12 – Декабир һәрикитиниң 21 йиллиқи хатириләнди


2006.12.14

Бу йил 12 – айниң 12 – күни "12 – декабир оқуғучилар һәрикити" йүз бәргәнликиниң 21 йиллиқ хатирә күнидур. Бу мунасивәт билән, д у қ ниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 12 – айниң 12 – күни баянат елан қилип, 12 – декабир һәрикитиниң 21 йиллиқини хатирилиди.

Уйғур йеқинқи заман тарихидики өчмәс из

Рабийә қадир ханим бу баянатта, дуня уйғур қурултийи тәрипидин шәрқий түркистан хәлқиниң "яшлар күни" дәп бекитилгән 12 – декабир күнини, уйғур демократик һәрикити тарихидики шанлиқ бир сәһипә, дәп атиған һәмдә 1985 – йили 12 – айниң 12 – күни, шәрқий түркистандики онмиңлиған алий мәктәп оқуғучилириниң хитай мустәбит һөкүмранлиқиға қарши елип барған һәйвәтлик намайиши уйғур хәлқиниң коммунизми реҗимиға қарши ирадисини намайән қилиш билән биргә, әркинлик, демократийә, инсан һәқлириға болған арзу – тәләплирини дуняға җакарлапла қалмастин, пүткүл хитайдики демократик оқуғучилар һәрикитиниң, җүмлидин 1989 – йили йүз бәргән тйәнәнмин вәқәсиниң мәйданға келишигә бивастә тәсир көрситип, ялғуз уйғур тарихидила әмәс, хитай йеқинқи заман тарихидиму өчмәс из қалдурғанлиқини әскәрткән.

Милли һәрикитимизниң илһам мәнбәси

Д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим шәрқий түркистан йеқинқи заман тарихидики миллий һәрикитимизниң давами, раваҗи вә демократик күрәшниң башлиниш нуқтиси, дәп қаралған 12 – декабир һәрикити һәққидә тохтилип мундақ дегән:

"Биз бу күнни иптихар билән яд әткән вақтимизда, бундин 21 йил илгири уйғур миллитиниң келәчәк тәқдири үчүн көкрәк керип оттуриға чиққан батур әзимәтлиримиздин пәхирләнмәй туралмаймиз. Уларниң пиланлиқ туғутқа қарши туруш, атом синақлирини әмәлдин қалдуруш, көчмән йөткәшни тохтутуш қатарлиқ сәккиз маддилиқ шуар билән хитай мустәбит һөкүмитигә җәң елан қилған җасаритидин ғурурланмай туралмаймиз. Йерим әсир давам қилған қабаһәтлик сүкүт бағрини йерип чиқип, миллий ирадимизни дуня җамаитигә билдүргән вә әвладларни өз тәқдири һәққидә ойлинишқа илһамландурған пидакарлиқи үчүн апирин ейтмай туралмаймиз. 12 – Декабир һәрикити нөвәттики миллий һәрикитимизниң раваҗи һәм тәрәққияти үчүн илһам мәнбәсидур".

Шәрқий түркистан яшлириниң байрими

Шәрқий түркистан оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған, 1985 йили йүз бәргән 12 – декабир һәрикитигә актип иштирак қилған, бүгүн д у қ ниң баш катиплиқ вәзиписини вә явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәисликини өтәватқан долқун әйса әпәнди бу һәқтә өз пикирлирини оттуриға қоюп өтти.

13 – Декабир күни, германийиниң мюнхен шәһридики қурултай баш шитабида, д у қ ниң муавин рәиси әсқәрҗан, иҗраийә комитетиниң муавин рәиси абликим идрис вә қурултай баш катипи долқун әйса әпәндиләр йетәкчиликидә қурултай хадимлири ара 12 – декабир һәрикитини хатириләш паалийәтлири вә яшлар байрими болуп өтти.

Бу қетимқи паалийәткә қатнашқан қурултай хадимлири 1985 – йили 12 – декабир күни йүз бәргән оқуғучилар һәрикитини әсләп өтүш билән биргә, уйғур демократик һәрикитиниң тунҗи сигналини яңратқан 12 – декабир һәрикитиниң қәһриман оғул – қизлириға болған һөрмәт – еһтирамлирини билдүрди.

Д у қ хадимлириниң ейтишичә, 12 – декабир күни тәдриҗи һалда барлиқ шәрқий түркистан хәлқиниң яшлар байримиға айлинип, һәр йили тән – тәнә билән өткүзилидикән вә бу мәқсәдни ишқа ашуруш йолида үзлүксиз теришчанлиқ көрситилидикән. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.