Архип
2022-08-18
2017-Йилдин башлап уйғур тили маарипи пүтүнләй әмәлдин қалдурулуп, хитай тили оқутуши, “дөләт тили оқутуши” намида йәслиләрдин тартип башланғуч оттура-мәктәпләргичә омумлаштурулушқа башлиған.
2022-08-18
Америкадики хитайниң уйғур сиясити анализчилиридин илшат һәсән әпәнди бу пиланниң хитай һөкүмитиниң ассимилятсийә истратегийәсини әмәлгә ашуруш үчүн түзүлгәнликини билдүрди
2022-08-18
Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати(Safeguard Defenders) 16-авғуст күни “мәҗбурий дора ишлитиш вә түрмигә солаш: хитайдики роһий кесәлликләр дохтурханиси түрмиләргә айланди” темисида доклат елан қилған.Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати(Safeguard Defenders) 16-авғуст күни “мәҗбурий дора ишлитиш вә түрмигә солаш: хитайдики роһий кесәлликләр дохтурханиси түрмиләргә айланди” темисида доклат елан қилған.
2022-08-18
Қирғизистанлиқ уйғурлардин лайиһәләш кәспи билән шуғуллинидиған илзат кәримоф вә рәпиқиси сәнәткар зарина ибдиминова уйғур тилини сақлап қелишқа, яшлар арисида уйғур тилини омумлаштурушқа тиришмақта.
2022-08-17
Хитай даирилири уйғур диярида “сөз-чөчәк тарқатмаслиқ” вә “сөз-чөчәкләргә ишәнмәслик” нами астида тәшвиқат елип бармақта вә бәзи җайларда тутуп-тәкшүрүш вә сорақ қилиш йоли билән аһалиләргә тәһдит салмақта.
2022-08-17
Мәтбуатлар б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелет 31 - авғуст вәзиписидин айрилиштин илгири, уйғурлар тоғрисидики доклатни елан қилидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.
2022-08-17
Әнгилийә хәлқара қанун адвокатлири д у қ вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиға вакалитән, аргентина җинайи ишлар сотиға хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайити үстидин әрз сунған.
2022-08-17
Японийә уйғур җәмийити билән тәйвән тәтқиқат мунбири бирликтә токйода арқа-арқидин икки чоң паалийәт өткүзүп, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сиясити билән кеңәймичилик сияситигә наразилиқ билдүргән.
2022-08-17
Йеқинда қазақистандики уйғурларниң йигит башлири вә актиплириниң уюштуруши билән хәйр-сахавәт ишлири елип берилди.
2022-08-17
Уйғур диярида барғанчә күчийиватқан юқум тәдбирлири сәвәблик пүткүл уйғур диярида мал билән тәминләш үзүлүп қелиш, йемәк ичмәк, күндилик турмуш буюмлириниң баһаси өрләп, амминиң наразилиқи күчийиватқан вәзийәт шәкилләнгән.
2022-08-16
8-Айниң 13-күни, өзлирини“хитайниң мустәмликә районлири” дәп атиған “шәрқий түркистан, тибәт, җәнубий моңғулийә вә хоңкоң”ниң чәтәлдики тәшкилат рәһбәрлири, хитайниң тәһдитигә учраватқан тәйвән вә чәтәлдики хитай демократлири, явропа парламенти вәкиллири, шундақла бу районлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан сиясәт мутәхәссислири тор сөһбәт йиғини өткүзгән.
2022-08-16
Америкадики хитай ишлири мутәхәссислиридин гордон чаң: “ши җинпиң хитай компартийәси тарихида мав зедоңдин қалса әң узун һоқуқ тутқан киши болуп һисаблиниду. Йәнә келип дөләт ечидики қолланған сиясәтлириниң һәммисидә мәғлуп болған бир кишиниң үчинчи қетим сайлиниш еһтималлиқи бу системиниң қанчилик бинормал икәнликини көрситиду. Хитайниң сияси системиси әмәлийәттә мәғлуп болған бир сиясәтчини мукапатлаватиду.”
2022-08-16
Б д т ниң алаһидә тәкшүргүчи әмәлдари томоя обоката елан қилған муһим доклатта, хитай һөкүмитиниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи хуласиләнди.
2022-08-16
Хитайниң фирансийәдә турушлуқ баш әлчиси лу шайениң “тәйвәнликләрни қайта тәрбийәләймиз”дегән сөзи ғәрб мәтбуатлириниң күчлүк диққитини тартқан.
2022-08-16
14-Авғустта канаданиң монтреял шәһиридә өткүзүлгән “милләтләр достлуқ фестивали” ға уйғурларму қатнишип, миллий роһини намаян қилған.