Архип
2021-03-24
Истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүп йетип барған 5 нәпәр уйғур аял өзлириниң юртлирида қалған, 5 йилдин буян алақә қилалмиған вә һечқандақ учур алалмиған пәрзәнтлириниң из-дерикини елип беришни тәләп қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрәққият программисиниң әнқәрәдики ишханисиға илтимас сунған.
2021-03-24
20-Март күни японийәниң осака шәһиридә йәрлик парламент әзалири билән японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән уйғурларниң һазирқи еғир әһвали тоғрисида чоң көләмлик мәлумат бериш вә уруқ-туғқанлиридин хәвәр алалмиған кишиләрниң гуваһлиқ бериш паалийити өткүзүлгән.
2021-03-24
Русийәниң “росбизнесконсалтинг” медия гурупписида елан қилинған “хитай а қ ш ға өз демократийәси билән шуғуллинишни тәвсийә қилди” намлиқ мақалида америка вә хитай оттурисидики сода-иқтисадий алақиләр тәпсилий йорутулған болуп, хитайниң уйғур елидики тәқибләш сиясити, хоңкоңдики наразилиқ намайишлириниң қопал бастурулуши вә тәйвәнниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға һөрмәтсизлик билдүрүши америка тәрипидин қаттиқ тәнқит қилинғанлиқи илгири сүрүлгән.
2021-03-23
2018-Йили 14 йиллиқ кесилгән вә 2019-йили наразилиқ әрзи қобул қилинған түрмидики содигәр абдуҗелил абдухелил үстидин 17-март күни пәйзиват қалғач бинам түрмисидә қайтидин мәхпий сот ечилған вә униңға үстиләп еғир аталмиш “җинайәт” ләр артилған.
2021-03-23
Чех пәнләр академийәсиниң тәтқиқатчиси, нөвәттә мәхсус уйғур райони вә хитай сиясити һәққидә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан андири килимәс әпәнди алдинқи һәптә түркийә-хитай мунасивити һәққидә икки парчә мақалә елан қилған иди.
2021-03-23
Германийәниң дөләтлик телевизийә қанили ARD явропа иттипақиниң хитайни җазалаш қарари тоғрисида мәхсус зиярәт хатириси елан қилди.
2021-03-23
19-Март хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитиниң зулуми сәвәблик билән парчиланған уйғур аилилири җүмлидин чәтәлләрдики ата-анилири билән учришалмай, тирик йетимларға айландурулуватқан миңлиған уйғур балилириниң паҗиәси һәққидә муһим доклат елан қилди.
2021-03-22
22-Март күни вашингтон шәһридики “уйғур һәркити” тәшкилати нйо-йорк шәһридики пуқравий тәшкилатлиридин “йешива университети оқуғучилири уйғурлар билән биллә”, “уйғур топлантиси”, “уйғурлар үчүн йәһудийлар һәркәттә”, “тәрәққияттики мусулманлар” қатарлиқлар бирликтә б д т ниң йенидики “б д т мәйдани” да бирләшмә намайиш өткүзди.
2021-03-22
Хитай һөкүмитиниң уйғур елида елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң әң гәвдилик вә системилиқ бир тәрипи кәң көләмлик җаза лагерлиридур.
2021-03-22
Мустәқил оттура асия түркий җумһурийәтлириниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчилири, бәзи сиясий партийәләрниң вәкиллири вә парламент әзалири иштирак қилған норуз мурасимида шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики мәхсус бөлмә ечип, уйғур мәдәнийитини тонуштурди.
2021-03-22
Уйғур академийәсиниң вә қутадғубилиг институтиниң тиришчанлиқлири нәтиҗисидә “билим — күч” журнилиниң тунҗи саниниң електронлуқ нусхиси 21-март күни елан қилинған болуп, уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси аблимит қарахан әпәндим журнал һәққидә әтраплиқ мәлумат бәрди.
2021-03-22
22-Март күни америка, канада, әнгилийә вә явропа иттипақи бирликтә хитай әмәлдарлири вә органлириға җаза тәдбири елан қилиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиға болған күчлүк наразилиқини ипадилиди.
2021-03-19
Доклат үч қисимға бөлүнгән болуп, уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкниң әң йеңи тәрәққияти, бу хил мәҗбурий әмгәк билән бағлинишлиқ болған тәминат зәнҗириниң әнглийә базири билән болған алақиси һәмдә әнглийә һөкүмитиниң бу хил реаллиққа қарита немиләрни қилиши лазимлиқи тәпсили шәрһиләнди.
2021-03-19
Мәзкур учришишта америка ташқий ишлар министири антоний биллинкен корона вируси юқуми, иқтисад вә сода қатарлиқ мәсилиләрни, шуниңдәк хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқи, хоңкоң вә тәйвән мәсилиси, әқлий мүлүк җасуслуқи, тор һуҗуми қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойған.