Талибан һәйити хитайни зиярәт қилди

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.07.29
Талибан һәйити хитайни зиярәт қилди Талибанниң қурғучилириниң бири молла абдул ғени барадар хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти. 2021-Йили 28-июл, җйәнҗин, хитай.
AP

Американиң афғанистандин чекиниш қараридин кийин афғанистанниң көп қисим йәрлирини ишғал қилған талибан, 27-июл күни тоққуз кишилик бир һәйәтни тйәнҗин шәһиригә әвәткән. Талибанниң 2-номурлуқ каттивеши молла абдул ғени барадар (Mullah Abdul Ghani Baradar) хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшүп, тинчлиқ вә бихәтәрлик мәсилилири үстидә музакириләшкән.

Мәзкур учришиштин кийин баянат елан қилған хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗийән “америка вә натониң афғанистандин чекинишини мәғлубийәт” дәп атиған.

Җав лиҗийән йәнә, “хитайниң ‛шәрқи түркистан ислам һәрикити‚ тәшкилатиға қарши қаттиқ күрәш қилишини үмид қилидиғанлиқини” ейтип мундақ дегән: “‛шәрқи түркистан ислам һәрикити‚ билән күрәш қилиш хәлқара җәмийәтниң ортақ вәзиписи. Афған талибанлириниң ‛шәрқи түркистан ислам һәрикити‚ билән болған чәк-чеграсини ениқ айришни, улар билән үнүмлүк күрәш қилишини, тосалғуларни йеңип, районниң бихәтәрлики, муқимлиқи вә тәрәққияти үчүн мувапиқ шараитларни яритишини үмид қилимиз”.

Талибанниң райондики сиясий орниниң күчийишигә әгишип, хитай таратқулиридиму талибанниң тәрипини алидиған язмилар көпийишкә башлиған. Ху шиҗин тәрипидин “йәршари вақтии” гезитидә елан қилинған бир мақалидә, “һазирқидәк вәзийәттә өзимизгә дүшмән тапмаслиқимиз керәк, талибанниң бизгә көрсәткән яхши нийитини алдирап рәт қилмаслиқимиз керәк. Бу афғанистандики тәсиримизни күчәйтиш вә шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш җәһәттин интайин муһим” дейилгән.

Түркийәдики көч университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти яқуп муһәммәт әпәндим зияритимизни қобул қилип американиң афғанистандин чекинишниң сәвәблири вә оттура асияға көрситидиған тәсири һәққидә тәпсилий тохталди.

Талибанниң баянатчиси муһәммәд наим, тивиттер һесабида елан қилған баянатта, мәзкур йиғинда “сиясәт, иқтисад, өз-ара бихәтәрлик қатарлиқ мәсилиләрниң” асасий тема болғанлиқини ейтқан.

Муһәммәд наим йәнә, AFP ниң зияритини қобул қилип, талибан һәйитиниң хитайға “афғанистанниң башқа дөләткә қарши база сүпитидә қоллинилишиға рухсәт қилмайдиғанлиқи” һәққидә вәдә бәргәнликини ейтқан.

Талибанниң баянатчиси сүһәйил шаһин елан қилған баянатта, “афғанистанни йеңидин қуруш җәрянида хитай мәблиғини қобул қилиштин мәмнун болидиғанлиқини, хитайниң мәблиғи вә ишчилирини қоғдайдиғанлиқини” ейтқан.

Хитай ишлири мутәхәссиси мәмәттохти атавулла әпәнди зияритимизни қобул қилип, афғанистанда талибан һөкүмранлиқиниң күчийишиниң хитайға көрситидиған тәсири һәққидә тәпсилий тохталди.

Һиндистанлиқ кәспий дипломат баһадир камуран (M. K. BHADRAKUMAR) Ниң “асия вақти” гезитидә елан қилған “хитайниң афғанистан пилани вә нишанлири” намлиқ мақалисидә, “хитайниң талибанға ишәнмәйдиғанлиқини, ‛дүшәнбә йиғини‚ да хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң талибанниң тиррурчи күчләрни тазилимайватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргәнликини” язған.

У йәнә мундақ дегән: “талибан баянатчилири хитайни ‛афғанистанниң дости‚ дәп атап келиватқан болсиму, бейҗиң һөкүмити талибанниң өзлириниң күткән йеридин чиқалайдиған әһвалда икәнликидин гуманлиниду”.

Шиветсийәдики уйғур зиялийси, хәлқара мунасивәт тәтқиқатчиси ниҗат турғун әпәнди зияритимизни қобул қилип, талибанниң афғанистанда һөкүмранлиқ орнини мустәһкәмлиниши вә хитайниң оттура асия, оттура шәрқ районлиридики уйғурларни контрол қилиш урунуши һәққидә тәпсилий тохталди.

Америка һөкүмити өткән йили “шәрқий түркистан ислам һәрикити” намлиқ тәшкилатниң американиң “террорлуқ тәшкилатлар тизимлики” дин чиқирилғанлиқини җакарлиғаниди.

Әнқәрә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң чәтәлдики уйғур тәшкилатлирини “шәрқи түркистан ислам һәрикити” тәшкилатиға бағлап қарилашқа, терроризм билән бағлашқа урунуп келиватқанлиқини, бу тәшкилатниң мәвҗутлуқиниң гуманлиқ икәнликини ейтти.

Мутәхәссисләр, “шәрқи түркистан ислам һәрикити” тәшкилатниң мәвҗутлуқидин гуманлинидиғанлиқини, хитайниң уйғур елидики сиясәтлирини қануний асасқа игә қилиш мәқситидә, бу тәшкилатни сиясий тәшвиқат үчүн қоллиниватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.