“хәлқни күчәйтиш тәшкилати” ниң мәсули чалида таҗаронсук: “тайланд хәлқаралиқ қанунларға бойсунмайватиду”
2024.04.26
22-Феврал бирләшкән дөләтләр тәшкилати халиғанчә тутуп туруш мәсилисини тәкшүрүш хизмәт гурупписи, мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләрни тәкшүрүш гурупписи вә б д т кишилик һоқуқ алаһидә мутәхәссислиридин тәшкил тапқан бәш киши тайланд һөкүмитигә бирләшмә илтимас сунуп, тайландта тутуп турулуватқан 43 нәпәр уйғур тутқунниң әһвалидин мәлумат беришни тәләп қилған. Улар илтимасида тутқундики бу уйғурларниң қийин шараитта яшаватқанлиқи; хорлуқ, һақарәт вә қийин-қистаққа учраватқанлиқи; бу җәрянда бәш уйғурниң өлгәнликини, униң ичидә иккисиниң нарәсидә балилар икәнликини әскәрткән.
Илтимас билән қошуп сунулған ДоклатТа мундақ дейилгән: “2014-йил 3-айдин башлап, бир түркүм уйғур мусапирлар тайланд сақчилири тәрипидин тутқун қилинип, тайландтики көчмәнләрни тутуп туруш мәркизи вә түрмиләрдә интайин қийин шараитта тутуп турулушқа башлиди. Шундин буян 5 адәм қаза қилди, йәнә 48 адәм һелиһәм түрмидә йетиватиду. Буниң ичидә бәш әр түрмидин қечишқа урунғанлиқи сәвәбидин 12 йиллиқ кесилип, түрмидә җаза муддити өтәватиду. 43 Адәм йәнила баңкоктики көчмәнләр идарисиниң қамақханисида йетиватиду.”
ДоклатТа йәнә хитайдин қечип тайландта тутулған 350 уйғурдин 173 адәмниң 2015-йил 7-айда түркийәгә қобул қилинғанлиқи, 109 нәпәр әр-аял вә балиниң хитайға қайтурулғанлиқи, уларниң өлүк-тирикликиниң һазирғичә техи намәлум икәнлики тилға елип өтүлгән. Доклатта йәнә тайландта тутуп турулуватқан уйғур тутқунларниң яхши озуқлиниш вә давалиниш шараитиниң йоқлуқи, көпинчисиниң саламәтликиниң начарлиқи вә һаятиниң хәвп астида икәнлики алаһидә тәкитләнгән.
Тайландтики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин “хәлқни күчәйтиш тәшкилати” ниң мәсули чалида таҗаронсук (Chalida Tajaroensuk) ханим, 2014-йилидин буян бу уйғурларниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан шәхсләрниң бири. У, тайланд һөкүмитигә сунулған бирләшмә илтимас вә тутуп турулуватқан уйғурлар тоғрисидики доклат һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилди. У, бу доклатниң наһайити күчлүк йезилғанлиқини, әмма тайланд һөкүмитиниң бу илтимасқа җаваб қайтурмаслиқи мумкинликини тәкитләп, мундақ деди: “б д т алаһидә мутәхәссислири язған бу доклатта барлиқ мәлуматлар наһайити инчикә, наһайити ениқ йезилипту. Уни тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидә хәлқаралиқ қанунларни асас қилип йезилған наһайити күчлүк бир доклат дейишкә болиду, әмма мән тайланд һөкүмитиниң бу илтимасқа җаваб қайтурушиға таза ишәнчим йоқ. Хизмәт гурупписи вә мутәхәссисләр доклатни яхши язған билән бу тайланд һөкүмитиниң җаваб қайтуруши үчүн йетәрлик әмәс.”
Доклатта суән флу (Suan Phlu) көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидә 2023-йили 2-айниң 11-күни 49 яшлиқ әзиз абдулланиң, 4-айниң 21-күни 40 яшлиқ мәттохти мәттурсунниң 9 йилға йеқин көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидә турғандин кейин давалиниш шараитиниң начарлиқи түпәйлидин қаза қилғанлиқиға даир мәлуматлар тәпсилий берилгән.
Чалида таҗаронсук ханим, мәзкур доклат қанчилик тәпсилий, күчлүк йезилған болсиму, әмма тайланд һөкүмитиниң буниңға җаваб қайтурмаслиқи мумкинликиниң сәвәби һәққидә тохтилип, мундақ деди: “қанун иҗра қилидиған органларда ишләйдиған нурғун хадимлар хәлқаралиқ қанунни чүшәнмәйду. Мәсилән, суән флу көчмәнләрни тутуп туруш мәркизи тайланд әдлийә министирлиқи, ички ишлар вә ташқи ишлар министирлиқи қатарлиқ орунлар билән һәмкарлишиду. Шуңа улар һәр бир һәрикитидә нурғун органларниң рухситини елиши керәк. Шуңа бу доклатқа кәлсәк, улар бу доклатни көрүп, бир-бири билән пикир алмаштуруп, ахирида б д т ға җаваб бериш үчүн хили узун вақит кетиду. Улар хәлқара қанунларни тайландта қандақ иҗра қилишни билмәйду. Улар пәқәт тайланд қануниға қарап иш көриду. Йәни тайланд қануни хәлқаралиқ қанунларға бойсунмайду, дейишкә болиду.”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 24-апрел күни мәзкур бирләшмә илтимас һәққидә баянат елан қилған болуп, бу баянатта тайланд һөкүмитини җиддий тәдбир қоллинип, он йилдин буян тутуп турулуватқан уйғур тутқунларни бихәтәр бир дөләткә орунлаштурушқа чақирған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси питир ирвин (Peter Irwin) бу һәқтә радийомизға сөз қилип, мундақ деди: “бу бирләшмә илтимас наһайити тәпсилий йезилған. Тайланд һөкүмити илтимаста оттуриға қоюлған тәләпләргә җаваб бериш мәсулийити бар, дәп қараймән. Улар тутуп туруш мәркизиниң әһвали һәққидә мәлумат бериши керәк. Алдинқи йили икки нәпәр уйғур әр тутқун шараитниң начарлиқидин һаятидин айрилди. Б д т мутәхәссислириниң 10 йилдин буян тутуп туруш мәркизидә, начар шараит астида қийниливатқан уйғурлар үчүн һәрикәт қилиши бәк муһим. Давалиниш шараитиниң начарлиқидин тутуп туруш мәркизидә һазирғичә өлүп кәткән 5 кишиниң ичидә бир йеңи туғулған бовақ вә йәнә бир 3 яшлиқ балиму бар. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши изчил уларниң қоюп берилиши вә үчинчи бир бихәтәр дөләткә орунлаштурулушни тәләп қилип кәлмәктә. Әпсуслинарлиқи, тайланд һөкүмити хитай һөкүмитиниң бесими билән уйғурларни техичә тутуп турмақта. Биз б д т ни тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң бихәтәр дөләткә орунлаштурулушиға, хитайға қайтуруветилмәсликигә капаләтлик қилишқа чақиримиз.”
Тайланд һөкүмитигә сунулған илтимасниң ахирида, тайланд һөкүмитидин кишилик һоқуққа мунасивәтлик хәлқара қанунға һөрмәт қилип, бу уйғурларни хитайға қайтурмаслиқ яки үчинчи бихәтәр бир дөләткә йөткәш, чеградин чиқириветишни адил бир тәрәп қилиш, шуниңғичә уларниң туруватқан шараитини ениқ тәкшүрүп көрүш вә уларниң яшаш муһитини яхшилаш қатарлиқлар тәләп қилинған.