Хитай коммунистик партийисиниң 17 ‏- қурултейидин бурунқи аламәтләр(2)


2007.09.20

HuJintao-200.jpg
Ху җинтав, вен җябав вә зең чиңхоңлар 3 - айниң 16 - күнидики, хитай мәмликәтлик хәлиқ қурултийиниң йепилиш мурасимида. AFP Photo

Хитай коммунист партийисиниң чоң қурултейи һәр бәш йилда бир қетим ечилиду. Һәр қетим ечилиштин бурун , сиясий көз қариши коммунист партийә билән охшаш болмиған дөләт пуқралирини қаттиқ бастуруп келиватиду. Әмди, келәр айда 17 ‏- қурултай ечилиш алдида турғанда йәнә, хитай коммунист партийә сиясий бюросиниң әзаси, коммунист хитай һөкүмитиниң җамаәт хәвпсизлик министири җу юңкаң коммунист партийиниң дөләт ичи вә сиртидики дүшмәнлиригә қаттиқ зәрбә берип җәмийәтни тинчландуруш пиланини елан қилди.

Җу юңкаң бу һәқтә қилған сөзидә, болупму шинҗаң, тебәт қатарлиқ җайлардики мустәқиллиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беришни алаһидә тәкитлиди. Мулаһизиләргә қариғанда , һазир ху җинтав бир мунчә қейин мәсилигә дуч кәлгән.

4 ‏- Ху җинтавниң 'из басар бәлгиләш' җәһәттә қейин мәсилигә дуч келиватқанлиқи

'Йеңи әср журнили'да елан қилинған "он йәттинчи қурултай вә из басарни қанунлаштуруш кризиси" дегән обзорда баян қилинишичә, ху җинтав һазир 'из басар бәлгиләш' җәһәттә қейин мәсилигә дуч келиватиду. Коммунист партийиниң низамнамисида, гәрчә партийә қурултейи партийиниң әң алий һоқуқлуқ оргини дәп бәлгиләнгән болсиму, әмма әмәлийәттә партийә қурултийида пәқәт алдин тәйярланған сеһирлик 'оюнлар' сәһнидә ойнилип дағдуға қилиниду. 'Вәкил' ләрниң алдин ядливалған текистләрни оқуп билдүргән хошамәтлири телевизорда көрүнгәндә, хәлқ уларға ләнәт оқуйду. Бундақ қурултайда асасән, әң нопузлуқ кишиләр вә 5 йилдин кейин сиясий сәһнигә чиқидиған 'избасарлар' өзини көрситиду.

Мәзкур обзорда баян қилинишичә, җуңхуа хәлқ җумһурийити қурулуштин бурун, хитай коммунист партийиисниң башлиқлирини совет иттипақи москвадин бәлгиләйтти. Кейин мавзедуң өзи бәлгиләйдиған болди. У иккини бәлгиләп, һәр иккилисини өзи йоқатти. Униңдин кейин дең шавпиңму өзиниң икки из басарини йоқитип, җаң земинни бәлгилиди. Әмма җаң земин өзиниң из басарини бәлгилийәлмиди, чүнки деңшавпиң униң из басари ху җинтав болидиғанлиқини алдин бәлгиләп қойған иди.

Мустәбитләрниң 'қурултай' , 'сайлам' дегән шәкилләрдин пайдилиниш нәйрәңлиригә варислиқ қилған ху җинтав, 17 ‏- қурултай ечилиштин бурун елан қилинған 2217 нәпәр қурултай вәкилиниң ичигә, сиясий бюрониң һазирқи 8 нәпәр даимий әзасидин башқа , дөләт кабинити ички ишлар министирлиқиниң министири зең сәнниң оғли зең чиңхуң, һәрби қомандан йетиштүрүш институтидики генерал вуниң оғли ву баңго, йеза игилик миистирлиқиниң муавин министири лю руйлуңниң қизи лю йәндуң, сабиқ муавин баш министир бо йибониң оғли бо шиләй, ташқи ишлар министирлиқиниң партийә гуруппа башлиқи хуаң җенниң көйоғли дәй биңго, хубей өлкисиниң башлиқи тйән йиңниң оғли тйән чеңпиң, сабиқ хәлқ қурултийиниң муавин башлиқи ши җуңшүнниң оғли ши җинпиң, машинисазлиқ миниситирлиқиниң министири җу җәннәнниң оғли җу шавчуән ... Қатарлиқ пәқәт қандашлиқ мунасивитигә тайинипла дөләтниң байлиқлирини тәхсиимливалған кишиләрниму киргүзгән. Ху җинтав һәтта дең шавпиңниң оғли дең буфаң, қизи дең нән, лю шавчиниң оғли лю юән, чен йиниң оғли чен хавсу, ху явбаңниң оғли ху депиң қатарлиқларниму бу исимликкә киргүзүшни унтуп қалмиған. Ху җинтав бу арқилиқ сабиқ коммунист әмәлдарлириниң 'қандашлиқ тори' ни шәкилләндүргән.

Мәзкур обзорда баян қилинишичә, гәрчә ху җинтав 'қурултай' , 'сайлам' дегән шәкилләрдин пайдилинишқа һәр қанчә көп тиришип баққан болсиму, әмма ху җинтавниң кишини қайил қилалиғудәк чоң нәтиҗиси яки нопузи болмиғанлиқтин, униң һазир из басар бәлгиләшкә иқтидари йәтмәйватиду. Қурултай вәкиллири исимликидә җаң земинниң нами болмиғанлиқиму из басар бәлгиләш җәһәттики ички урушниң инкаси.

5 ‏- Миңдин артуқ даңлиқ зиялийлар, адвокатлар очуқ хәт елан қилип әркинлик тәләп қилғанлиқи

Б б с ниң баян қилишичә, хитай коммунист партийисиниң 17 ‏- қурултейи ечилиштин бурунқи бундақ вәзийәттә, 8 ‏- айниң ахирида, хитайда миңдин артуқ даңлиқ зиялийлар, адвокатлар имза қоюп очуқ хәт елан қилип, коммунист партийидин өзиниң бурунқи вәдилиригә әмәл қилип, олимпик мусабиқсидин бурун әркинликни йолға қоюшни, кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни, кишиләрниң пикир ‏- баян әркинликини, интернет әркинликини йолға қоюшни, қисқиси 'еғиз хаталиқи' дегән җинайәтни әмәлдин қалдурушини тәләп қилди.

Бу һазир коммунист партийә билән хәлқ оттурисидики җиддий қариму-қаршилиқниң ипадиси.

6 ‏- Хитайда милләтчиликниң әвҗ еливатқанлиғи

Көзитиш журнилида елан қилинған 'хитайда әвҗ еливатқан милләтчилик тәтүр еқими' дегән обзорда баян қилинишичә, чоң қуруқлуқта һазир хитай милләтчилики юқири пәллигә көтүрүлмәктә. Хитайда һазир әвҗ еливатқан хитай милләтчиликиниң бир алаһидилики 'өзи билән охшимиған милләтләрни хитайлаштуруш' арқилиқ инсианийәт дунясидики илғар мәдәнийәтләрни чәткә қеқишқа урунуштин ибарәт.

Хоңкоңда елан қилиниватқан мулаһизиләргә қариғанда, һазирқи хитай милләтчилик әсәбийлики , биринчидин, сиясий билән динни бирләштүргән ' куңзичилиқ сотсиялизми' қуруп, бу арқилиқ инсанийәттики башқа илғар мәдәнийәтләрни чәткә қеқиш; иккинчидин, иқтисадий паалийәтләрни сиясийлаштуруш арқилиқ дөләт байлиқини вә чәтәлләр билән шириклишип тәрәққи қилдурулған игиликни өзиниң хусусий мүлкигә айландурувелиш; үчинчидин, уруш вәһимиси пәйда қилиш арқилиқ коммунист партийиниң һәрбий күчини ашуруш; төтинчидин маарип саһәсидә балиларға хитай милләтчиликини сиңдүрүш, башқа милләтләрниң тил -йезиқ вә мәдәнийәт әнәнилирини вәйран қилиш; бәшинчидин, хитай миллитиниң милләт гәвдисини тәкитләш арқилиқ башқа милләтләрни ассимилатсийә қилишни тезлитиш; алтинчидин, идеологийә саһәсидә террорчилиқ туйғусини пәйда қилип, дуня мәдәнийитиниң әркинлик роһини чәкләш, әсәбий солчиларға тайинип пуқраларға халиғанчә қалпақ кийгүзүш, бәднам тоқуп зәрбә бериш қатарлиқлардин ибарәт. Һазир хитайда әвҗ еливатқан бундақ хитай милләтчиликиниң мәзмунлири коммунист һөкүмити тарқатқан һөҗҗәтләрдә ипадилиниду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.