Архип
2021-02-17
13-Феврал дуня уйғур қурултийи тор арқилиқ өткүзгән омумий кеңәш йиғинида 9 нәпәр лагер шаһитиға “җасарәт мукапати” берилди.
2021-02-16
Мәрһум диний өлиманиң һазир истанбулда яшаватқан йеқин сәпдиши абдуләзиз хәлпәт һаҗимниң билдүрүшичә, абдурәуп һаҗим 2021 -йили 2 -айниң 12 -күни хотәндики түрмидә вапат болған.
2021-02-16
Муһаҗирәттики тоққузақлиқлардин бири радийомизға учур йоллап, өзиниң юртидики уруқ-туғқанлиридин 16 яшлиқ нәбиҗан розиниң пахта теришқа әвәтилгән ақсуда отта көйүп өлүп кәткәнликини мәлум қилди.
2021-02-14
Авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәһбири майкел маккол “иқтисадшунас” гезити 11-феврал елан қилған “‛ирқий қирғинчилиқ‚ дегән сөзни шинҗаңдики вәһшийликләргә ишлитиш натоғра” дегән мақалигә рәддийә берип бир баянат елан қилди.
2021-02-14
Хитай даирилириниң дуня сәһийә тәшкилати тәтқиқатчилириға корона вирусниң дәсләпки юқумиға аит мәлуматларни беришни рәт қилғанлиқи оттуриға чиққандин кейин, америка һөкүмити хитайдин бу учурларни ашкарилашни тәләп қилди.
2021-02-12
Белгийә йишиллар патийәсиниң парламент әзалиридин самуил коголати қатарлиқлар “хитай һакимийититиниң уйғур районида йүргүзүватқан зулумлирини һәл қилиш чариси” дегән доклатини парламенитта тонуштурған.
2021-02-12
Уйғур районида һөкүмәт органлириниң бирдәк уюштуруши билән хитайчә кийинип, хитайчә қизил нахшиларни ейтишқа, аталмиш хитай “қошмақ туғқан” лири билән бирликтә чаған өткүзүшкә мәҗбур болған.
2021-02-12
8-Феврал күни, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханиси мәзкур әлчихана алдида намайиш елип барған уйғурларни “ялғанчилиқ” билән әйибләп баянат елан қилғаниди.
2021-02-12
Түркийә һөкүмити түркийәдә “милләт нөвәттә” намлиқ паалийәтни елип бериватқан уйғур яшлири, йәни лагер қурбанлири йеқинлириниң паалийәтлиригә омумиййүзлүк мудахилә қилмақта.
2021-02-11
Үрүмчи достлуқ дохтурханисиниң ғайиб дохтури сәйярә ниҗат һәққидә илгири игилигән учурлиримизда, униң давәндики аяллар қамақханисида тутуп турулуватқанлиқи ашкариланғаниди
2021-02-11
Қирғизистанда тонулған уйғур сәнәткар, “қирғизистан җумһурийитиниң хәлқ артиси” унваниға еришкән султан кәримофни қоллаш үчүн хәйри-сахавәт консерти болуп өтти.
2021-02-11
Американиң мусапирларни қобул қилиш программисиға уйғурларниңму дахил қилиниши, уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчилириниң рәсмийәтлириниң тезлитилиши тәләп қилинди.
2021-02-11
9-Феврал күни лагер қурбанлири йеқинлириниң әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида елип бериватқан тинч наразилиқ паалийити тосқунлуққа учриған.
2021-02-11
Хитайниң җаза лагерлири шаһитлириниң бешидин өткән азаб-оқубәтлири һәққидә дуня мәтбуатлирида, иҗтимаий таратқулирида давамлиқ елан қилинип келиватқанлиқи мәлум.
2021-02-11
Хитай лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлиридин хәвәр алалмиған уйғурлардин бир гуруппа кишиләр бир қанчә күндин буян хитайниң истанбулдики консолханиси алдида наразилиқ намайишини давамлаштурмақта.