Архип
2016-06-30
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң 2016-йиллиқ адәм әткәсчилик доклатида, хитай “әрләр, аяллар вә балиларға қаритилған мәҗбурий әмгәк һәм җинсий әткәсчиликниң мәнбәси, нишани вә өткүнчи бекити” дәп көрситилгән.
2016-06-30
Явропадики уйғур муһаҗир топлуқлири ичидин йетишип чиққан бир қисим билим адәмлири өзлириниң кәспий саһәдики аҗайип тиришчанлиқи вә қайтмас ирадиси билән муһаҗирәттики уйғурлар һаятиниң әң гүзәл сәһипилирини яратти.
2016-06-30
Лүкчүн вәқәси уйғур диярида 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейинки әң чоң қанлиқ вәқәләрниң бири һесаблиниду. Хотән ханериқ вәқәсини хитай даирилири “террорлуқ вәқәси” дәп атиған иди.
2016-06-30
Чоңқурчақ йезилиқ сабиқ партийә ячейка секретари давут һашим илгири өз алдиға һәҗ қилип кәлгән һаҗиларниң йиғивелинип қанун өгитилгәнликини, йезида рамизан мәзгилидиму һашарниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.
2016-06-30
“5-июл” вәқәсиниң 7 йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар һәр хил паалийәтләр арқилиқ бу мусибәт күнни әсләшмәктә.
2016-06-29
Юқири дәриҗилик пакистан диний вәкилләр өмикиниң уйғур районида тәкшүрүш елип бериш паалийитини пакистан диний ишлар министирлиқи тәшкиллигән.
2016-06-29
Уйғур елида җәмийәт тәрәққиятиниң тезлишиши, нопусниң үзлүксиз көпийиши җәмийәтниң бихәтәрликигиму зор тәсир көрситип, балиларниң һәр қайси тәрәпләрдики бихәтәрликигә даир мәсилиләрниңму еғирлаватқанлиқи мәлум.
2016-06-29
Голландийәдә яшаватқан диний зат, сиясий паалийәтчи әйса савут әпәнди рамизан ейиниң хасийити вә роза тутушниң һекмити шундақла уйғур районидики рамизан ейи вәзийити үстидә пикир баян қилди.
2016-06-29
Истанбулдики ататүрк хәлқаралиқ айродромда террорлуқ һуҗуми йүз берип 41 киши һаятидин айрилди, 239 киши яриланди. Һаятидин айрилғанлар арисида айродромда ишләйдиған абдулһәким буғда исимлик уйғурму һаятидин айрилди.
2016-06-29
Зияритимизни көп қетим қобул қилған 72 яшлиқ нуриманхан аниниң оғли мәмәт әзиз 23-июн сақчилар тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин, нуриманхан аниниң телефони уланмиди.
2016-06-29
Йеқинқи бир нәччә йилдин буян уйғур академийәси мол мәзмунлуқ һәрхил илмий паалийәтләрни җанландуруп вәтини ичи вә сиртидики илим сөйәр яшларниң мәниви байлиқини ашуруш үчүн хизмәт қилмақта.
2016-06-28
Сәуди әрәбистан сақчилири түнүгүн мәккиниң мисфәлә уйғур мәһәллисидә һәҗ мәзгилини күтүп туруватқан йүзләрчә уйғурни топлап йиғивелиш орниға әкәткән.
2016-06-28
Муһаҗирәт һаятини яшаватқан көплигән уйғурлар шуниңға ишинидуки, чәтәлләрдә, болупму иккинчи вәтән сүпитидә йәрләшкән ят әлләрдә пут дәссәп турушниң өзи нурғун бәдәл тәләп қилиду.
2016-06-28
Рамизан ейи мунасивити билән 6-айниң 25-күни қәйсәридики мусапир уйғурлар олтурақлашқан қору җайниң ичидә һаҗәтмән намрат уйғурларға нәқ пул, талла базарлардин йемәк-ичмәк алидиған карта тарқитип берилди.
2016-06-28
8-Июл фирансийә уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәмкарлишиши билән парижда 5-июл вәқәси вә илһам тохти мәсилиси тоғрисида илмий муһакимә йиғин чақирилидикән.