Архип
2019-09-26
Русийәниң әң инавәтлик мәтбуатлириниң бири “комсомолская правда” гезитиниң 20-сентәбирдики санида “дуня уйғур қурултийиниң ледири: ‛мениң вәтәндашлирим үчүн лагерларда үч милйонғичә адәм азабланмақта‚” намлиқ мақалә елан қилинған.
2019-09-25
Бу йиғинға америка ташқи ишлар министирлиқиниң асия вә тинч окян ишлириға мәсул ярдәмчи министири дейвид стилвел билән уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати идарә һәйитиниң рәиси нури түркәл бирликтә саһибханилиқ қилди.
2019-09-25
Зумрәт давут: “америкаға охшаш демократик дөләтләр уйғур мәсилисигә һәқиқәтәнму җиддий көңүл бөлүп, биз үчүн яхши ишлар қиливетипту. Шуңа наһайити хош болдум.”
2019-09-25
Радиомиз қәшқәр вилайәтлик парткомниң һәрқайси йеза-базар вә идарә-җәмийәтләргә тарқатқан “тәрбийиләш мәркәзлири” ниң мәхпийәтликини қаттиқ сақлаш һәққидики һөҗҗитини қолға чүшүрди.
2019-09-25
Шавкәт абдулла хитай қанунлирида бәлгиләнгән җинайи бәлгилимиләрниң һечқайсисиға чүшмәйдиған бимәнә баһаниләр билән еғир дәриҗидә қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
2019-09-25
Бирләшкән дөләтлири тәшкилатида вә америка қошма штатлирида йиғивелиш лагерлири мәсилиси юқири дәриҗидә күнтәртипкә келиватқан бүгүнки күндә дуқ явропа парламентида бир йүрүш учришишларни елип барди.
2019-09-25
Австралийә истратегийә институтиниң тәтқиқатчиси натан русер: “бу видео арқилиқ уйғурларниң һәқиқәтәнму системилиқ һалда қирғинчилиққа учраватқанлиқини, халиғанчә тутқун қилиниватқанлиқини техиму ениқ көрүвалдуқ.”
2019-09-24
Шәрәп һейт абдуқадир җалалидин билән ялқун розини корлаға бирқанчә қетим лексийәгә тәклип қилғанлиқи үчүн “миллий бөлгүнчиләргә сәһнә һазирлап бериш” билән әйиблинип, тутқун қилинған.
2019-09-24
22 яшлиқ абликим абла германийәгә бармақчи болуп қанунлуқ хитай паспорти билән йолға чиққан. Униң паспорти қанунлуқ болсиму, лекин немә сәвәблик тутуп қелинғанлиқи, қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи мәлум әмәс.
2019-09-24
“күндә бир тал ақ таблеткини һәммимизгә мәҗбурий ичкүзди. Уни ичкәндин кейинла хамуш болуп қалимиз, уни ичкәндин кейин һәммимизниң һейизи тохтиди, мениң адитим шу лагерда кесилгәнчә шундин кейин адәт көрмидим. . .”
2019-09-24
24-Сентәбир күни ню-йорк шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати бинасида, американиң ташқи ишлар министирлиқиниң орунлаштуруши вә канада, германийә, голландийә вә әнглийәниң қошумчә саһибханилиқ қилиши билән “шинҗаңдики кишилик һоқуқ кризиси” темисида бир муһакимә йиғини уюштурулди.
2019-09-24
Дуня җамаитини уйғурлар дуч келиватқан иҗтимаий паҗиә һәққидә хитайни әйибләшкә чақириш мәқсидидики бир қетимлиқ муһакимә йиғини 24-сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нйо йорктики баш шитабида өткүзүлди.
2019-09-23
Һәсәнҗан исмаилниң бир йилдин бери тутқунда икәнлики вә нөвәттә хеҗиң, йәни хотунсумбул наһийәсидики бир лагерда икәнлики дәлилләнди.
2019-09-23
Улар ташполат тейипқа охшаш қиммәтлик бир билим адиминиң хитай һөкүмитиниң дәлил-испатсиз қарилашлири астида өлүмгә һөкүм қилинишиниң алдини елиш үчүн хитай һөкүмити вә хитай дөләт рәиси ши җинпиңгә чақириқ қилди.