2008‏- Йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинини бейҗиңда өткүзүш тоғра қарарму ?


2008.01.28

2008‏- Йиллиқ бейҗиң тәнһәрикәт йиғини һарписида, һәм олимпик тәнһәрикәт йиғининиң бейҗиңда өткүзүш һәмдә 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһибханлиқ қилиш һоқуқини бейҗиңға бәргән хәлқара олимпик комитетиға қарши тәнқид вә наразилиқлар көпәймәктә. Бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка сиясәтчилири һәтта хәлқара җамаәтни бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилишқа чақирмақта. Америка вә ғәрб мәтбуатида, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини, 1938‏- йили гитлер германийисидә өткүзүлгән олимпик тәнһәрикәт йиғини билән селиштурған мақалә вә мулаһизиләр елан қилинмақта.

Хитай олимпик комитетиға бәргән вәдисигә әмәл қилмиди

Дана рорабахәр қатарлиқ америка дөләт мәҗлиси әзалири, 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилишқа чақириватқан болса, йеқинда голландийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин голландийиниң пайтәхти гаага шәһиридә өткүзүлгән бир йиғинда сүз қилған,голландийилик атақлиқ кино артиси әрик фан миюзвенкәл голландийилик тәнһәрикәтчиләрдин бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнашмаслиқини тәләп қилди шундақла әнгилийә шаһзадиси чарлиз өзиниң 2008‏- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини җакарлиди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати өткән пәйшәнбә күни бир баянат елан қилип,хитай 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһибханилиқ қилиш һоқуқи бейҗиңға берилгәндә кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитини яхшилаш тоғрисида хәлқара олимпик комитетиға бәргән вәдисигә әмәл қилмиди дәп, хитай һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилған.

Америка вә ғәрб мәтбуатида, 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғининиң бейҗиңда өткүзүлишигә қарши елан қилиниватқан мақалә вә мулаһизиләр күнсери көпийиватқан болуп, 24‏- январ күни америкида чиқидиған нюйорк таймиз гезитидә елан қилинған "хитайниң қирғинчилиқ олимпики" мавзулуқ мақалә буниң бир мисали һесаблиниду.

Николас киристоф тәрипидин елан қилинған мақалидә, "бу йил язда бейҗиңда ичилидиған олимпик тәнһәрикәт йиғини, хитайниң икки йиллиқ зәиплик, намратлиқ вә һақарәттин қутулғанлиқини тәнтәнә қилиш соруни болуши керәк иди. Әмма хитай рәһбәрлири дарфурдики қирғинчилиқни қоллаш вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң дарфурға һәрбий күч әвәтиш тәшәббусиға тосқунлуқ қилиш арқилиқ, хәлқарада бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини қирғинчилиқ олимпики дәп аташ һәрикитиниң күчийишигә сәвәб болмақта " дейилгән.

Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш долқунидин қайғуруватиду

Хәлқарада бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қарши қозғалған һәрикәт хитай даирилирини қаттиқ биарам қилмақта. Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси җяң йү 24 ‏- январ күни бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида, хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, дарфур кризиси тоғрисида хитайға қаратқан тәнқидлирини қәтий қобул қилмайду. Бәзи тәшкилатлар, дарфур мәсилсини бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини билән мунасивәтләндүрүш арқилиқ, 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғини тәйярлиқ хизмәтлиригә тосқунлуқ қилишқа тиришиватиду, дәп көрсәткән.

Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини тәшкилләш комитетиниң баянатчиси, ваң хуй, әнгилийә шаһзадиси чарлизниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқи тоғрисидики хәвәргә дәрһал инкас қайтуруп, әнгилийә шаһзадисиниң 2008‏- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиши, пүтүн дуняға аит болған бир паалийәткә адаләтсизлик билән муамилә қилғанлиқ болуп һесаблиниду" дегән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң сиясий мулаһизичиси киристофер бодинниң билдүрүшичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи вә бейҗиң олимпик тәйярлиқ комитети баянатчилириниң юқиридики сөзлири, хитай даирилириниң болупму америка вә ғәрб дөләтлиридә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, атақлиқ сәнәтчиләрниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қарши елип бериватқан паалийәтлиридин шуниңдәк ғәрб мәтбуатида олимпик тәнһәрикәт йиғининиң бейҗиңда өткүзүлишигә қарши елан қилиниватқан мақалә вә мулаһизиләрдин әндишләнгили башлиғанлиқи бу паалийәтләрниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш долқуниға айлинип кетишидин қаттиқ қайғуруватқанлиқини көрситидикән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.