06
Йеңисарниң қизил йезисида рамизанниң дәсләпки һәптиси йүз бәргән қанлиқ вәқәдә хитай вә уйғур тәрәптин болуп он нәччә киши өлгәнлики ениқланди.
2015-08-06
Нөвәттә ашкара болуватқан мәнбәләр әйдиз кесәлликиниң уйғурлар вәтинидә тарқилиш сүрити әң тез, иҗтимаий тәсири әң зор, хәтири әң қорқунчлуқ бир кесәллик икәнликини көрсәтмәктә.
2015-08-06
Бир қисим уйғурларниң инкасиға қариғанда, түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған бейҗиңда зиярәттә болған мәзгилидә пәқәтла бейҗиңда хизмәт қиливатқан уйғурлардин адил һаҗи керим биләнла учрашқан вә сөһбәттә болған.
2015-08-06
Бу йил рамзан ейи башлиниши билән түркийә мәтбуатлирида вә иҗтимаий таратқуларда хитайниң уйғурларниң роза тутушини чәкләватқанлиқи, һәтта рамзан ейида пива ичиш фестивали өткүзгәнлики тоғрисида хәвәр тарқитилди.
2015-08-06
Қазақистан уйғур тәсвири сәнити өткәнки әсирниң 90-йиллиридин кейин тез тәрәққий етишкә башлиди. Буниңға хәлқ ичидин бир топ талантлиқ яш рәссамларниң йетилип чиқиши, уларниң җумһурийәт вә униң сиртидики оқуш дәргаһлирида алған билимлири сәвәб болди.
2015-08-05
Рамизанниң дәсләпки һәптиси йеңисар наһийисидә қанлиқ вәқә йүз бәргән, вәқәдә төвәнгә чүшкән хизмәт гурупписидин 6 нәпәр хитай вә 3 нәпәр уйғур кадир 4 нәпәр пидаий тәрипидин пичақлап өлтүрүлгән.
2015-08-05
Йеқинда хитай учур мәнбәлири, бир қисим хитай геологларниң тарим ойманлиқида он йиллиқ үзлүксиз тәкшүрүп тәтқиқ қилиш арқилиқ, бипаян қумлуқ астида тузлуқ су деңизи байқиғанлиқини бир түрлүк әң йеңи тәтқиқат нәтиҗиси сүпитидә хәвәр қилди.
2015-08-05
Чәтәлләрдики көзәткүчиләр хитай һөкүмити уйғур елида йүргүзүватқан бесим вә кәмситиш сиясәтлириниң уйғурлар арисида әйдизни контрол қилишқа зор тосалғу болуватқанлиқини билдүрмәктә.
2015-08-05
Қазақистан җумһурийитидики уйғур вә қазақ алимлири вә язғучилиридин тәркиб тапқан бир өмәк қәдимки уйғур қағанлиқиниң қәләлиридин бири пор-баҗинда зиярәт һәм тәкшүрүшләрдә болди.