Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай кишилик һоқуқи хатирисиниң 2007 ‏- йилқи әһвалини тәнқид қилди


2008.01.31

Мәркизи америкиниң ню йорк шәһиридики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни дунядики һәр қайси дөләтләрниң 2007 ‏- йилқи кишилик һоқуқ әһвали тоғрисида доклат елан қилип, хитайни бейҗиң олимпик йиғини өткүзүшкә аз қалған болсиму, лекин пуқраларниң асаси кишилик һоқуқи, җүмлидин ипадә әркинлики, йиғилиш әркинлики вә диний етиқад әркинлики үзлүксиз чәкләшкә учриғанлиқини билдүрди. Болупму бу саһәләрдики чәклиминиң уйғур елидә техиму қаттиқ йолға қоюлғанлиқини билдүрди.

Хитай даирилири вәдисидә турмиди

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни елан қилған доклатниң хитайға даир қисмида хитай чоң қуруқлуқиниң 2007 ‏- йилқи кишилик һоқуқ вәзийити шундақла тибәт, уйғур или вә хоңкоңниң кишилик һоқуқ әһвали үстидә айрим - айрим тохтилип, бейҗиң даирилириниң ипадә әркинлики, мәтбуат, диний етиқад вә йиғилиш әркинликигә чәклимә қойғанлиқини әйиблиди. Доклатниң кириш қисмида мундақ дәйду," хитай даирилири 2008 ‏- йилқи олимпик йиғининиң хитай кишилик һоқуқ хатирисини илгири сүрүшкә ярдими тегидиғанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин пуқралириниң асаси кишилик һоқуқини, җүмлидин ипадә әркинлики, йиғилиш вә диний -етиқад әркинликини үзлүксиз рәт қилди яки чәклиди." Доклатта ахбарат әркинлики һәққидә тохтилип, хитай һөкүмити олимпик йиғини җәрянида чәтәллик мухбирларниң хитайда ихтияри зиярәт елип баралайдиғанлиқиға вәдә қилғанлиқини, лекин мухбирларниң бу җәрянда тәһдит селиш, тутқун қилиш яки иғвагәрчиликкә учриғанлиқини билдүрди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәсули кеннес рос, пәйшәнбә күни америка миллий ахбарат кулубида өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида хитай даирилирини өз вақтида бир қатар вәдиләрни бәргән болсиму, лекин бу вәдисидә турмиди, дәп әйиблиди. У" хитай олимпик җәрянида кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш тоғрисида бир қатар вәдиләрни бәргән, болупму чәтәллик мухбирларниң ихтияри зиярәт елип беришиға рухсәт қилиш мәсилисидә вәдә бәргән иди. Лекин бу вәдисидә турмиди. Униң үстигә хитайниң олимпик йиғини билән мунасивәтлик бир қатар зиянкәшлик вәқәлиридә мәсулийити бар. Бу вәқәләр аққун ишчиларни тазилаш, олимпик қурулушини баһанә қилип, пуқраларниң өй-макани вә йәр - земинлирини һәқсиз тартивелиш, кишилик һоқуқ вә олимпик тоғрисида пикир бәргән өктичиләр һәм тор бетидә пикир баян қилғучиларни тутқун қилиш қатарлиқлар" дәп көрсәтти.

Уйғур елидә әркинлик бурунқиға қариғанда вәһимилик түс алди

Доклатниң уйғурлар һәққидики параграпида уйғур или йеқинқи он йилда милйонлиған хитай көчмәнлириниң көчүп кәлгинигә қаримай,хитай миллити көп санлиқни игилимәйдиған тибәттин башқа бирдин ‏- бир район һесаблинидиғанлиқини әскәртип,2007 ‏- йили уйғур аптоном районида мусулманларға қаритилған диний, мәдәнийәт вә сияси җәһәттики контролниң шиддәтлик түс алғанлиқини билдүрди. Доклатта"һөкүмәт уйғур аптоном районида пәқәт дөләт контроллиқидики диний сорунлар вә өлималарниң паалийитигила рухсәт қилип, яш өсмүрләрниң диний паалийәткә қатнишишини, бәзи җайларда мәсчиткә киришини чәклиди" дәйду.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири мәсули софийә ричардсон, мухбиримизниң бу һәқтики зияритини қобул қилип, уйғур елидә бастурушниң тибәткә қариғанда шиддәтлик елип бериливатқанлиқини әскәртти. Софийә ричардсон,"шинҗаңниң вәзийити тибәткә қариғанда бир аз пәрқлиниду. Хитай даирилириниң бу йәрдики бастуруш һәрикити бир қәдәр шиддәтлик елип берилмақта. Биз диний, мәдәнийәт, сияси җәһәттики ипадә әркинликиниң бурунқиға қариғанда вәһимилик түс алғанлиқини көрүватимиз" дәп көрсәтти. Ричардсон ханим йәнә," шинҗаң тибәткә охшаш хитай һөкүмити диний әркинликни, җүмлидин диний, бөлгүнчи вә қутратқу сөз ибариләрни кәскин бастуриватқан җайларниң бири" дәп әскәртип, хитай һөкүмитиниң яш - өсмүрләрниң диний ибадәт қилишини, болупму мәсчиткә киришини чәклигәнликини әйиблиди.

Доклатта, хитай даирилириниң 2007 ‏- йили 6 ‏- айда уйғурларниң паспортини мусадирә қилғанлиқини алаһидә тәкитләп, мусулманларниң тарқақ һәҗ қилишини чәклимәкчи болғанлиқини әйиблиди шундақла хитай 2007 ‏- йили январда елан қилған шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң лагирини тазилаш вәқәси һәққидә тохталди вә тәрәпсиз анализчиларниң бу вәқәгә гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди. Ричардсон ханим бу вәқә тоғрисида мундақ дәйду," биз һөкүмәт шәрқий түркистан ислам һәрикити террорчи тәшкилатиниң лагери, дәп елан қилған бу вәқәдә 18 адәм өлгәнликини, 17 адәмниң әсир елинғанлиқини билимиз. Лекин бу тәшкилатниң 2001 ‏- йилдин кейин мәвҗут яки әмәслики тәрәпсиз анализчилар тәрипидин гуман билән қаралмақта ." У, 2007 ‏- йили ноябирда әсирләрниң 5 иниң өлүм җазасиға, бириниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини тәнқид қилди.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири олимпикни сиясийлаштуруватиду

Доклатта йәнә, хитай даирилириниң айрим вәқәләрни баһанә қилип, аммиви пикирләрни террорчилиқ вә бөлгүнчиликкә бағлап җазалаватқанлиқини, болупму нобил мукапатиниң намзати рабийә қадирни" террорчи" дәп елан қилип, униң 2 оғлини түрмигә ташлиғанлиқини, бирини" бөлгүнчилик" билән, йәнә бирини"баҗ оғрилаш" билән җазалиғанлиқини тәнқид қилди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мәзкур доклатида йәнә, хитай ишчилириниң уюшма қуруш һоқуқи чәклиниватқанлиқини, аяллар һоқуқи дәпсәндә қилиниватқанлиқини вә мәктәп оқуғучилириниң әмгәккә селиниватқанлиқини тәнқид қилди. Лекин хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң олимпик җәрянида хитай кишилик һоқуқи хатирисини яхшилаш һәққидики бесимини олимпикни сиясийлаштуруш, дәп әйиблимәктә. Алдинқи күни хитай ташқий ишлар министирлиқи елан қилған бу һәқтики баянатида хитайниң бу түрдики бесимларға һәргиз тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.