11 ‏- Сентәбир вәқәсиниң изналири унтулмиди


2007.09.10

9-11Momorial-150.jpg
Сүрәттә, 11 - сентәбир вәқәсидә вайран қилинған дуня сода мәркизи қош бинасиниң орниға йеңидин лаһийилинип, қурулуш елип бериливатқан йеңи биналарниң лайиһә модели. Йеңи қурулуш, 2012 - йили пүттүрүлүшкә планланмақта. AFP PHOTO

2001 ‏- Йили 9 ‏- айниң 11 ‏- күни йүз бәргән террорлуқ һуҗуминиң йүз бәргинигә 6 йил тошқан болсиму, әмма америка хәлқи бу күнниң өзлиригә елип кәлгән зәрбисини унутқини йоқ. Террорлуқ һуҗуминиң қурбаниға айланған 2973 нәпәр бигунаһ инсанлар ичидә гөһәр сейит исимлик бир уйғур қизиму бар иди.

" 11 ‏- Сентәбир " террорлуқ һуҗуми, уйғурларғиму қаттиқ тәсир көрсәтти

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди, 11 ‏- сентәбир вәқәсиниң охшашла уйғурлар тарихиғиму чоңқур изларни қалдурғанлиқини билдүриду.

Гөһәрниң атиси, аниси вә бир туққан қериндашлири, һазирға қәдәр униңдин айрилғиниға ишәнмәйватқанлиқини уни худди йенида яшаватқандәк һис қилидиғанлиқини ейтиду.

Америкиниң ташқи сиясити вә иқтисадиға зор қейинчилиқларни туғдурған " 11 ‏- сентәбир" ниң зәрбиси, пүтүн дуня сияситигә вә иқтисадиға тегишлик сәлбий тәсирини көрсәткән болуп, буниң билән тәң америка башчилиқидики, демократийә вә әркинликниң дүшмини болған террорчиларға зәрбә бериш күриши башлинип кәтти.

Хитай, террорлуққа қарши күрәшни баһанә қилип уйғурларни бастурди

Америкиниң " 11 ‏- сентәбир " террорчилиққа зәрбә бериш күришидин пайдиланған бир қисим дөләтләр өз һакимийитигә қарши өктичиләрни бастуруш һәрикити елип барди. Шу қатарда хитай һөкүмити, уйғурларниң чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тәшкилат вә паалийәтчилирини " террорчилар" вә " террорлуқ тәшкилатлири" дәп дуня җамаәтчиликигә қарилашқа урунди.

Бу һәқтә, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәнди қарашлирини оттурға қоюп, хитайниң әпти - бәширисини сөкиду. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.