Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултийидин бурунқи аламәтләр(1)
2007.09.18
Хитай коммунист партийисиниң чоң қурултийи һәр бәш йилда бир қетим ечилиду, һәр қетим ечилиштин бурун, коммунист партийә җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қанунида дөләт пуқралириниң асасий һоқуқи һәққидә бәлгиләнгән маддиларға қариму-қарши һалда сиясәт бәлгиләп, сиясий көз қариши коммунист партийә билән охшаш болмиған дөләт пуқралирини қаттиқ бастуриду. Һазир хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултийи ечилиш алдида турмақта. Хитай һөкүмити бу қетим йәнә сиясий көз қариши коммунист партийә билән охшаш болмиған дөләт пуқралирини қаттиқ бастуруш сиясити қоллинишқа башлиди.
Хитай коммунист партийә сиясий бюросиниң әзаси, коммунист хитай һөкүмитиниң җамаәт хәвпсизлик министири җу юңкаң коммунист партийиниң дөләт ичи вә сиртидики дүшмәнлиригә қаттиқ зәрбә берип җәмийәтни тинчландуруш пиланини елан қилди. Җу юңкаң бу һәқтә қилған сөзидә болупму шинҗаң, тебәт қатарлиқ җайлардики мустәқиллиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беришни алаһидә тәкитлиди.
Һазир хәлқарадики учур вастилирида инкас қилиниватқан хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултийидин бурунқи аламәтләр төвәндикичә.
1 - Хуҗинтавниң қайтидин һоқуқ тәқсимлиши
Әркин асия радиосиниң мухбирлири ениқлиған хәвәргә қариғанда, хитай мәркизи һөкүмити 4 - айда ташқи ишлар министирлиқи, пән-техника министирлиқи, дөләт йәр-байлиқ министирлиқи, су иншаати министирлиқи қатарлиқ министирлиқларниң министирлирини алмаштурғандин кейин, 8 - айниң 30 - күни йәнә малийә министирлиқи, кадирлар министирлиқи, бихәтәрлик министирлиқи, тәптиш министирлиқи, дөләт мудапиә санаити комитети, дөләт баҗ идариси қатарлиқ муһим тармақларниң министирлирини алмаштурди.
Хитай коммунист һөкүмитиниң юқири қатламдики кадирлар әһвалини билидиған гав шин әпәндиниң әркин асия радиосида елан қилған обзорида ейтилишичә, 17 - қурултайдин бурунқи әмәлдар алмаштуруш бурунқиға охшимайду.
Бу қетим қурултайдин хели бурунла ашкара елан қилип алмаштурған әмәлдарларниң 12 си 1950 - йилидин кейин туғулған , бәлки юқири билим унвани бар коммунистлар. Ху җинтавниң бу тәдбири асасән 17 - қурултайдики 'сайлам'да уқушмаслиқ йүз берип, уларниң сайлиналмай қелишидин сақлинишни мәқсәт қилиду.
2 - Хитайда 12 милйон данә қорал җәмийәткә тарап кәткәнлики
Хоңкоңда чиқидиған 'шәпә' журнилиниң 6-7 - айлиқ санида баян қилинишичә, хитайниң җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 5 - айниң 25 - күни һәр қайси өлкә вә қораллиқ сақчи қисимларға "қанунсиз милтиқ вә оқ-дориларни ениқлаш, йиғивелиш һәққидә пикир" дегән һөҗҗәтни чүшүргәндин кейин, 5 - айниң 28 - күни йәнә дөләт кабинети вә дөләт һәрбий комитети "шәхсийләрниң қолида сақлиниватқан милтиқ, оқ-дориларни җиддий бир тәрәп қилиш һәққидә бәлгилимә" дегән икки һөҗҗәтни тарқатқан.
Сиясий бюрониң даимий әзаси ло гәнниң ейтишичә, һазир җәмийәткә тарқилип кәткән қорал сани тәхминән 12 милйон. Әгәр җәмийәткә тарқилип кәткән бу қорал вә оқ-дорилар һазирла бир тәрәп қилинмиса, буниңдин кейин дөләттә тинч күн болмайду.
9 - Айниң 18 - күни хитайниң 'шинҗаң хәвәр тори' да баян қилинишичә, үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси 9 - айниң 13 - күни, қизил қия көли шимали йол 8 - кочидики бир поҗаңза искилатини муһасиригә елип, 8791 сандуқ салйот, поҗаңза қатарлиқ 8 түрлүк партлатқуч олҗа алған, омумий қиммити 800 миң йүән. Сақчилар бу искилатниң хизмәтчилирини тутқан. Искилатниң вей фамилилик хоҗайини һазир қачақта.
3 - Интернетни тосушқа хитай һөкүмитиниң иқтидари аҗиз келиватқанлиқи
Б б с ниң баян қилишичә, хитай коммунист партийиси мәркизи комитетиниң тәшвиқат министирлиқи 7 - ай вә 8 - айлардила һөҗҗәт тарқитип, адәттики дөләт пуқралириниң интернеткә киришини имкан қәдәр тосуш вә 17 - қурултайни күтивелиш үчүн, гезитләрдә елан қилинидиған хәвәрләр вә фото сүрәтләрниң мәзмуни охшаш болуши, йәр-земин һоқуқи дәваси инкас қилинмаслиқи лазим, дәп тәкитлигән иди.
Америкиниң калифорнийидики дәйвис компютер тәтқиқат орни вә йеңи мекиско тәтқиқат орниниң ениқлишичә, хитай мәркизи һөкүмити интернетни тосуш үчүн орунлаштурған 'отлуқ там' дәп атилидиған учур сүзгүч юмшақ деталлириниң үнүми яхши болмайватиду. Хитай һөкүмитиниң учур сүзгүчи юмшақ деталлири, гәрчә коммунист партийә яман көридиған сәзгүр сөз-ибариләрни сүзүп тосуш вә бузушқа тиришқан болсиму, әмма пүтүн дуня бирла вақитта киридиған чоң интернет тор бәтлиридики 'дүшмән' ләрни тосушта униң иқтидари аҗиз кәлмәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилати йиғини һәққидики йеңи учурлар
- Буш билән ху җинтав сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштурди
- Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?
- Хуҗинтав асия тинч окян иқтисади һәмкарлиқ йиғинида бесимларға дуч келиши мүмкин
- " Ху җинтав компартийә 17 - қурултийида җяң земинниң тәсирини тазилашни мәқсәт қилиду "
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултийи йеқинлашқансири охшимиған пикирләрни бастуруш шунчә җиддий түс алмақта
- Ху җинтавниң қирғизистан зиярити немини көзлигән?
- Хитай рәиси ху җинтавниң шветсийә зияритиниң алди - кәйнидә