Уйғур 12 муқам ансамбили түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә


2006.11.23
12-muqam-turkiye-250.jpg
Түркийә дөләт министири мәмәтәли шаһин мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. RFA

12 Муқам ансамбили 20 йил аридин кейин тунҗи қетим кәлгән түркийидә истанбул, измир қатарлиқ шәһәрләрдә оюн қойғандин кейин 22 - чесла түркийиниң пайтәхти әнқәрәгә йетип кәлди. Улар әнқәрәдики ләйлә гәнҗәр сәһнисидә оюн қойди. Оюн қоюш мәркизидә йәнә уйғур дияридики мәдәний ядикарлиқлар, шәһәрләр, тағ дәря мәнзирилири, уйғурларниң өрп адәтлири тәсвирләнгән фото рәсимләрму көргәзмә қилинған болуп, түркийиниң дөләт министири мәмәтәли саһин бу рәсим көргәзмисини вә оюнни корди.

Оюн башлаштин бурун рәсим көргәзмисиниң ечилиши үчүн лента кесиш мурасими өткүзүлди. Көргәзмигә қоюлған рәсимләр министиргә уйғур аптоном райониниң муавин рәиси күрәш мәһсуди тәрипидин тәпсили чүшәндүрүлди. Бу рәсимләрдә уйғурларниң бәхит саадәт ичидә хошал хорам һалда яшаватқанлиқи, болупму мәсчитләрдә намаз қиливатқан кишиләр, һәтта компютерниң алдида олтуруп қуран өгиниватқан яш - өсмүрләрниң рәсимлири арқилиқ дини әркинликкә игә икәнлики алаһидә гәвдиләндүрүлгән иди.

Хитай әлчиханиси хадимлириниң тәһдити

Көргәзмә ахирида дөләт министири мәмәтәли шаһин мухбирларға баянат бәрди. У баянатида мундақ деди:

Гәрчә ариси узақ болсиму, көңүллири бир биригә толиму йеқин икки дөләтмиз. Мән хитай хәлқ җумһурийитигә икки қетим зиярәткә бардим. У йәрдә шундақ яхши күтүвелиндимки, өзүмни худди түркийидикидәкла һәс қилдим. Шуңа хитай хәлқ җумһурийитидики дөләт рәһбәрлиригә вә хәлқигә алаһидә бир муһәббитим бар. Бүгүн мән бу йәрдә көргәзмини көрдум. Бу рәсимләрдин хитайдики рәсим сәнитиниң қайси сәвийәләргә кәлгәнликини көрүвалдим. Мән ики дөләт оттурисидики мунасивәтниң күчинишини үмид қилимән. Мәдәнийәт паалийәтлириниң ики дөләт оттурисидики мунасивәтләрни күчәйтидиғанлиқиға ишинимән.

Биз министирниң сози ахирлашқандин кейин, министиргә соал қойдуқ:

- Сиз уйғур дияриға бардиңизму? - шинҗаң уйғур райониға тәхи баралмидим. Алдимиздики айларда хитайға 3-қәтимлиқ зияритимизни елип баримән. У вақитта уйғур дияриғиму беришни ойлаватимән. - У йәрдики инсан һәқлири дәпсәндилири һәққидә нимә демәкчи сиз? - һазир бу һәқтә техи бир нәрсә ойлашмидим.

12-muqam-turkiye1-250.jpg

Министир бу соалимға җавап беришкә башла башлимайла 3 сақчи мәни дәрһал тосуп, у йәрдин узақлаштурди. У йәрдики уйғур дияридин кәлгән вә әлчиликтин кәлгән пүтүн хитайлар радиомизниң мухбирлириниң у йәрдә болғанлиқидин қаттиқ биарам боливатқан иди. Улар қанчә қетим йезимизға келип бу йәрдә иш чиқармаңлар, иш чиқарған тәқдирдә силәрни қолға алдуруветимиз, дегәндәк гәпләр билән бизни тәһдит қилди. Биз өзимизниң әркин пикир қилидиған мухбир икәнликимизни, бу йәрниң мустәбит хитай дөлити әмәсликини, бизни қолға алдуридиған һоқуқиниң йоқлиқини ейтип, уларға рәддийә бәрдуқ.

Биз йәнә у йәрдә хитай әлчиликидики мәдәнийәткә мәсул әлчи ши руйлингә соал қойдуқ:

- Силәр уйғур сәнәтчиләрниң паспортлирини йиғивелип уларни һечким билән көрүштүрмәйветипсиләр, бу тоғриму? - ундақ иш йоқ. Бу җөйлигәнлик, пүтүнләй ялған. Силәр ялған гәп қиливатисиләр. Нәдиму ундақ иш болсун.

Биз ши руйлин әпәндиниң бәргән җавабидин хитай әлчиликиниң мәдәнийәткә мәсул әлчисиниң өзиниң мәдәнийитиниң қанчилик икәнликини интайин яхши көрүвалған болдуқ.

Әгәр хитай бу сияситини давам қилдуридиған болса, бир кун болмай бир күни йимирилиду

Биз бу ишлардин кейин, көргәзмини айлиниватқан сиясәтчиләр вә хәлққә микрофонимизни узаттуқ. Кәчиорән районлуқ һөкүмәтниң башлиқи турғут алтинокму рәсим көргәзмисини көргән иди.

- Рәсимләрни көргәндин кейин нимиләрни һәс қилдиңиз? - у йәрләр түркийигә наһайити бәк охшайдикән. Тарихимиз, мәдәнийитимиз, турмуш адитимиз, тәбиәт гүзәлликлиримиз бир биригә охшайдикән. Униң үстигә бу мәдәнийәтни яратқан улуғлуқиниму көривалалаймиз бу көргәзмидин. Мән уйғур дияридин сәнәтчиләрниң келишини наһайити яхши бир иш, яхши бир башланғуч дәп қараймән. - Көргининғиздәк рәсимләрдә уйғурларниң интайин бәхтлик яшаватқанлиқи гәвдиләндүргән. Әмма бу сәнәтчиләрниң паспортлири йиғивелинған болуп, улар һәтта туғқанлири биләнму көрүшәлмәйветипту. Буниңға нимә дәйсиз? - бу тоғра әмәс, бундақ сиясәттин хитай ваз кечиши лазим. Узун йиллардин кейин түркийигә кәлгән бу қериндашлиримиз уруқ туғқанлири билән көрүшәлиши, халиған йеригә баралиши керәк. Әгәр хитай бу сияситини давам қилдуридиған болса, бир кун болмай бир күни йимирилиду. Түркийә уйғурларниң иккинчи вәтинидур. Бу йәрдә уларниң әркинликиниң чәклимигә учриши наһайити хата.

Түркийигә сәпәр қилиштин бурунқи сиясий өгиниш

Исмини ашкарлашни халимиған бириниң дейишичә, сәнәтчиләр түркийигә келиштин бурун 3 өгиниш елип барған болуп, уйғурлар билән көрүшмәслик, рухсәтсиз һәрикәт қилмаслиқ һәққидә дәрс бәргән икән. Бизниң у йәрдин көргинимиз бойичиму уйғур сәнәтчиләр һечким билән әркин сөзлишәлмәйватқан болуп, хитайларниң уйғурлар намайиш қилиду, дәп тәләп қилиши бойичә кәлгән аманлиқ сақлиғучиларниңму интайин җиқлиқи көзләрдин қачмиди.

Рәсим көргәзмисидин кейин уйғур 12 муқам ансамбилиниң оюнлири башлиди. Оюн башлаштин бурун риясәтчи уйғур 12 муқамниң тарихи, келип чиқишини тамашибинларға қисқичә тонуштуруп өтти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.