Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр (3)
2007.09.21
Хитай коммунист партийисиниң чоң қурултейи һәр бәш йилда бир қетим ечилиду, һәр қетим ечилиштин бурун, сиясий көз қариши коммунист партийә билән охшаш болмиған дөләт пуқралирини қаттиқ бастуруп келиватиду. Келәр айда хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейи ечилиш алдида йәнә, хитай коммунист партийә сиясий бюросиниң әзаси, коммунист хитай һөкүмитиниң җамаәт хәвпсизлик министири җу юңкаң коммунист партийиниң дөләт ичи вә сиртидики дүшмәнлиригә қаттиқ зәрбә берип җәмийәтни тинчландуруш пиланини елан қилған иди.
Җу юңкаң бу һәқтә қилған сөзидә, болупму шинҗаң, тебәт қатарлиқ җайлардики мустәқиллиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беришни алаһидә тәкитлигән иди. Һазир хитайда сиясий көз қариши коммунист партийә билән охшаш болмиған дөләт пуқралирини қаттиқ бастуруш һәрикити давамлишиватиду. Әмма ху җинтав бир мунчә қейин мәсилигә дуч кәлмәктә. Буниң аламәтлири төвәндикичә:
7- Ху җинтавниң 'шаңхәй гуруһи'ға қозғиған һуҗуми
Америкида хитайчә чиқидиған Tycool намлиқ електронлуқ гезиттә баян қилинишичә, 1989 - йили бейҗиңда йүз бәргән тйәнәнмен вәқәсидин кейин һоқуқ тутқан җаң земинниң, яң фамилилик генералларни вә бейҗиң шәһириниң башлиқи чен шитоңни орнидин йөткивитип, өзиниң һоқуқини мустәһкәмлиши үчүн алаһидә хизмәт көрсәткән зең чиңхуң муавин дөләт рәисиликкә еришкән иди. Ху җинтав бу қетим аллиқачан өлгән чоң әмәлдарларниң балилири тамамән орун алған коммунист партийиниң 'қандашлиқ тори' ни шәкилләндүрди. Ху җинтавниң 17 - қурултайда һоқуқ тәқсиматиға игә болидиғанлар үчүн бәлгилигән яш чәклимиси вә хиянәтчи әмәслики дегән шәрти 68 яшлиқ зең чиңхуңни вәзиписидин истипа беришкә қисташқа, җаң земинниң шаңхәй гуруһиға һуҗум қозғиши үчүн йол ачти.
'Асия һәптилик гезити'дә баян қилинишичә, мәркизи интизам тәкшүрүш комитетиниң шаңхәйдә тәкшүрүватқан делолири һазирғичә җиддий давам қиливатиду. Һөкүмәт даирилири һазир йеқинда өлүп кәткән сиясий бюрониң даимий әзаси хуаңҗүниң аилә -тәвәлириниңму чәтәлгә беришини чәклигән. Хоңкоңда чиқидиған 'шәпә' журнилида баян қилинишичиму, җаң земинниң хотуниниң җийәни, шаңхәй җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи ву җжмиңму аллиқачан хиянәтчилик делоси даирисидә тәкшүрүлмәктә. Мулаһизичиләрниң асасән бирликкә кәлгән көз қарши буйичә ейтқанда, бу ху җинтав билән буниңдин бирнәччә йил бурун хитайниң 3 - әвлад рәһбәрлик ядроси болған, һазирғичә техи һаят туруватқан җаң земин йәни шаңхәй гуруһи оттурисидики җиддий ички урушниң инкаси. Бәзи мулаһизичиләрниң пәрәз қилишичә, шинҗаңдики ваң лечуәнниң орниму бу ички урушниң тәрәққиятиға бағлиқ.
8- Коммунист партийә билән деһқанлар оттурисидики тоқунуш
Б б с ниң баян қилишичә, 17 - қурултай ечилиштин бурун, коммунист хитай һөкүмитиниң статистика идариси, гәрчә хитайниң иқтисадий күчи һазир дуня буйичә 4 - орунда туридиған дөләткә айланди, дөләт буйичә адәм бешиға тоғра келидиған кирим миқдари ешип бир қатланди, хәлқ һазир пулни санап әмәс, бәлки тутамлап хәҗләйдиған болди, дәп елан қилған болсиму, әмма йеқинда елип берилған рай синашта мәлум болушичә, хитайда балиларни оқутуш, кесәл көрүнүш вә торалғу мәсилиси хәлқниң бешидики 'үч чоң тағ' болуп қалди дәп қариғучиларниң несбити %76 гә йәткән. Буниң ичидә деһқанларниң инкаси әң күчлүк.
Б б с ниң әркин муназирә бетигә йезилған обзорлардин мәлум болушичә, һазир хитайда әмәлдарларниң йәр-земин вә байлиқларни һәқсиз ишлитиши билән әмгәк күчлиридин әрзан пайдилиниши , җуңго иқтисадини тез ашурушниң биридин - бир һәрикәтләндүргүч күчи болуп қалған.
Тәйвәндин йолланған обзорда мундақ дәп йезилиду: чоң қуруқлуқта коммунист партийә өзиниң 17 - қурултейидин бурун, сиясий көз қариши охшимиғанлики адәмни бастуриватиду. Олимпик мусабиқиси өткүзүш үчүн хәлқниң йәр -земинини булаватиду. Хиянәтчиликкә қарши туруш дегән һәрикәттиму 'оғрини қарақчи булаш' оюнини ашкара ойнаватиду. Партийигә дәрт ейтқили кәлгән хәлиқниму қоғлаватиду. Һазир хитайда хәлқниң һәммә нәрсиси коммунистларниң қолида. 1 Милярд 300 милйон адәмниң җениму мушу бир партийиниң қолида. Әмди бу 'җуңгочә сотсиялизм' гумран болса, хәлқ қайтидин йәр ислаһати елип бариду.
Әнгилийидин йолланған бир обзорда мундақ дәп йезилиду: хитайдики уқум буйичә ейтқанда, хитайда йәр-земин дөләтниң, дөләт хәлқниң, хәлқ коммунист партийиниң қумандисиға бой суниду, коммунист партийә пулниң қумандисиға бой суниду, пул һоқуқтин келиду, һоқуқ коммунист партийиниң қолида. Хәлқ қул, униңдин кәлгән қалдуқ қиммәттин коммунистлар һузурлиниду. Йәр-земин тәләп қилған хәлқ сим тосаққа кирип қалиду.
Җяңсудин йолланған бир қисқа обзорда пәқәт "әмди коммунист партийини ағдуруштин өзгә йол қалмиди' дәп йезилған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(2)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултийидин бурунқи аламәтләр(1)
- Коммунист хитай һөкүмити уйғур аптоном районида 'үч хил күчләргә зәрбә бериш' ниң даирисини кеңәйтти
- Асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилати йиғини һәққидики йеңи учурлар
- Буш билән ху җинтав сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштурди
- Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?
- Хуҗинтав асия тинч окян иқтисади һәмкарлиқ йиғинида бесимларға дуч келиши мүмкин
- " Ху җинтав компартийә 17 - қурултийида җяң земинниң тәсирини тазилашни мәқсәт қилиду "
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултийи йеқинлашқансири охшимиған пикирләрни бастуруш шунчә җиддий түс алмақта
- Ху җинтавниң қирғизистан зиярити немини көзлигән?
- Хитай рәиси ху җинтавниң шветсийә зияритиниң алди - кәйнидә