Архип
2021-05-09
Америкидики “уйғур һәрикити тәшкилати” “анилар байрими” күни елан қилған тәбрикнамисидә пүтүн дуня “анилар байрими” ни қутлаватқан пәйтләрдә көплигән уйғурларниң мәзкур байрамни тәбрикләштин мәһрум қалдурулғанлиқини билдүрди вә хәлқара җәмийәтни уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа чақириди.
2021-05-09
Келәр һәптә америка, германийә вә әнглийә қатарлиқлардин тәркиб тапқан бир нәччә дөләт бирликтә хитайниң уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни бастуруш қилмишлири үстидә б д т да бирләшмә паалийәт өткүзидикән.
2021-05-08
Түркийә миллий маарип министирлиқи, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси вә әнқәрәдики хәлқара билим вә күлтүр вәхпи бирликтә “хиялимдики хитай” мавзулуқ рәсим көргәзмиси ечиши түркийәдә зор ғулғула пәйда қилди.
2021-05-08
Мәзкур баянат елан қилғандин кийин түркийәдә қаттиқ ғулғула қозғалған болуп, өктичиләр вә ахбарат васитилири фәһраттин коҗаниң мәзкур баянатини қаттиқ әйиблигән.
2021-05-07
Авам палатаси ташқий ишлар комитети (House Foreign Affairs Committee) 6-април торда “шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қилинған вәһшийлик” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғини өткүзгән
2021-05-07
Қазақистанда яшаватқан тиҗарәтчи абдуваһап һакимниң инкас қилишичә ғулҗа шәһиридики төмүр содигири абдухелил һашим 2-май күни күнәстики йеңи түрмидә җан үзгән.
2021-05-07
Ғәюр қурбан германийә парламент әзалирини хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуш тоғрисида имза топлаш паалийити башлиди.
2021-05-07
Бир һәптә илгири, йәни 28-апрелда мәркизий асия мәмликәтлиридин болған қирғизистан вә таҗикистан оттурисида қораллиқ чегра тоқунуши йүз бәргән.
2021-05-07
5-Май уйғур доппа байрими күни мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар иҗтимаий таратқуларда өзара бир-бирлириниң доппа байримини тәбрикләшмәктә.
2021-05-06
Д у қ голландийәдә хитайға қарши намайиш, ахбарат елан қилиш йиғини вә лагер шаһидлирини мукапатлаш қатарлиқ паалийәтләрни өткүзди.
2021-05-06
Уйғур доппа мәдәнийәт байрими 2009-йилидин буян дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар тәрипидин қизғин тәбриклинип кәлмәктә.
2021-05-06
Лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ қатнашмақчи болған гуваһлиқ бериш йиғини туюқсиз йүз бәргән тор хаккерлириниң һуҗуми сәвәблик келәр һәптидә өткүзүлидиған болған.
2021-05-06
Өткән йилидин буян дуняға тез сүрәттә ямриған корона вируси вабаси түркийәдики уйғур җамаәтчиликиниң нормал һаятиғиму зор давалғушларни елип кәлди.
2021-05-05
Йеңи зеландийә парламенти хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилиш тоғрисидики бир қарар лайиһәсини икки күн муназирә қилған.
2021-05-05
Һәр йили 5-айниң 5-күни уйғурлар өзлириниң әнәниви баш кийими болған “доппа” лирини кийишип “уйғур доппа мәдәнийәт байрими” ни тәбриклишиду.