Архип
2020-12-22
Лагер қурбанлири йеқинлири 14-авғусттин башлап, хитайниң истанбул консулханисидин лагер яки түрмиләргә соланған вә ғайиб қиливетилгән аилә әзалири һәққидә изаһат беришни вә мунасивәтлик хадимлар билән көрүштүрүшни тәләп қилип кәлмәктә.
2020-12-22
Уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан җаза лагерлири сиясити түпәйли хитайға җаза тәдбирлирини қоллиниш тәшәббуси фирансийәдиму оттуриға қоюлмақта.
2020-12-21
18-Декабир күни, истанбулдики лагер қурбанлириниң йеқинлири сарийәрдики хитай консулханисиниң алдида паалийәт өткүзүп, хитайдин йиғивелиш лагерлириға соланған аилә әзалириниң һазирқи әһвали тоғрисида изаһат беришни тәләп қилди.
2020-12-21
Әнгилйәдики йәһудий тәшкилатлири вә уйғур тәшкилатлири вәкиллири “ханукка байрими” ни бирликтә тәбрикләш паалийити өткүзди.
2020-12-21
Явропада хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқни бикар қилиш вә хитайни җазалаш садалири барғансери күчәймәктә.
2020-12-21
20-Әсир уйғур тарихидики әң муһим сиясий әрбаблардин бири, пүтүн өмрини уйғурларниң әркинликигә атиған муһим шәхсләрдин әйса йүсүп алиптекинниң вапатиниң 25-йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида хатириләш паалийәтлири өткүзүлүп, униң иш-излири, уйғурларниң әркинлик дәвасиға қошқан төһпилири әсләп өтүлди.
2020-12-21
Америка мусулман тәшкилатлар кеңишиниң рәиси оссамә җамал әпәнди уйғурларниң нөвәттә милйонлап лагерларға қамилиш һәмдә еғир иҗтимаий бастурушқа дучар болуши һәққидә омумиййүзлүк әһвал тонуштурди.
2020-12-20
Америка уйғур бирләшмиси уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш баш темисида алма мәһсулатлирини мәхсус сетиш орунлириниң алдида тинч йосунда намайиш қилиш һәрикити башлиди.
2020-12-20
Америка тәптиш мәһкимисиниң җүмә күни билдүрүшичә, зум (ZOOM) ширкитиниң бир иҗраийә әмәлдари хитайниң буйруқи билән “тйәнәнмен қирғинчилиқи” тоғрисидики тор йиғинлириға кашила пәйда қилиш үчүн америкилиқ абунтларниң һесабатлирини өчүрүп ташлиған.
2020-12-20
154 Тәшкилатдин тәркиб тапқан паалийәтчиләр гурупписи җүмә күни алма ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари тим кукқа мәктуп йоллап, ширкәтни өзиниң кишилик һоқуқ сияситини қоғдашқа вә иҗра қилишқа чақирди.
2020-12-20
Түркийә инсанпәрвәрлик қутқузуш фонди б д т гә йоллиған мәктупида, турсун калиолла исимлик бу кишиниң “шәрқий түркистанда давам қиливатқан қанунсиз қолға елиш һәрикити тоғрисида мураҗиәтнамә язғандин кейин қолға елинғанлиқини вә униң лагерида өлтүрүлгәнлики” ни оттуриға қойған.
2020-12-18
Йеқинда доктор адрян зенз уйғур дияридики пахта ишләпчиқириш санаитидә йүргүзүливатқан мәҗбурий әмгәк һәққидә әң йеңи тәтқиқат доклатини елан қилған.
2020-12-18
Д у қ ниң уюштуриши билән мәшһур “3 әпәндиләр” ниң бири болған әйса йүсүф алиптекин вапатиниң 25 йиллиқини хатириләш тор муһакимә йиғини өткүзүлди.
2020-12-18
Түркийәдики “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим елан қилған баянатида, һәр вақит уйғурларни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән.
2020-12-17
Атақлиқ язғучи абдуреһим өткүрниң “из” намлиқ тарихий романи кирил йезиқида тунҗи қетим йоруқ көрди.