Архип
2016-07-05
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 7 йиллиқи мунасивити билән канаданиң торонто шәһиридә яшаватқан уйғурлар хитай консулханисиниң алдида намайиш қилди.
2016-07-05
Қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән 2009-йил үрүмчи қанлиқ вәқәсиниң йәттә йиллиқини хатириләш паалийити болуп өтти.
2016-07-05
Америкиниң калифорнийә штатидики уйғурлар 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 7 йиллиқи мунасивити билән сан франсеско шәһиридики хитай консулханиси алдида намайиш қилди.
2016-07-04
Уйғур райониға әвәтилгән пакистан диний ишлар тәкшүрүш өмики уйғур районида розиниң чәкләнгәнликигә даир һечқандақ дәлил байқимиғанлиқини елан қилған.
2016-07-04
Ача-сиңил мәһбусларниң әһвали ахбаратқа чиққандин кейин, алақидар даириләр мәзкур мәһбусларниң түрмә сиртидики әзалиридин һал сориған вә нопуссиз балиларни нопусқа, мәктәпсиз қалғанларни мәктәпкә орунлаштурған.
2016-07-04
Мюнхендики уйғур җамаити дуняниң һәр йеридики уйғурларға охшаш бу йилқи рамизанни опчә иптар вә тилавәт паалийәтлири билән көңүллүк өткүзди.
2016-07-04
Рамизан ейи вә 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш мунасивити билән түркийәдики бәзи аммиви тәшкилатлар баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини әйиблиди.
2016-07-04
Үрүмчи вәқәси йүз бәргәнликиниң 7-йили мунасивити билән истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш вә баянат елан қилиш паалийити өткүзүлди.
2016-07-04
3-Июл японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң тәшкиллиши билән токйодики хитай әлчиханиси алдида 5-июл вәқәсини хатириләш йүзисидин намайиш елип берилди.
2016-07-04
3-Июлда алмата шәһириниң заря востока мәһәллисидики бир өйгә җәм болған уйғурлар 2009-йил 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш паалийити өткүзди.
2016-07-04
Голландийәдики уйғурлар рамизанниң 27-күни вә 28-күнлири явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болуп, түнәк паалийити қилди.
2016-07-02
Явропада паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан учур мәркизи нөвәттики тәшвиқат паалийитиниң нишанини явропада яшаватқан түркләргә қаратқан вә мәлум дәриҗидә нәтиҗигә еришкән.
2016-07-02
Уйғур елидики йәрлик һөкүмәт даирилири 1 - июл партийә байримини тәбрикләш намида, хитай компартийисини мәдһийиләйдиған қизил нахшиларни ейтиш қатарлиқ паалийәтләрни орунлаштурған.
2016-07-02
27 - Июн сәуди әрәбистан сақчилири мәккиниң мисфәлә уйғур мәһәллисидә һәҗ мәзгилини күтүп туруватқан йүзләрчә уйғурни топлиғанлиқи вә уларни юртиға қайтурғанлиқини хәвәр қилинған.
2016-07-02
Истанбул ататүрк айродромидики қанлиқ террор һуҗумида үч йеригә оқ тегип һаятидин айрилған түркийә пуқраси уйғур абдулһәким буғданиң җиназа намизи 30 - июн күни оқулди.