Әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида намайиш
2007.10.01

Хитай коммунистлириниң уйғур диярини бесивалғанлиқиниң 58-йиллиқи мунасивити билән хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди. Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси мәсули хәйруллаһ әфәндигил әпәндиниң уюштуруши билән өткүзүлгән бу намайишқа, түркийиниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған түркийә кадирлар уюшмисиниң баш секритари фаһрәттин йоқуш әпәнди, түркийә маарипчилар уюшмисиниң мәсули шуайип әпәнди қатарлиқ кишиләр башчилиқида көп санда киши қатнашти. Булардин башқа бәзи сияси партийә мәсуллири вә әнқәрәдә яшаватқан уйғурларму бар.
Бу намайишқа қатнашқан кишиләр қолида түрк байриқи билән ай юлтузлуқ көк байрақни көтүргән һалда һәммә бирдәк, " ишғалчи хитайлар шәрқий түркистандин йоқал! бигунаһ инсанлар бу йәрдә, инсан һәқлири қәйәрдә ? террорист хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәт!" дегәнгә охшаш шуарларни товлашти.

Кейин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, мәтбуат баяннамисини оқуп өтти.
Бу намайиш җәрянида түркийә кадирлар уюшмиси баш секритари фаһрәттин йоқуш әпәнди, шәрқий түркистан мустәқиллиққа еришкичә давамлиқ хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилидиғанлиқини ейтип мундақ деди: "һәр йил бир қанчә қетим намайиш қилиш үчүн бу йәргә келиватимиз. Бу иш ахирлишиши керәк, дуня җамаәтчилики буни көрүши керәк. Биз шәрқий түркистанлиқлар әркинликигә еришкичә давамлиқ бу йәргә келип намайиш қилимиз. Уйғур түрклири һәргизму өзлирини ялғуз һес қилмисун , 70 милйон түрк хәлқи уйғурларниң йенида давамлиқ уларни қоллап қуввәтләйду. Пүтүн дуня хәлқи уйғурларни қоллап қуввәтлисә у йәрдә чоқум мустәқил шәрқий түркистан дөлити қурулиду. Биз давамлиқ уйғурларни қоллап қуввәтләймиз." (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Берма һәрбий һөкүмити өз хәлқини бастурса, немә үчүн дуня хитайни әйибләйду?
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Бермидики будда раһиплири намайишта әркинлик марши ейтти
- Қирғизистан президенти қолдин кәткән һоқуқлирини қайтурувалди
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- RFA Ниң зияритини қобул қилған кучар һакими өзини тәкшүргән
- Қәһриман ғоҗамбәрди қирғизистанда йүз бәргән намайиш һәққидә тохталди
- Қирғизистан сақчилири тәшкилатчи турсун исламниң оғлини тутуп кәтти
- Куча хәлқиниң наразилиқидин дуня хәвәрдар болди
- Қирғизистандики өктичиләр өз паалийәтлирини давамлаштурмақта
- Шиветсийидә ху җинтавға қарши намайиш елип берилди
- Ху җинтавниң шветсийә зиярити намайишқа дуч кәлди