Хитай тәтқиқатчисиниң уйғур елидә иккинчи оттура шәрқ бәрпа қилиш иш пилани
2007.01.05
Хитайдики сина тор бетигә мундақ бир мақалә елан қилинған. Мақалини чеңду шәһәрлик нәняң юқири вә йеңи илғар техника тәтқиқат мәркизидин пенсийигә чиққан тәтқиқатчи профессор җаң шиши язған болуп, мақалиниң темиси чиңхәй-шизаң егизлики тонели зор қурулуш пилани. Мақалидә йезилишичә, 82 яшқа киргән бу профессор узун йиллар тәтқиқ қилиш арқилиқ шизаң тонили қурулушини оттуриға қойған болуп, пиланниң мәқсити 18 тонел арқилиқ ялуҗияң дәрясиниң сүйини тарим ойманлиқиға башлап, 800 милйон мо чөллүкни йешиллаштуруп,60 милярд тонна нефит қезип йеңи бир оттура шәрқ бәрпа қилиш вә йилиға 200 милярт ват ток ишләп чиқирип, 200 милйон көчмәнни беқиш, икән.
Мақалидә йезилишичә йәнә, бу пилан кейинки 20 йилниң ичидә башлиниши керәккән, йилда бу тонел арқилиқ йөткилидиған су миқтари 30 милярд куп метир болуп, 200 милярд ват ток ишләпчиқарғилиқи болидикән. Мақалидә әгәр пилан ишқа киришкән тәқдирдә бу қурулушниң 3 йил ичидә пүтидиғанлиқи, алди арқидики ишларни һесабқа алғандиму 4 йилда пүтүдиғанлиқи дейилгән. Қурулуш пүтүп ишқа чүшсә тарим ойманлиқиниң су миқтари 900 милярт куп метиргә йетип җуңгониң әң чоң су амбарлиридин бири болуп қалидикән. Миңларчә йилдин бери еғир уйқида ятқан тарим ойманлиқи җанлинип, гүл- гүлистанлиққа айлинип, инсанлар яшашқа мувапиқ бир һаләткә келидикән. Буниң билән тарим ойманлиқи җуңгониң ғайәт зор нефит турубиси вә иккинчи оттура шәрқ болуп қалидикән.
Мақалидә йезилишичә йәнә, чеңдудики мәшһур геологийә мутәхәссиси яң гуи геологийә теорисигә асасән мундақ бир нәзирийәни оттуриға қойған: тарим, дөлитимизниң әң чоң нефит бәлбиғи, дөлитимизнинң нефит записи дуняда биринҗи орунда туридиған болуп, оттура шәрқниму бесип чүшмәктә. 80-Йилларда җуңго- америка ики дөләт тәкшүрүш әтрити таримға тәкшүрүшкә барған иди. Уларниң тәхмин қилишичә, 268 миң кувадират километир йәрдә 270 миңдин 580 миң тонниғичә нефит бар икән. Буниңға асасән һесаблиғанда пүтүн тарим ойманлиқидики омуми нефит записи 60 милярт тонниға йетидикән. Омуми қиммити 10 тирилйон доллардинму җиқ икән.
Мақалидә йезилишичә, 10 нәччә мутәхәссис вә профессордин тәркип тапқан шизаң тонили тәтқиқат гурупписи қурулған, гәрчә һазир бу қурулуш пилани қәғәз үстидә болсиму, уларниң җан -дил билән ишләватқан икән, җаң профессорниң тонуштурушичә бу қурулуш пилани гурупписи дәсләпки қәдәмдә бәзи нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән болуп, у өзлириниң техиму нурғун билим әһлиниң қоллишини қолға кәлтүрүшни пиланлаватқанлиқини, дегән.
Бу қурулуш пилани һәқиқәтән илми, әмәлгә ашурғили болидиған бир пиланму, мақалидә дейилгәндәк, иш пилани әмәлгә ашқан тәқдирдә уйғур дияри иккинчи оттура шәрқ болаламду? бу соалларға җавап тепиш үчүн биз доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң һөкүмити очуқ - ашкара һалда техиму көплигән хитай оқутқучилирини уйғур елидә ишләшкә әвәтмәктә
- Қош тиллиқ маарипму яки бир тиллиқ маарипму?
- Нефит вә тәбий газ ечиш пилани уйғур аптоном райониниң муһит мәсилисини еғирлаштурувәтти
- Бейҗиң һөкүмити уйғур елини пүтүнләй хитай туприқиға айландурушқа тиришмақта
- Қәшқәрниң қәдимий шәһәр қурулуши түрлүк сәвәбләр билән өзгәртилмәктә
- Хитай террорчилиққа қарши уруши башланған һаман уйғурларни бастурушқа киришкән
- Қазақистан уйғурлири хитайниң қош тил сияситигә наразилиқ билдүрмәктә
- Қәшқәрниң образи өзгәртилмәктә
- Уйғурлар пәрзәнтлирини хитай тилида оқутушқа мәҗбур болмақта
- Хитай һөкүмити сәбийләргә хитай тили маарипини күчәйтмәктә