Архип
2012-12-19
Хитай даирилириниң хитайдики йәр асти христиан муритлиридин тәшкилләнгән “һәммидин қудрәтлик илаһ” тәшкилатиниң әзалиридин 500 кишини қолға елиши хитай һөкүмитиниң түрлүк охшимайдиған дини гуруппилар вә шундақла уйғур вә тибәтләргә йүргүзүватқан дини бесим сияситини йәнә бир қетим күн тәртипкә елип кәлди.
2012-12-19
Түрк дуняси яшлар бирликиниң 15-нөвәтлик яшлар паалийити вә қурултай йиғини истанбулда ечилди. Бу йиғин 2012-йили 12-айниң 16-күнидин 19-күнигичә 3 күн давам қилди.
2012-12-19
Техникисиниң 80 пирсәнти түркийигә тәвә болған түрк сүний һәмраһи “гөктүрк 2” хитайниң җючүән сүний һәмраһ қоюп бериш мәркизидин 19-декабир күни саәт 18:12 дә аләм бошлуқиға қоюветилди.
2012-12-19
Мисир әрәб җумһурийитиниң рәиси доктор муһәммәд мурси өткән айда мисир йеңи қанунини елан қилғандин кейин, мисирлиқлар арисида йеңи қанунни қоллиғучилар вә униңға қарши чиққучилардин ибарәт икки хил қариму қарши күч оттуриға чиққан иди.
2012-12-19
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати чаршәнбә күни 2012-йиллиқ доклат елан қилип, бу йил мухбирларниң хизмәт сәвәблик өлүш әһвали 33 % артқанлиқи, бирақ қолға елинған мухбирлар сани 16 азайғанлиқини билдүрди.
2012-12-19
Д у қ сәйшәнбә күни б д т ниң “хәлқара азсанлиқ милләтләр һәқ-һоқуқлирини қоғдаш әһдинамиси” мақулланғанлиқиниң 20 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитайни мәзкур әһдинамигә әмәл қилишқа чақирди.
2012-12-19
Америка федерал тәкшүрүш идариси, америкилиқ содигәр қияпитигә киривалған икки хитайни һәрбийгә керәклик назук техникилиқ әсвабларни алдамчилиқ билән қолға чүшүрүвелип, хитайға йөткәшкә урунғанлиқ сәвәбидин әйиблиди.
2012-12-19
Ню-йорк шәһиридә 3 адвокатни өз ичигә алған 26 киши сахта дәлил ойдуруп, қанунсиз хитай көчмәнлириниң сиясий панаһлиқ ишлириға ярдәм қилиш, бу арқилиқ америка көчмәнләр идарисини алдаш билән әйибләнгән.
2012-12-19
Бейҗиң милләтләр университети оқуғучиси атикәм розиниң паспорт илтимасиниң униң уйғурлуқи сәвәбидин рәт қилиниши пәйда қилған хитай микро блоглиридики ғулғулилар давамлиқ күчәйди.
2012-12-18
Яшанғанларниң дөләтниң яшанғанлар иҗтимаий суғуртисиға игә болуши, яшанғанларниң хитайниң қануни бойичә бәһримән болидиған һоқуқ-мәнпәитиниң бири.
2012-12-18
Үрүмчидә буниңдин 11 йил аввалқи йеңи ераниң шундақла йеңи әсирниң тунҗи кечиси мәрһум сәнәткар нурмәмәт турсунниң музика кечилики билән башланғаниди.
2012-12-18
2012-Йили 12-айниң 15-күни мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән хитайниң кәлгүси сиясий вәзийити вә истратегийилик пиланлири шундақла шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида йиғин ечилди.
2012-12-18
Түркийә һөкүмити 2012-йилини “хитай йили” дәп бекитип паалийәт башлиғандин кейин дуня уйғур қурултийи, түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, түрк аммиви тәшкилатлири вә университетлар хитайниң түркийидә елип бериватқан паалийәтлиригә қарши түркийиниң һәрқайси вилайәтлиридә арқа-арқидин паалийәтләр өткүзди.
2012-12-18
Қизилсу областиниң һөкүмәт торидики хәвәрдин мәлум болушичә, йеқинда атуш азақ йезисида “партийиниң диний сиясәт нәзәрийисини яхши өгинәйли” намлиқ сәпәрвәрлик йиғини ечилип, илгири дөләт кадирлири вә алий мәктәп оқуғучилириға дәрслик қилип өтиливатқан “хитай компартийисиниң диний сиясәт нәзәрийиси”ни бүгүнки күндә деһқанларға мәҗбурий өгитишкә башлиған.
2012-12-18
Үрүмчи консул кочиси әтрапидики уйғурлар ачқан бир қисим сода дуканлириниң вивискилири “хитайчә хәт кичик йезилған” дегән баһанидә елип ташланған болуп, бу дуканларниң йеңи вивиска есишқа буйрулуши уйғурларниң наразилиқини қозғиди.