12 - Декабир оқуғучилар һәрикити һәққидә сөһбәт
2007.12.12
Бүгүн йәни 12 - декабир күни, " 12 - декабир оқуғучилар миллий һәрикити" ниң 22 йиллиқ хатирә күни. 1985 - Йилиниң бу күнидә, үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилири намайиш өткүзүп, уйғур хәлқиниң хитай асаритигә қалғандин буянқи дуч кәлгән асаслиқ мәсилилирини оттуриға қойған.
Намайишта оттуриға қоюлған тәләпләр: демократик сайлам елип бериш, уйғур елигә көчмән йөткәшни тохтитиш, миллий маарипни йүксәлдүрүш, уйғурлар арисида пиланлиқ туғут йүргүзмәслик, лопнур атом синақ мәйданини бикар қилиш, уйғур елиниң екологийилик муһитини қоғдаш қатарлиқлардин ибарәт болған.
Бу мунасивәт билән, 12 - декабир вәқәсиниң йетәкчилиридин долқун әйса, мәмәт тохти вә нурмәмәт мусабай әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса, 12 - декабир оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчилиридин бири һәм әнә әшу һәрикәткә йетәкчилик қилғини үчүн университеттин һәйдәлгән.
Шу намайишниң йәнә бир ғоллуқ йетәкчиси, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси һәм канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәһәммәд тохти. У, 12 - декабир һәрикитини, "уйғурлар хитай асаритигә қалғандин буян давам қилип келиватқан уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң йеқинқи замандики бир һалқиси," дәйду.
Бу тарихий һәрикәттә йитәкчилик рол ойниғанлардин йәнә бири - һазир америкида яшаватқан нурмуһәммәт мусабайдур. Нурмуһәммәт мусабай, 19 - әсирниң ахири вә 20 - әсирниң башлирида, йеңи дәвир уйғур миллий маарипиға ул салған атақлиқ миллий карханичилардин болған һүсәнбай вә баһавудунбай мусабайларниң нәвриси. У, 12 - декабир оқуғучилар һәрикитиниң характери һәққидә тохтилип, 12 - декабир оқуғучилар һәрикитини, әйни замандики "уйғур миллий роһиниң намайиши вә уйғур миллий ирадисиниң хитапнамисидур," дәйду. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вингирийиниң пиш шәһиридә террор мәсилилири тоғрисида йиғин өткүзүлди
- Хитайниң хәлқара ахбарат саһәсигә тутқан муамилиси дуня җамаитини әпсусландурмақта
- Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (2)
- Җорҗ буш 9 - ноябир дуня әркинлик күнини хатирилиди
- Хитайда ахбарат әркинлики таза боғулуватқан минутларда " мухбирлар байрими" тәбрикләнди
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә уйғур аяллар вә балилар әткәсчилики тоғрисида испат бәрди
- Рабийә қадир ханим, 10 - нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали баһалаш комитетиниң әзалиқиға сайланди
- Әркинлик сарийи: хитайда мустәбитлик түзүми демократийә тәрәққиятиға тосалғу болуватиду
- Заманимизда хәлқниң учур әркинликини чәкләш бир тәтүр еқим
- Хитай һөкүмити мәтбуат контроллуқини күчәйтмәктә
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?
- Америка дөләт мәҗлис әзалири бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш қанун лайиһиси сунди