17 ‏- Қурултайниң сигнали: хитай ғәрб йолида маңмайду


2007.10.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

HJT-200.jpg
Хитай президенти ху җинтав, 17 - қурултайда сөз бәрмәктә. AFP Photo

15 ‏- Өктәбир, хитай коммунист партийисиниң 17 ‏- қурултийи рәсмий ечилди. Йиғинға 2213 нәпәр рәсмий вәкил, 57 нәпәр тәклип қилинған алаһидә вәкил болуп җәмий 2270 киши қатнашти. Йиғинда, хитай коммунист партийиси мәркизи комитетиниң рәиси, ху җинтав , партийисиниң өткән бәш йиллиқ хизмәтлиридин доклат бәрди вә келәр бәш йиллиқ хизмәт пиланини оттуриға қойди.

Хуниң доклатида нимә йеңилиқ?

Икки йерим саәт давам қилған доклатта, нуқтилиқ һалда, иқтисадий тәрәққиятни йәнила биринчи орунға қойидиғанлиқи, буниңға мас қәдәмдә, сиясий түзүлмә ислаһатиниңму давамлишидиғанлиқи,әмма бу ислаһатниң хитай коммунистик партийисиниң рәһбәрликидә көп партийә һәмкарлиқи билән елип берилидиғанлиқи оттуриға қоюлди . Буниңдин башқа доклатта, тәйвән билән болған мунасивәттә , хитайниң пүтүнлүкини шәрт қилған асаста тенчлиқ сөһбитини елип берип, тәйвән -хитай мунасивитини тенч бир тәрәп қилишқа тиришидиғанлиқи билдүрүлгән.

Доклатта йәнә, хитай коммунист партийиси дуч кәлгән тәһдитләрдин бириниң парихорлуқ икәнлики вә буниңға хатимә беридиғанлиқи тәкитләнгән . Доклат хитайниң дөләт мудапиә сияситидә, кеңәймичилик йолида әмәс, қоғдиниш принсипида чиң туридиғанлиқи , бу мәқсәттә һәрбий саһәдики заманивийлишиш қәдимини давамлаштуридиғанлиқи оттуриға қоюлған.

" Җяң земин дәвригә нисбәтән илгириләш бар"

Ху җинтавниң доклатидики бу мәзмунларға қарита хитай ичи-сиртидики инкаслар һәр хил: бу инкаслар доклатта, ч к п ниң келәр бәш йиллиқ сияситидә бурулуш характерлик өзгириштин ишарәт бәрмигәнликидә ортақ болсиму, әмма ху җинтавниң доклатида йеңилиқниң мәвҗут яки әмәслики һәққидә пәрқлиқ пикирләр оттуриға чиқти.

Бейҗиңдики бир тәрәпсиз тәтқиқатчи дәп қаралған җу ду исимлик анализчи ху җинтавниң доклатида йеңи нуқтилар бар дәп қариғучилардин бери. У бу йеңилиқ һәққидә мундақ дәйду: "җяң земин дәвридә, сиясий түзүлмә ислаһати уяқта турсун, демократийилишиш дегән сөзму бирла йәрдә тилға елинған вә үстидә тәпсилий тохталмиған. Ху җинтавниң доклатида болса, бу аталғулар баштин - ахир көп қетим тәкрарлиниду. Мана бу тәкрарлаш, ху җинтавниң сиясий ислаһаттики җиддийитини көрситиду."

" Йигирмә йил аввалқичиликму өзгүрүш йоқ"

Карниг хәлқаралиқ тинчлиқ вәхпиниң тәтқиқатчиси миксин пеи, ху җинтавниң доклатида һечқандақ бир йеңилиқ йоқ дәп қариғучилардин . У мундақ дәйду: хитай бүгүн шунчә көп мәсилиләргә дуч кәлди, буниң бирқисми доклатта ашкара тилға елинған ; әмма , бу мәсилини һәл қилишниң һечқандақ чариси оттуриға қоюлмиған. Ху җинтав гуруһидин ислаһат қәдимини күтүш мумкин әмәс. Булар һәтта 20 йил бурунқи партийә секретари, җав зияңчиликму ислаһатчи роһини көрситәлмиди.

Америка авази радиосиниң мухбири җаңнән, бейҗиң аһалисини зиярәт қилғанда зиярәт қилинғучилар, ху җинтавниң доклатида әмәлий чарә -тәдбирләр үстидә тохталмай, қуруқ чақириқ вә мәвһум вәдиләр билән толғанлиқини билдүрүп мундақ дегән " бизгә керики қуруқ нәзәрийә әмәс, қуруқ шуар әмәс, ялған вәдә техиму әмәс, бизгә керики ун , бизгә керики өй , бизгә керики көмүр, бизгә иш керәк , қуруқ вәдә әмәс."

" Мәсилә тилға елинған, чарә оттуриға қоюлмиған"

Хоңкоң университетиниң профессори, давид зеиг" ху җинтавниң чирикликни хитай коммунист партийиси үчүн зор тәһдит дәп етирап қилиши бир илгириләш дәп қарайду, әмма, чирикликни бир тәрәп қилишниң конкрет чарисини оттуриға қоймаслиқини болса һәйран қаларлиқ иш дәп оттуриға қойиду.

Ху җинтавниң доклатида һечбир йеңилиқ йоқ дәп қариғучилардин анализчи пу җиң , әгәр бир йеңилиқ бар дейилсә, у пәқәт, коммунистик партийиниң , маркисизм- ленинизм нәзәрийиси, мавзедуң идийиси, деңшавпиң нәзәрийиси , үчкә вәкиллик қилиш дегән шуарлар зәнҗиригә, инақ җәмийәт дегән бир һалқини қетиш" дәп көрситиду.

Чақириқлар бир-биригә зит

Ху җинтавниң доклатидики сиясий түзүлмә ислаһатини чоңқурлаштуруш дегән чақириқ билән коммунистик партийиниң йетәкчиликидә көп партийә һәмкарлишишни давамлаштуруш чақириқини бир ‏- биригә зит дәп қариған анализчилар, буни хитай коммунистик партийисиниң 4 ‏-әвлад рәһбәрлириниңму коммунист партийиниң бир партийилик түзүмидин ваз кәчмәйдиғанлиқиниң бишарити дәп қарашмақта.

Ху җинтавниң доклатида, ислаһат роһи бар дәп қариғучи анализчилардин җуду ,хитай коммунист партийисиниң сиясий түзүлмә ислаһатини өзлиригә зөрүр дәп қаришиниң өзини ислаһат роһиниң ипадиси дәп қарайду һәм бу һәқтә мундақ дәйду: " сиясий түзүлмә ислаһати кичик иш әмәс , аста ‏- аста қәдәм басқуч билән болиду , бу түр ислаһатниң драматик шәкилдә бирдинла оттуриға чиқишини күтүш тоғра әмәс."

4 ‏- Әвлад коммунистлардиму үмит йоқ

Бу қетимқи қурултайда , дуня җамаәтчиликиниң әң диққитини тартқан нуқта, 17 ‏- қурултай ахбарат баянатчиси ли душеңниң қурултай һарписида қилған сөзидики муну баянлар, " хитай сиясий түзүлмә ислаһатини давамлаштуриду, әмма, ғәрбчә сиясий түзүлмини үлгә алмайду ."

Анализчилар мана бу баянни 17 ‏- қурултайниң хуласә сөзи дәп қаримақта вә 4 ‏- әвлат хитай коммунист партийә рәһбәрликидин хитайниң сиясий түзүлмисигә түп характерлик өзгәртиш әкилиш үмидини күтүшкә болмайду дәп хуласә чиқармақта. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.