Тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурларниң хитайға қайтурулуш хәвпи әндишә қозғимақта

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2025.01.13
Тайландниң көчмәнләр лагеридин қачқан 2 уйғурниң тәқдири әндишә қозғимақта 109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
CCTV

Тайланд түрмисидә 10 йилдин буян наһәқ тутуп турулуватқан 48 уйғур намидин йезилған җиддий ярдәм чақириқ мәктупи 2025-йили 1-айниң 10-күни йезилған болуп, бу мәктупта дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар вә уйғур тәшкилатлири шундақла б д т вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлирини өз ичигә алған хәлқаралиқ тәшкилатлар ярдәмгә чақирилип, тайланд һөкүмитиниң 48 нәпәр уйғурни хитайға қайтурмақчи болуватқанлиқи йезилған. Мәктупта йәнә тайланд түрмисидики уйғурларниң хитайға қайтурулуштин әндишә қиливатқанлиқи шуниң үчүн ачлиқ елан қилғанлиқни, тайланд һөкүмити уларни хитайға қайтурмаслиқ тоғрисида вәдә бәрмигүчә вә яки 3-бир әркин дөләткә кетишигә рухсәт бәрмигүчә тамақ йемәйдиғанлиқи билдүрүлгән.

Америка бирләшмә агентлиқи 11-ноябирдики хәвиридә тайландта 10 йилдин артуқ бир вақиттин буян тутуп турулуватқан бир түркүм уйғурниң хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәнликини билдүрди, һәмдә уларниң қайтурулған тәқдирдә дәпсәндичилик вә қийин-қистаққа дуч келиш хәвпи барлиқини оттуриға қойди.

Биз тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар билән алақилишип, телефон сөһбити өткүзүшкә тириштуқ, бирақ уларниң йенида биваситә алақә қилидиған телефон йоқ болуп, башқиларниң телефони арқилиқ учришиш пурситигә ериштуқ. Исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур өзлириниң һазирқи әһвали тоғрисида тохтилип, өзлириниң хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч келиватқанлиқини, иқтисади җәһәттинму қийинчилиқ барлиқини, тайланд һөкүмитиниң өзлирини хитайға қайтурмастин 3-бихәтәр бир дөләткә кетишкә рухсәт қилиши үчүн уйғурлар вә хәлқаралиқ тәшкилат һәм органларниң ярдәм қилишини тәләп қилидиғанлиқини тәкитлиди.

У мундақ деди: “иқтисадий ишлар вә сиясий мәсилиләрдә бизниң тартиватқан қийинчилиқимиз наһайити еғир, буни пүтүн дуня билиду дәп қараймән, пүтүн дунядики мәйли уйғур тәшкилатлири, мәйли башқа дөләтләр вә башқа дөләтләрдики тәшкилатлар болсун һәммисидин бизниң асасий тәлипимиз шуки, биз улардин мушу тайланд түрмисидин чиқишимиз вә хитайға қайтурулуп кәтмәсликимиз үчүн ярдәм қилишини тәләп қилимиз, бизниң әһвалимиз буниңдин кейин қандақ болиду ?билмәймиз, әмма яхши нәтиҗиниң оттуриға чиқишини үмид қилимиз”.

Бирләшмә агентлиқ еришкән бир мәктупида, баңкокта тутуп турулған 43 уйғур әр өзлириниң йеқиндин буян чеградин қоғлап чиқирилиш тәһдитигә дуч кәлгәнликини билдүргән вә буни тохтитиш үчүн мураҗиәт қилған. Улар тайланд даирилириниң өзлириниң ихтиярлиқи билән қайтурулуш һөҗҗәтлиригә қол қоюшини тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Зияритимизни қобул қилған уйғур яш бу һәқтә хәлқара ахбаратларда тарқитилған хәвәрниң тоғра икәнликини тәкитлиди вә мундақ деди: “америка бирләшмә ахбаратиниң хәвиридә қандақ тарқитилған болса, бизниң әһвалимиз ашу хәвәрдә дегәндәк вәзийәттә туруватимиз”.

Тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан 48 уйғурларниң хитайға қайтурулуштин сақлиниш үчүн дуня җамаитигә язған мәктупи. 2025-Йили 10-январ, тайланд.
Тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан 48 уйғурларниң хитайға қайтурулуштин сақлиниш үчүн дуня җамаитигә язған мәктупи. 2025-Йили 10-январ, тайланд.
justiceforall.org

Зияритимизни қобул қилған вә һазир истанбулда яшаватқан сидиқ қарим исимлик киши, абдулла керәм исимлик җийәниниң 10 йилдин буян тайланд түрмисидә наһәқ тутуп турулуватқанлиқини, җийәни абдулла керәмниң 2014-йили тайландта тутулғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, у, дәсләпки 5 йил җийәни билән һеч қандақ алақә қилалмиған болуп йеқинқи икки йилдин буян һәр айда бир қетим телефонда учришиш пурситигә еришкән болсиму ахирқи 3 айдин буян алақә үзүлүп қалған. У, тайландтики уйғурларниң хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч келиватқанлиқ учурини аңлап җийәнидин вә у йәрдики пүтүн уйғурларниң ақивитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

Сидиқ қарим мундақ деди: “дуняниң һәр қайси җайлирида шәрқий түркистан дәваси үчүн һәр саһәдә паалийәт елип бериватқан тәшкилат рәһбәрлири вә шәхсләргә шуни илтимас қилимизки, 2014-йилидин буян тайланд түрмисидә бигунаһ тутуп турулуватқан қериндашлиримизни қутулдуруш үчүн шундақла тайланд һөкүмитиниң уларни хитайға қайтуруп бәрмәслики үчүн қаттиқ күчәп хизмәт ишләшни шундақла америка, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң тайланд һөкүмитигә бесим ишлитишини, у қериндашларниң хитайға қайтурмаслиқи үчүн бихәтәр бир дөләткә кетиши үчүн җиддий бир сәпәрвәрлик қилишни сораймән”.

Тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан 48 уйғур намидин йезилған җиддий ярдәм чақириқ мәктупида дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири шундақла б д т кишилик һоқуқ тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлар ярдәмгә чақирилип мундақ дейилгән: “2013-йилидин тартип 2025-йилиғичә болған 12 йиллиқ һаятимиз, тайланд вә хитай һакимийитиниң һийлә-микир вә суйиқәстлири билән тайландниң қараңғу зинданлирида қийинчилиқ вә мушәққәт ичидә һаятини өткүзүватқан мәзлум унтулған уйғурлар тәрипидин дуняниң һәр қайси җайлирида туруватқан әзиз уйғур қериндашларға, һәр қайси уйғур тәшкилатлириға вә һәр қайси дуня инсан һәқлирини тәшкилатлириға сунидиған ярдәм илтимасимиз шуки, йеқиндин буян тайланд һөкүмити билән хитай һакимийити бирлишип йәнә 2015-йили уйғур қериндашлиримизни хитай залимлириға қайтурувәткәнгә охшаш бу йәрдә қелип қалған 48 нәпәр уйғурни һәм хитайға қайтурмақчи болуватиду, хитай һакимийитиниң нәқәдәр залим икәнликини вә бизниң қайтурулсақ йәнә ашу еғир зулум вә қийин-қистақларға учрайдиғанлиқимизни, һаятимизға капаләтлик қилалмайдиғанлиқимизни вә һәтта өлүм хәвпигә дуч келидиғанлиқимизни чүшинип, бизниң хитайға қайтурулмаслиқимиз үчүн 3-бир әркин дөләткә чиқип тинч бир турмушқа еришивелишимиз үчүн ярдәм қилишиңларни сораймиз”.

Тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң намидин җиддий мураҗиәт намида елан қилинған ярдәм мәктупида йәнә тайланд түрмисидики уйғурларниң ачлиқ елан қилғанлиқи билдүрүлгән.

Мәктупниң давамида мундақ дейилгән: “тайланд һөкүмити бизни һеч қандақ бир ярдәм тәшкилатлири билән һәтта б д т билән учришишимизға йол қоймайватиду, шундақла һәр қайси дөләтләрниң әлчиханиси билән учришишимизға вә бизни қобул қилмақчи болған дөләтләрниң әлчиханиси билән һәм учришишимизға йол қоймайватиду, ваһаләнки 48 адәм, йәни һәммимиз б д т кишилик һоқуқ тәшкилатиға илтимас сунуп болған вә илтимасимиз б д т тәрипидин қобул қилинип болунғаниди, лекин тайланд һөкүмити уларниң бизни 3-бир дөләткә орунлаштурушиға йол қоймайватиду вә йәнә бизни хитайға қайтурмақчи болуватиду, бизниң хитайға қайтқумиз йоқ, биз хитайға қайтурулсақ өлтүрүлүшимиз вә түрмиләргә сулинип еғир қийин қистаққа, вә азабларға дучар болушимиз, уруқ-туғқан, қериндашлиримиз һәм бу хәвпләргә дуч келиши ениқ. Шуңа биз 3-бир дөләткә чиқип аилә-пәрзәнтлиримиз билән тинч бир муһитта яшашни арзу қилимиз. Бизниң әркинликкә еришип 3-бир дөләткә чиқип тинч бир муһитта яшиғумиз барлиқини вә хитайға һәргиз қайтип кәткүмизниң йоқлуқини дуня хәлқигә билдүрүш үчүн таки 3-бир дөләткә чиқип болғучә яки б д т арқилиқ 3-бир дөләткә орунлаштурулуп болунғичә вә яки бизни хитайға қайтурмаслиқ һәққидә ениқ бир җавабқа еришкичә тамақ йемәсликни вә ачлиқ елан қилишни қарар қилдуқ. Көпинчимизниң саламәтлики яхши әмәс, еғир кесәлчан болуп, бәлки бу ачлиқ елан қилиш сәвәби билән өлүп кетишимиз һәм мумкин, шуңа хитайға қайтурулуп кетишимиздин көрә мушу йәрдә өлүп кетишни яхши дәп ойлидуқ. Шуниң үчүн 3-бир дөләткә чиқип әркин яшишимиз үчүн силәрниң бизгә җиддий тиздин ярдәм қилишиңларни сораймиз”.

Дуня уйғур қурултийи бу һәқтә мәхсус баянат елан қилған болуп баянатта, тайланд һөкүмитини уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәсликкә чақириқ қилди.

Биз бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавидин әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Турғунҗан алавидин әпәнди, тайландтики уйғурларниң ақивитидин әндишә қиливатқанлиқини, уларни қутулдуруш вә хитайға қайтурулушниң алдини елиш үчүн җиддий һәрикәткә өткәнликини, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка қатарлиқ бир қанчә дөләтләр билән җиддий алақә қиливатқанлиқини, тайландқа мәхсус бир вәкил әвәткәнликини билдүрди.

Турғунҗан алавидин әпәнди мундақ деди: “бу һәқтә бизниң пүтүн дуня дөләтлиридин күтидиғинимиз болупму тайланд һөкүмитидин күтидиғинимиз, бу қериндашлиримизни хитайға қайтуруп бәрмәслик. Биз хитайниң һәр хил һийлә-нәйрәңлиригә вә бесимлириға бой сунмаслиқни тәләп қилимиз, униңдин башқа америка вә явропа бирликидин шу қериндашлиримизниң қутулушиға җиддий шәкилдә ярдәм қилишини тәләп қилимиз, уларниң қутулуши әлвәттә инсаний бир мәсилә, чүнки хитайниң вәтән ичидики уйғурларға зулум селиш билән чәклинип қалмай, чәт әлләрдики уйғурларғиму қол селип, чегра һалқиған бир бастуруш сиясити йүргүзүватқанлиқиниң ипадиси көрүлүватиду, шуңлашқа хитайға хәлқараниң бесим ишлитип бундақ ирқий қирғинчилиқ сияситини вә чәт әлләрдики уйғурларға тутқан бастуруш сиясәтлирини қәтий тохтитиш һәққидә бесим қилишни тәләп қилимиз, болупму тайланд түрмисидә наһәқ түрмидә йетиватқан қериндашлиримизниң қутулушиға ярдәм қилишни тәләп қилимиз”.

Тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғур тоғрисида мәркизи истанбулдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирликиму баянат елан қилип уларниң ақивитидин әндишә қиливатқанлиқини вә уларниң хитайға қайтурулмаслиқи үчүн тиришчанлиқ қиливатқанлиқини билдүрди.

Баянатта мундақ дейилгән: “тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғур қериндашлиримизниң әһвалини йеқиндин көзитиватимиз вә қоюп берилиши үчүн җиддий һәрикәт қилип келиватимиз. Йеқинда қериндашлиримизниң хитайға қайтурулуш хәвпиниң мәвҗутлуқи һәққидә хәвәрләр тарқалғаниди. Бирликимиз һазир тайланд вә башқа васитичи дөләтләрдики мунасивәтлик органлар вә шәхсләр билән җиддий алақә қуруп, әһвални ениқлаш вә уларниң хитайға қайтурулушиниң алдини елиш үчүн тиришмақта”

“баңкок почтиси гезити” ниң 1-айниң 11-күнидики хәвиридә билдүрүлүшичә, тайланд дөләтлик кишилик һоқуқ комитетиниң сабиқ рәиси вә кеңәш палата әзаси ангхана нелапайҗит (Angkhana Neelapaijit) өткән шәнбә күни тайланд баш министири пайтонграр шинаватра ( Paetongrarn Shinawatra) һөкүмитиниң уйғурларни хитайға қайтуруш пиланиниң бар йоқлуқи тоғрисида чүшәнчә беришни тәләп қилған вә мундақ дегән: “48 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруш тоғрисида гәп-сөзләр болуватиду, буниңдин илгири кеңәш палата кишилик һоқуқ комитети, кишилик һоқуқ вә әркинлик комитети вә истемалчиларни қоғдаш комитетиниң уйғурларни зиярәт қилиш тәлипи рәт қилинди. Улар һәқиқәтән чеградин чиқириветилсә уларни хәтәргә иттәргәнлик вә еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дәп қарилиду. Баш министир оттуриға чиқип бу һәқтә чүшәнчә бериши керәк”.

Мәлум болғинидәк, 2014-йили хитай зулмидин қачқан 300 дин артуқ әр-аял вә өсмүрләрдин тәркиб тапқан бир гуруппа уйғур, тайланд даирилири тәрипидин малайсия чеграсиға йеқин җайда қолға елинған. 2015-Йили тайланд хитайниң тәлипи вә бесими билән 109 нәпәр уйғурни уларниң ирадисигә хилап һалда хитайға мәҗбурий қайтуруп берип, хәлқараниң наразилиқини қозғиғаниди. Көпинчиси аяллар вә балилардин тәркиб тапқан 173 уйғур түркийәгә йетип кәлгән болуп. Шу вақиттин буян, 53 нәпәр уйғур тайландтики охшаш болмиған көчмәнләр мәркәзлиридә начар шараитларда тутуп турулған. Бу җәрянда бәш уйғур қаза қилған болуп, уларниң ичидә икки бала бар. Һелиһәм 48 нәпәр уйғур тайланд даирилири тәрипидин тутуп турулуватқан болуп, улардин бәш нәпири қечишқа урунуп қайта тутулуп қалғандин кейин қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.