Мутәхәссисләр: хитай һөкүмити тәйвәнликләрниму уйғур елидики җинайәтлиригә шерик қилмақчи

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.09.09
taiwan-urush-teyyarli Тәйвәнниң җәнубидики пиңтуң наһийәсидә елип берилған һәрбий маневирда M1167 HMMWV (юқири һәрикәтчан көп иқтидарлиқ чақлиқ машина) танкиға қарши башқурулидиған бомба тошуғучиниң йенида турған әскәр. 2024-Йили 26-авғуст.
AP Photo/Chiang Ying-ying

Йеқинқи мәзгилдин бери, хитай һөкүмитиниң чәт әллик даңлиқ тор чолпанлири вә билогерларни, шундақла академикларни уйғур елигә тәклип қилип, “гүзәл шинҗаң һекайисини сөзләш” тәшвиқатиға салғандин башқа, тәйвәнлик карханичилар вә саяһәтчиләрни уйғур елигә җәлп қиливатқанлиқи, һәтта уларни тәйвәндики хитайпәрәс күчләрниң ярдими билән тәшкиллик һалда тәклип қиливатқанлиқи диққәт қозғимақта.

“тәйбей хәвәрлири” тори 6-сентәбир елан қилған бир хәвәрдә ейтилишичә, тәйвәндики тор чолпанлири вә карханичилар хитай компартийәси тәшкилләватқан саяһәт вә мәбләғ селиш пурсәтлиригә қизиқиватқан болуп, тәйвән һөкүмити уларни хитайға бармаслиқ вә хитайда сода қилмаслиқ һәққидә агаһландурған.

Һөкүмәт баянатчиси шйе зихән, хитайниң тәйвәнликләрни уйғур елигә чақириштики мәқситиниң мәҗбурий әмгәкни йошуруш икәнликини, һәр қандақ шәхс яки кархана у җайға барса, өз намини вә образини булғайдиғанлиқини билдүргән.

Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, хитай аввал тәйвәнлик даңлиқ тор чолпанлирини уйғур елигә тәклип қилған. Чүнки хитай илгири тәйвәнгә тәһдит селип, тәйвәнни қайтурувалған тәқдирдә у җайдиму уйғур елидә қолланған “тәрбийәләш мәркизи” ни қуруп, тәйвән мустәқилчилириниң каллисини өзгәртидиғанлиқини билдүрүп қойған болуп, буниңдин тәйвән демократлирила әмәс, хитайға майил гоминдаңчиларму чөчүгән; хитай бу қарашни өзгәртиш, тәйвәнликләрниң қорқунчини йоқитиш вә уларниң “шинҗаң” һәққидики тәсәввурини яхшилаш үчүн аввал тәйвәнлик тор чолпанлирини көпләп дәвәт қилип, “гүзәл шинҗаң, бәхтияр шинҗаң” мәнзирисини көрситишкә күчигән.

Америкадики кишилик һоқуқ адвокати тең бяв хитайниң әмди тәйвәнликләрни уйғур елигә беришқа қизиқтурушидики сәвәбни баян қилип мундақ деди: “хитай техиму көп адәмләрниң уйғур райониға берип зиярәт қилишини вә у йәрдә сода қилишини халайду. Чүнки бир җәһәттин, хитай иқтисадида мәсилә көрүлүшкә башлиди. Шуңа хитай у районда сода вә саяһәтчиликни гүлләндүрүшкә моһтаҗ. Йәнә бир җәһәттин, хитай хәлқара җәмийәткә буларни тәшвиқ қилиш арқилиқ, һәқиқий әһвални, йәни өзиниң кишилик һоқуқ җинайәтлирини йошурмақчи. Буниңдин бурунму хитай һөкүмити мутәхәссисләр өмики вә мухбирлар өмикини тәклип қилған болуп, уларниң паалийәтлирини толуқ контрол қилған; андин бу хил усул арқилиқ хәлқараниң “шинҗаң мәсилиси” һәққидики доклатини инкар қилғаниди”.

“тәйбей хәвәрлири” торида чиққан бу хәвәрдики мәлуматқа қариғанда, тәйвәнниң сабиқ пирезиденти ма йиңҗюниң қол астида ишлигән чоң қуруқлуқ комитети әзаси 9-айниң 19-күни тәйвәнлик мәбләғ салғучиларни башлап уйғур елигә зиярәткә баридикән. Хитай әмәлдарлири тәйвәнлик карханичиларниң оттура асияда ширкәт қурушиға илһам бериватқан болуп, хитайниң мәһсулатлириға тәйвән ширкәтлириниң маркисини чаплап, мал тошушниң раван болушиға капаләтлик қилишни мәқсәт қилған.

Америкадики кишилик һоқуқ адвокати тең бияв коммунист хитайниң һәр даим ма йиңҗюға охшаш гоминдаңчиларни йениға тартип келиватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитайниң тәйвәнгә қоллинип кәлгән усули даим ‛униңға зәрбә берип, буни йениға тартиш тактикиси‚ болуп кәлди. Йәни улар хитайға йеқинрақ болған гоминдаңчиларни һәр хил усуллар билән сетивелип, өзлиригә тартип кәлди. Тәйвәнниң сабиқ пирезиденти ма йиңҗу тәрәпдарлири коммунист хитай билән йеқин мунасивәт орнитиш үчүн тәйвәнниң мәнпәәтини қурбан қилиштинму янмайду, тәйвәнни техиму хәтәрлик әһвалда қойиду. Униңдин башқа, хитай йәнә хитайда чоң содиси бар тәйвәнлик содигәрләрдин пайдилиниду. Болупму шинҗаң мәсилисидә, хитай, тәйвәнликләрдин пайдилиниш арқилиқ ‛вәтәнни бирликкә кәлтүрүш‚ идийәсини базарға салиду”.

Радийомиз хитайчә бөлүми 5-сентәбир елан қилған бир хәвәрдә дейилишичә, хитайниң тәйвән ишлири ишханиси хитайдики тәйвәнлик содигәрләрни уйғур елигә саяһәткә орунлаштурған болуп, уларни “шинҗаңға мәбләғ селиш” қа, һәтта оттура асияға йүрүш қилишқа қизиқтурмақчи болған. Хитай бу арқилиқ, хәлқараниң русийәни қоллаватқан хитайни әйиблишидин, шундақла, кишилик һоқуқ мәсилиси түпәйлидин “шинҗаң пахтиси” ға чәклимә қоюшидин сақланмақчи болған. Әгәр тәйвәнлик карханичилар оттура асияда ширкәт қурса, хитайниң мәҗбурий әмгәк маллириға тәйвәнниң маркиси чаплинидикән-дә, хитайниң “үчинчи қол арқилиқ мал йөткәш” ғәризи әмәлгә ашидикән. Бу һәрикәтни уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңруй өзи бир қоллуқ пиланлиған.

Тең бияв әпәнди хитайниң бу йәрдә тәйвәнлик содигәрләрни уйғур елигә җәлп қилиштики ғәризиниң дәрвәқә хәлқараниң мәҗбурий әмгәкни чәкләш бесимиға тақабил туруш икәнликини билдүрүп мундақ деди: “хитайда уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш әһвали еғир, хәлқара җәмийәт бу хил кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини чәкләш үчүн бәзи тәдбирләрни қолланди. Хитайму мәҗбурий әмгәкни инкар қилиш вә җаза чәклимилиригә тақабил туруш үчүн һәр хил усулларни қоллинип кәлмәктә; хитайда мәҗбурий әмгәкниң вә йиғивелиш лагерлириниң йоқлуқини испатлаш үчүн пакитларни йошуруп, һәқ наһәқни астин қилип кәлмәктә. Булар әмәлийәттә аллибурун ашкариланған реаллиқ вә пакитлар билән сиғишмайду”.

“тәйбей хәвәрлири” торида чиққан бу хәвәрдә ейтилишичә, хитай үчүн ейтқанда, тәйвәнлик мәбләғ салғучилар хитайниң бошап қилған иқтисадиға, болупму өй-мүлүк содиси билән мәбләғниң айлинишиға ярдәм беридикән. Йәнә бир җәһәттин, тәйвәнлик саяһәтчиләр уйғур елиниң истемал базирини җанландурупла қалмастин, хитайниң “шинҗаң һекайисини сөзләш” тәшвиқатиниң обйектлириға айлинип кетидикән. Хитай даирилири уйғур елидики йиғивелиш лагерлири вә дуняға ашкарилинип кәткән ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини инкар қилиш билән бир вақитта уларға, “тәрәққий қиливатқан тинч, баяшат шинҗаң” мәнзирисини көрситип, көз боямчилиқ қилидикән.

Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң 2-қәдәмдә тәйвәнлик карханичиларни тәклип қилип, уйғур ели вә оттура асияға мәбләғ селишқа қизиқтуруштики ғәризи, тәйвән ширкәтлириниң хәлқара образидин пайдилиниш. Чүнки уларниң хәлқарадики инавити яхши болғачқа, хитай мәҗбурий әмгәккә четишлиқ маллирини оттура асия билән явропаға чиқиришқа уларни шерик қилмақчи болған.

Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, тәйвәндики хитайпәрәс тәшвиқатчиларниң күчийип кетиши наһайити хәтәрлик әһвалдин сигнал беридикән. Хитай һөкүмити бир яқтин уйғурларниң тили вә мәдәнийитини йоқитип, бир яқтин шинҗаңниң гүзәл мәнзирилири вә аз санлиқ милләтләрниң өрп-адәтлирини саяһәтчиләргә көрситиш арқилиқ қандақтур өзлириниң мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бармиғанлиқини тәшвиқ қилидикән.

Илшат һәсән әпәнди тәйвән һөкүмитиниңму хитайниң бу тәшвиқатидики суйиқәстини билидиғанлиқини һәм униңға қарши һошярлиқ билән тәдбир еливатқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.