Архип
2016-04-07
Хитай җ х министирлиқиниң аталмиш сақчи қәһриманлар һәққидики тизимликидә “инқилабий қурбан” дәп нам берилгән абдуқадир абдукеримниң иш-изидин юртдашлири хәвәрсиз.
2016-04-07
Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса вашингтонда “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” тәрипидин берилгән 2016-йиллиқ “труман-реган әркинлик медали” ни тапшуруп алди.
2016-04-07
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2015-йиллиқ доклатида дуня миқясида өлүм җазасини иҗра қилишта юқири сәвийә яритилғанлиқини, хитайниң әң коп өлүм җазаси бәргүчи дөләт икәнликини оттуриға қойди.
2016-04-07
Түркийәниң әң чоң телевизийә қаналлиридин бири болған NTV телевизийәсидә һәр йәкшәнбә күни тарқитилидиған “тади димағимда” йәни “тәми ағзимда” намлиқ программида уйғур тамақлири тонутулди.
2016-04-07
Уйғурлар норвегийәгә көчмән болуп кәлгили 20 йилдин ашти. Норвегийәгә кәлгән уйғурлар асаслиқ уйғур дияридин кәлгәнләр болуп, норвегийәдә тәхминән 2000 ға йеқин уйғур яшайду.
2016-04-06
Түркийәниң қәйсәри шәһиридә туруп радиомиз зияритини қобул қилған, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир нәпәр уйғур шаһит өзиниң шәрқий җәнуби асиядики қечиш һекайисини сөзләп бәрди.
2016-04-06
Хитай җ х тармақлири 1 -апрел күни елан қилған инқилабий қурбанлар тизимликидин мәлум болушичә, тизимликтики уйғур райониға тәвә 33 нәпәр сақчиниң 17 нәпири йүрәк кесили билән өлгән.
2016-04-06
Муһаҗирәттә яшаватқан абдувәли аюп әпәнди вә абдувәли турсун әпәндиләр оқутқучи, оқуғучи, ата-анилар ортақ аваз қошқан һалда ана тил мәдәнийәт еңини күчәйтишни тәшәббус қилди.
2016-04-06
6-Апрелда алмата шәһириниң султанқорған мәһәллисидики “арзум” кафеханисиға җәм болған уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң 71 йиллиқини, барин вәқәсиниң 26 йиллиқини хатирилиди.
2016-04-06
Барин вәқәсиниң 26-йиллиқи мунасивити билән бурса вилайитиниң инәгөл наһийәсидә “унутулған атавәтән шәрқий түркистан” мавзулуқ доклат бериш йиғини чақирилди.
2016-04-06
3-Апрел норвегийәдики уйғурлар пайтәхт ослодики уйғур ислам мәдәнийәт мәркизигә җәм болуп барин инқилабиниң 26 йиллиқини хатирилиди.
2016-04-05
1960-Йилларда афғанистан арқилиқ түркийәгә көчмән болуп барған уйғур муһаҗирлар түрк вәтинигә қәдәм басқан тунҗи күнидин етибарән түрк-уйғур миллий роһини намайән қилидиған тәгат-муқим фамилә намлирини қобул қилиду.
2016-04-05
Бүгүн барин вәқәсиниң 26 йиллиқ хатирә күни. Чәтәлләрдики уйғурлар һәр йили барин вәқәсини охшаш болмиған шәкилләрдә яд әтмәктә.
2016-04-05
3-Апрел, японийә уйғур бирлики тәшкилати барин инқилабиниң 26 йиллиқини хатириләш йүзисидин токйодики хитай әлчиханисиниң алдида хитайға қарши намайиш елип барди.
2016-04-05
Барин вәқәси йүз берип аридин 26 йил өтти, бу мунасивәт билән түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, түрк аммиви тәшкилатлири бүгүн баянат елан қилип, хатириләш паалийәтлири өткүзди.