48 Уйғурниң мәсилиси үчүн д у қ ниң бир һәйити тайландта паалийәт елип барди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.01.21
roshen-abbas-tayland-1

Д у қ иҗраийә комитети рошән аббас ханим, муавин рәис полат сайим әпәнди тайланд парламент әзаси каннева сойбсаң билән биргә ахбаратларниң зияритини қобул қилмақта. 2025-Йили 20-январ, баңкок. RFA/Hebibulla Izchi

roshen-abbas-tayland-2.1

Д у қ иҗраийә комитети рошән аббас ханим тайландтики ахбаратларниң зияритини қобул қилмақта. 2025-Йили 20-январ, баңкок. RFA/Hebibulla Izchi

roshen-abbas-tayland-2

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси рошән аббас, муавини полат сайим(солда) вә д у қ шәрқий җәнубий асия ишлири бөлүми мудири савут мәмәтләр тайланд көчмәнләр идариси алдида. 2025-Йили 20-январ, баңкок. RFA/Hebibulla Izchi

roshen-abbas-tayland-polat-1

Д у қ иҗраийә комитети муавин рәиси полат сайим әпәнди AP ниң тайландтики мухбириниң зияритини қобул қилмақта. 2025-Йили 20-январ, баңкок. RFA/Hebibulla Izchi

roshen-abbas-tayland-3

Д у қ иҗраийә комитети рошән аббас, муавин рәис полат сайим, д у қ шәрқий җәнубий асия ишлири бөлүми мудири савут мәмәтләр тайланд парламент әзаси каннева сойбсаң(алдинқи рәт оңда) билән биргә. 2025-Йили 20-январ. RFA/Hebibulla Izchi

roshen-abbas-tayland-4

Д у қ һәйити тайландлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси Chalida Tajaroensuk вә асия кишилик һоқуқ вә әмгәк адвокатлиридин фил робертсон билән биллә. 2025-Йили 20-январ, баңкок. RFA/Hebibulla Izchi

roshen-abbas-yaponiye-2

Д у қ ниң иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас ханим башчилиқидики һәйәт тайланд түрмисидики 48 уйғурниң мәсилиси тоғрулуқ японийә парламентида урушушларда болған. 2025-Йили 21-январ, токйо. RFA/Hebibulla Izchi

roshen-abbas-yaponiye-1

Д у қ ниң иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас ханим башчилиқидики һәйәт тайланд түрмисидики 48 уйғурниң мәсилиси тоғрулуқ японийә парламентида урушушларда болған. 2025-Йили 21-январ, токйо. RFA/Hebibulla Izchi

Тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан 48 уйғур 1-айниң 10-күни ашкара мураҗиәтнамә елан қилип, өзлириниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпиниң еғирлиқини, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, демократик дөләтләр вә уйғур тәшкилатлиридин өзлирини бу паҗиәдин қутулдуруп қелишни тәләп қилғаниди.

19-январ күни дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас, муавин рәиси полат сайим, қурултай шәрқий җәнубий асия ишлири бөлүминиң мудири савут мәмәтләрдин тәркиб тапқан бир һәйәт тайланд пайтәхти баңкокқа йетип келип, америка, әнглийә, канада қатарлиқ дөләтләрниң тайландтики әлчиханилири билән көрүшүп, уларниң һәмкарлиқида тайланд һөкүмәт тармақлири вә парламент әзалири билән тайландтики уйғурларниң мәсилиси, шундақла уларниң түрмә шараити қатарлиқ мәсилиләр һәққидә җиддий музакирә елип барған.

Бу мунасивәт билән тайландниң пайтәхти баңкоктин зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханим, тайландтики уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлумат берип өтти.

Нөвәттә тайланд даирилириниң тайландтики бу уйғурлар туруватқан тутуп туруш орнидики уйғурлардин башқа көчмәнләрни йөткәп кетиши бу тутқун уйғурларни вә муһаҗирәттики уйғурларни әндишигә салған. Д у қ шәрқий җәнуби асия ишлири бөлүминиң мудири савут мәмәт бу һәқтики өзиниң көз қарашлирини вә нөвәттә елип барған хизмәтлири һәққидики бәзи җәрянларни биз ортақлашти.

Д у қ һәйити тайландтики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, адвокатлар җәмийәтлири мәсуллири вә бәзи мухбирлар биләнму кәң даиридә учришиш елип барған болуп, рошән аббас ханим йәнә, бу уйғурларниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпи вақтинчә тохтитилған болсиму, әмма буларниң 11 йилдин бери тайланд түрмисидә тутуп турулушиниң хәлқара көчмәнләр қануний, кишилик һоқуқ әһдинамиси вә хәлқара қийин-қистаққа қарши туруш келишимнамисигә хилап икәнликини билдүрүп өтти.

Бу һәйәт, 21-январ тайландтики паалийәтлирини түгитипла, японийәгә қайтип, бу 48 уйғур һәққидә японийә парламентида җиддий учришишларда болған, нөвәттә японийәдә рошән аббас ханим билән биллә паалийәт қиливатқан уйғур һәрикити тәшкилатидин мукәррәм қурбан бу һәқтики мәлуматларни ортақлашти.

Тайландтики бу 48 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулуш мәсилиси чиққандин кейин, дуня уйғур қурултийи вә башқа бирқисим уйғур тәшкилатлири мәсуллири вә сиясий паалийәтчиләр бирләшкән дөләтләр тәшкилати, явропа иттипақи америка, германийә, түркийә қатарлиқ дөләтләрни өз ичигә алған көплигән дөләтләрниң һөкүмәт хадимлири вә парламент әзалири шундақла һәрқайси хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән көрүшкән. Американиң бәзи дөләт мәҗлис әзалири вә ташқий ишлар министирлиқи инкас қайтуруп, тайландни бу уйғурларни хитайға қайтурмаслиққа чақирған. Буниң нәтиҗисидә тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан бу 48 нәпәр уйғурниң мәсилиси хәлқаралиқ мәсилигә вә нопузлуқ мәтбуатларниң қизиқ темисиға айланған болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиниң баянатчиси вә асия ишлириға мәсул хадими бабар балучму бу һәқтә мәтбуатларға баянат елан қилип: “биз бу һәқтә җәзмләштүрүлмигән доклатларни аңлидуқ вә дәрһал тайланд һөкүмәт даирилири билән көрүштуқ. Улар бизгә әһвалниң ундақ әмәсликини билдүрди. Биз һөкүмәт даирилиригә көчмәнләрни қайтурмаслиқ мәҗбурийитини әскәртип, тутуп турушниң орниға башқа чарә таллишини тәшәббус қилимиз”, дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.