Архип
2022-11-03
Ғулҗа наһийәсидә көмүр записи сәвәблик икки миң мо йерини чиңхуа ениргийә ширкитигә тартқузуп қойған қараяғач йезисиниң аһалилири, нөвәттики қамал мәзгилидә еғир дәриҗидә көмүр қейинчилиқи тартмақта.
2022-11-03
Уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти, инқилабий шаир лутпулла мутәллип туғулғанлиқиниң 100 йиллиқиға беғишланған “хәлқниң йүрикидә мәңгү қалған шаир” намлиқ тәнтәнилик хатириләш мурасими болуп өтти.
2022-11-03
Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси йеқинда “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни үнүмлүк иҗра қилиш үчүн аптоматик сода муһити системиси (ACE) бәрпа қилған.
2022-11-02
Йеқинда иҗтимаий таратқуларда учтурпан ачатағ дохтурханисиниң башлиқи, 40 яшлар чамисидики турдахунниң алдинқи айда вапат болғанлиқи һәққидә бир учур тарқалди.
2022-11-02
2019-Йили җаза лагерида җан үзгән меһриай әркин японийәдә оқуш җәрянида иштин сирт ана тил оқутуши билән мәшғул болуп пәрзәнтләрниң сөйгүси вә ата-аниларниң қоллишиға наил болғаниди.
2022-11-02
Германийә баш министири олаф шолиз чоң типлиқ германийә карханилириниң мәсуллиридин тәшкил тапқан зор көләмлик бир өмәкни башлап 4-ноябир күни хитайни зиярәт қилиду.
2022-11-02
Хәлқара адвокатлар җәмийитиниң йиллиқ йиғини 30-өктәбирдин 4-ноябирғичә американиң флорида штатидики мәйами шәһиридә өткүзүлиду.
2022-11-02
Д у қ ниң 1-ноябир берлинда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида шолиздин хитай зияритини әмәлдин қалдурушни тәләп қилиши, германийә мәтбуатлирида зор ғулғулиларға сәвәб болған.
2022-11-01
Канада, америка башчилиқидики б д т ға әза 50 дөләт 31-өктәбир күни б д т омумий кеңиши 3-комитети йәни иҗтимаий, инсанпәрвәрлик вә мәдәнийәт комитетиниң йиғинида уйғурлар тоғрилиқ ортақ баянат елан қилди.
2022-11-01
Адовкат рәйһан әсәт, дуняниң һәрқайси җайлиридин талланған 50 нәпәр “мукәммәл кәлгүсини яратқучилар” ниң бири болған.
2022-11-01
Нөвәттә уйғур диярида юқум вәзийити барғанчә еғирлашқан болуп, хитай һөкүмәт даирилири йолға қойған “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики қаттиқ қамал әксичә үнүм бәргән, авам хәлқ арисида наразилиқлар күчәйгән.
2022-11-01
25-Өктәбир башланған голландийәниң амстердам шәһиридики “дәбалиә” тиятирханисидики “уйғурларниң авази” намлиқ паалийәт 2-ноябирғичә давамлишиду.