Архип
2022-08-15
Уйғур елидики вирус юқум әһвалиниң һелиһәм интайин җиддий икәнлики мәлум болмақта. Хитай дөләт ишлири кабинетиниң уйғур елигә мәхсус өмәк әвәткән.
2022-08-15
Үрүмчидики шинхуа китабханисиниң хизмәтчиси, 29 яшлиқ рифат әнвәр, өткән айниң оттурилири, той тәйярлиқи билән мәшғул болуватқан күнлиридә тутқун қилинған.
2022-08-15
Мәрһум уйғур зиялиси низамидин һөсәйинниң бивастә риғбәтләндүриши билән бир түркүм уйғур пидаилири “кесәк чайни паш қилиш” һәркитигә атланғанда, абләт абдуришид бәрқиму бу сәпкә қошулған. Маддий испатлар толуқ топланған әһвалда абләт абдуришит бәрқи өзинииң йезиқчилиқтики талантини җари қилдуруп “қара чай вә уйғурларниң шаллаш еңи” темисидики обзор мақалиси йезип чққан.
2022-08-15
Хитай һөкүмити йеқинда чәтәлләрдики аталмиш “хитай тиллиқ таратқулар” ни уйғур елигә тәклип қилип, “җуңго арзусини қоғлишиш, гүзәл шинҗаң темисидики саяһәт вә хәвәр ишләш” паалийити уюштурған.
2022-08-15
12-Авғуст күни қирғизистанда мирзақамақта тутуп турулуватқан кишилик һоқуқ паалийәтчиси камилҗан розийеф делоси үстидин сот ечилған. “сахта һөҗҗәт ясаш” җинайити билән әйиблинип қолға елинған камилҗан розивеф бу қетимлиқ сотта толуқ ақлинип чиққан.
2022-08-12
Хитай даирилириниң уйғур елидики қамал мәзгилидә елип бериватқан зораван иҗраатлири һәр хил шәкилдә давам қилмақтикән. Аһалиләрни “тәрбийәләш” кә елип кетиш билән қорқутуш вә уларға намәлум дориларни йигүзүш, қамал давам қиливатқан бүгүнки күндә уйғур районидики аһалиләрниң арамини бузуватқан вә уларни әндишигә селиватқан тәдбирләрдур.
2022-08-12
10-Авғуст күни пакстанниң исламабадтики мариот меһманханисида “2022-йиллиқ йәр шари тинчлиқи бойичә дөләт башлиқлири йиғини” өткүзүлгән. Бу йиғинға қатнашқан бир яш, рәис сәһнисидики әрбаблардин “уйғур ирқий қирғинчилиқи” темисиниң немә учун бу йиғинниң күнтәртипидин орун алалмиғанлиқи һәққидә соал сориған.
2022-08-12
Коммунизм қурбанлири хатирә фонди, д у қ, уйғур һәркити тәшкилати вә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқ 56 тәшкилат, америка малийә министири җенит йеллен вә америка ташқий ишлар министири антони билинкенға бирләшмә мәктуп йоллап, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” арқилиқ ениқланған, уйғурларға йүргүзүливатқан ирқи қирғинчлиқ җинайти үчүн җазалинишқа тегишлик хитай әмәлдарлириниң даирисини техиму кеңәйтишни тәләп қилған.
2022-08-11
Йеқинда германийәниң берлин шәһиридә бир һәптә давам қилған “һәммәйлән кетип қалди” сәрләвһилик көргәзмә “үсти очуқ түрмә” дәп тәрипләватқан кәң муһиттики “лагерға қамалмиған” уйғурларниң һаяти һәққидики бошлуқни җанлиқ толдуруш арқилиқ, һәр саһә кишилиригә уйғур җәмийитидики қабаһәтни бивастә һис қилдурди.
2022-08-11
Хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, “һөр дуняда муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң алимлири, зиялийлири вә тәшкилатларниң ортақ күч чиқириши билән уйғур кимлики, миллий мәдәнийити, өрп - адәтлири вә исламий етиқадини қоғдап қелиш үчүн тәлим – тәрбийәгә әһмийәт бериши керәк”, деди.
2022-08-10
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет уйғур районини зиярәт қилип 2 ай өткәндә, хитайниң түркийә вәкилләр өмикиниң уйғур елиға беришиға йол қоюши һәрхил мулаһизиләргә сәвәб болмақта.
2022-08-10
Хитай һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә, уйғур дияридики “һәр милләт хәлқи” мишел бачелетқа мәктуп йоллап, “америка һәм ғәрбтики хитайға қарши күчләрниң һуҗуми вә төһмәтлиригә ғәзәплирини билдүргән.”
2022-08-10
Ғәрбниң ортақ әйиблишигә дучар болуватқан хитай, мусулман дөләтләр һакимийәтлириниң иқтисадий вә истратегийәлик мәнпәәтлири үчүн хитайни қоллап, уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқларға сүкүт қилишини болса өзиниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини ақлаштики васитиси сүпитидә пайдилинип кәлмәктә.