Ху җинтав һоқуқини мустәһкәмләп кетәләмду?
2007.10.11
Хитай компартийисиниң 17- қурултийи мушу айниң 15- күни бейҗиңда ечилидиған болуп, бу йиғинға 2 миңдин артуқ хитай компартийисиниң вәкиллири қатнишиду. Хитай компартийиниң бу йиғини ечилиштин бурун хитай компартийиси ичидә бир қатар тәңшәш елип берилған , мәлум болушичә, хитай рәиси ху җинтав бу йиғин арқилиқ өз һоқуқини күчәйтишни баш мәқсәт қилған икән.
Бу йиғин ху җинтавниң кейинки һоқуқ сәпири учун интайин муһим
Һазир хитайниң һоқуқ дунясида үч хил мәзһәп мәвҗуд болуп, булар сабиқ хитай рәиси җяң земин башчилиқидики шаңхәй гуруһи, һазир вәзипә өтәватқан ху җинтав башчилиқидики коммунистик яшлар иттипақи гуруһи вә хитай коммунистлириниң һоқуқ тәхтигә йошурун тәсир көрситип туридиған, кона хитай компартийә рәһбәрлириниң пәрзәнтлири чәмбирики "бәгзадиләр гуруһи" қатарлиқлар бар.
Ундақта яшлар иттипақи гуруһи бу нөвәтлик қурултай арқилиқ өз һоқуқ орнини мустәһкәмләп кетәләмду? мана бу хитай компартийиси вә һазир компартийә бешида һоқуқ тутуп турғучи ху җинтавниң кейинки һоқуқ сәпири учун интайин муһим болған бу йиғин мәйданға кәлтүргән суалларниң бири.
Бурун мәлум болғинидәк хитай рәиси ху җинтав йеқиндин буян оз йеқинлирини муһим орунларға қоюшқа башлиди. Җуңго торида 20 - сентәбир берилгән мәлуматқа қариғанда, лиң җихуа хитай компартийиси мәркизий комитети секретариятиниң секретари қилип өстүрүлүп , әслидә бу орунда хизмәт қиливатқан ваң гаңниң орниға дәсситилгән.
Ху җинтав йәнә 2003 - йили хитайда сарс кесили тарқалғанда бейҗиң шәһириниң башлиқлиқ вәзиписидин елип ташланған мең шөнуңни шәнши өлкисиниң рәисликигә тәйинлигән. Ли вә меңларниң һәр иккилиси илгири хитай коммунистик партийиси яшлар иттипақи саһәсидә хизмәт қилған икән.
Ху җинтав билән бирдәкликни сақлаш хәлқ аммисиниң мәнпәәтини қоғдаштин көп муһим
Америкида интернет арқилиқ хитай тилида тарқитилидиған пайдилиниш гезитниң сабиқ муһәррири ли хоңкуән әпәндиниң тәһлилигә қариғанда , мең шөнуң болса иттипақ гуруһиға тәвә киши болуп өз вақтида сарс кесили тарқалғанда учурни қамал қилип кесәлликниң тарқилип китишигә сәвәб болған бир адәмниң йәнә қайта өстүрүлүши асаси қатлам хадимлириға мәзһәпчиликниң муһимлиқини һес қилдуридикән.
Ху җинтав инақ җәмийәт бәрпа қилиш дегән шоарни оттуриға қойди. Әмәлийәттә у хәлқниң мәнпәәтини нәзәргә елипму қоймайду. Униң көңүл бөлидиғини партийә вә һөкүмәт ичидә өз адәмлириниң қанчилик орунға еришиши. Хитай компартийисиниң бюрократ түзүми буйичә, ху җинтав орнини мустәһкәмләп болғандин кейин қол астидикиләр өзлүкидин җяң земин гуруһиниң адәмлиридин йирақлишип униңға йеқинлишиду. Шуңа мең шөнуңниң қайта вәзипигә тәйинлинишидин башқилар ху җинтав билән бирдәкликни сақлаш хәлқ аммисиниң мәнпәәтини қоғдаштин көп муһим икән дегән сигнални қобул қилиду .
Хитай сиясий сәһнисидики өзгиришләргә йеқиндин нәзәр селип турған сиясий тәһлилчи шихәнзә университетиниң сабиқ профессори илшат әпәндиниң қаришичә, ху җинтавниң пәқәт өз йеқинлирини муһим орунларға киргүзүшидики бирдин - бир сәвәб хитай компартийиси ичидики орнини мукәммәлләштүрүш, вә өз гуруһини көпрәк мәнпәәткә ериштүрүш икән.
Һәқиқий вәзипигә тәйинләш вә мәнпәәт бөлүшүш ишлири йиғиндин бурун орунлаштурулуп болған
17 - Қурултай һарписида, бу қурултайниң һәрхил тәйярлиқ вә хизмәтлири ишлинип болди. Әмма хитай тәһлилчи ли хуңкуаңниң өз мухбиримизға билдүрүшичә, мәзкур қурултай бир йосун характерини алған болуп һечқандақ әмәлий ролға игә әмәскән. Униң көрситишичә, мәйли хитай коммунистик партийисиниң қурултайлири болсун вә яки башқа хәлқ вәкилләр қурултийи болсун , һәммиси бир хил ялған демократийә шәклини алған болуп, адәм бәлгиләш вә вәзипигә қоюш ишлири бундақ йиғинлардин бурун бекитилип болидикән.
У " хитай компартийисиниң бундақ вәкилләр йиғинлири адәттә қол көтирип бекитиш машиниси. Һәқиқий вәзипигә тәйинләш вә мәнпәәт бөлүшүш ишлири йиғиндин бурун орунлаштурулуп болған болиду. Шуңа йиғин ечиш болса бир хил демократийә йосунида шундақла бир көрситип қоюштин ибарәт болуп, йиғин ечилғанда чоң чатақ чиқмайду " дәйду.
Униң көрситишичә йәнә, һазирқи хитай дөлити бир хәлқ җумһурийити болғанлиқтин хитайниң һакимийәт түзүмлиридә азрақ демократийә тәкитлинидиған болуп, диң шявпиң дәвридикидәк падишаһниң дегини дегән болидиған дәвр аяғлашқан икән.
У йәнә мундақ дәйду " җумһурийәт түзүми чоқум очуқ - ашкара болуши, адил сайлам өткүзүлүши керәк болғачқа , хитай компартийисиниң һазир қиливатқини, мәйли омуми хәлқ қурултийи болсун вә мәйли сиясий кеңәшниң йиғинлири болсун һәммиси охшашла сахта демократийә шәклидинла ибарәт."
Тәһлилчиләр: ху җинтавниң орун басар тәйинләш ишлири тосалғуға учриши мумкин
Тәһлилчиләрниң қаришичә, ху җинтав һазир мушу қетимлиқ йиғин җәрянида оз орун басарини бекитип чиқиши мумкин , мәлум болушичә, ху җинтав нәзирини лявниң өлкисиниң партийә секретари ли кечяңға тикмәктә икән. Әмма, вашингтон почта гезитидә көрситилишичә, ху җинтав оз из басарини бекитиш җәһәттә бурунқи хитай рәһбәрлири мав зедуң вә дең шявпиңға охшаш тәврәнмәс сиясий имтиязға игә әмәс икән.
Сиясий көзәткүчи илшат әпәндиниң қаришичә, һазир хитай компартийиси кризис ичидә туруватқан болуп, бу хилдики қурултай алдида һечқачан бундақ җиддий адәм алмаштуруш ишлири болуп бақмиған болуп, илшат әпәндиму ху җинтавниң избасар тәйинләш җәрянида йолуқидиған қийинчилиқлири җәһәттә вашингтон почта гезитидә көрситилгән сәвәбләргә охшаш қарашларни оттуриға қойди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Йәрлик хәлқ қурултайлиридики әмәлдарлар азайтилса мәсилә һәл боламду?
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(4)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр (3)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(2)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултийидин бурунқи аламәтләр(1)
- Асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилати йиғини һәққидики йеңи учурлар
- Буш билән ху җинтав сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштурди
- Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?
- Хуҗинтав асия тинч окян иқтисади һәмкарлиқ йиғинида бесимларға дуч келиши мүмкин
- " Ху җинтав компартийә 17 - қурултийида җяң земинниң тәсирини тазилашни мәқсәт қилиду "
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултийи йеқинлашқансири охшимиған пикирләрни бастуруш шунчә җиддий түс алмақта
- Ху җинтавниң қирғизистан зиярити немини көзлигән?
- Хитай рәиси ху җинтавниң шветсийә зияритиниң алди - кәйнидә