Архип
2011-06-29
Хитайниң шинҗаң хәвәр торида ашкарилинишичә, хитайниң җамаәт хәвпсизлик назарити “тор тазилаш” дәп аталған адәм тутуш һәрикитини 5 -айниң 26-күни башлиған болуп, бу һәрикәттә бүгүн (чаршәнбә күни) гә қәдәр 632 адәмни тутуп болған.
2011-06-29
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, қазақистанниң мол нефит байлиқ сақлинип ятқан каспий деңиз бойидики мангистав районида, һазир давам қиливатқан нефит ишчилириниң қаршилиқ һәрикәтлири, қазақистанда иҗтимаий тоқунуш пәйда қилиш еһтимали бар.
2011-06-29
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, афғанистанниң кабул шәһиридики бир хәлқаралиқ чоң меһманхана 29-июн күни кечидә һуҗумға учриған.
2011-06-29
А б с телевизийә хәвәрлиригә қариғанда, америка кеңәш палатаси дипломатийә комитетиниң түнүгүнки йиғида, кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи әзаси мәкайн билән демократчи әзаси кәриниң бирликтә тәйярлиған тәклип лайиһиси, түнүгүн кеңәш палата дипломатийә комитетиниң музакирисидә 5 қарши 14 аваз билән мақулланди.
2011-06-29
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, франсийиниң малийә министири киристин лагард ханим түнүгүн, хәлқара пул-муамилә оргининиң башлиқлиқиға талланди.
2011-06-28
Хәрий ву, хитайда қийин-қистаққа елиш вә тән җазаси беришниң һелиһәм мәвҗут икәнликни, болупму уйғур қатарлиқ милләтләрниң техиму еғир бесимға дуч келидиғанлиқини көрсәтти.
2011-06-28
“хитай хәлқигә мәктуп” баянатида, хитай хәлқини өз һөкүмитиниң уйғур хәлқигә селиватқан зулумини тонушқа вә шәрқи түркистан мәсилисидә залим тәрәпкә ян басмаслиққа чақирилған.
2011-06-28
Дуня уйғур қурултийидәк органларниң сәпәрвәрлики вә кишиләрниң күчлүк тәқәззаси билән муһаҗирәттики уйғурлар “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң икки йиллиқини хатириләшкә җиддий тәйярланмақта.
2011-06-28
“дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” 26-июн болу шәһириниң саяһәт райони болған сүннәт күли бойида мувәппәқийәтлик ахирлашти.
2011-06-28
Хәлқара җинайи ишлар мәһкимиси түнүгүн 2011-йили 27-июн күни казафий, униң чоң оғли сәйфул ислам вә ливийә дөләт мәхпийәтлик идарисиниң башлиқи абдулла сәнусий қатарлиқ үч кишини тутуш һәққидә қарар елан қилған.
2011-06-28
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн 28-июн күни радиомиз арқилиқ баянат елан қилип, хитай даирилириниң турпан бойлуқтики уйғурларни өз юртидин көчүрүш пиланини әйиблиди.
2011-06-28
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, әй вейвей қоюп берилгәндин кейин, хитай даирилири униңға әй вейвей өзиму билмәйдиған 2 милйон америка доллириға йеқин зор миқдардики баҗни дәрһал қайтурушқа қистиған.
2011-06-28
Дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән, германийидики уйғурлар 28-июн сәйшәнбә күни германийидики тибәтләр билән бирликтә берлин шәһиридә вен җябавниң германийә зияритигә қарши намайиш қилди.
2011-06-28
Америка дөләт мәҗлиси 27-июн күни хитай һөкүмитини җәнубий деңиз вәқәсидә “қорал күчи ишләтти” дәп әйиблигәндин кейин, бүгүн 28-июн күни, америка филиппин деңиз армийиси билән бирликтә җәнубий деңизда һәрбий маневир башлиди.
2011-06-28
Тәйвән президенти ма йиңҗу сәйшәнбә күни, америкиниң тәйвән ишханисиниң рәиси раймонд бургхард билән көрүшүп, америкиниң тәйвәнгә ф 16 типлиқ уруш айропилани сетип беришни йәнә тәләп қилған.