30 - Өктәбир вәқәсигә 25 йил


2006.11.02

Бу йил 10 – айниң 30 – күни, "30 – өктәбир вәқәси" йүз бәргәнликиниң 25 йиллиқ хатирә күни болуп һесаблиниду. Бу хатирә күндә, мәзкур вәқәни өз бешидин өткүзгән яки көргән кишиләр, болуп өткән һадисиләр һәққидә һәр хил пикирләр йүргүзиду.

Вәқәдин кейин хитайлар сарасимигә күшкән

Мәлуматлардин қариғанда, 1981 – йили 10 – айниң 30- күни, қәшқәр шәһридә йүз бәргән бу вәқәгә 50 миңдин артуқ шәһәр аһалиси қатнашқан болуп, хитай сақчи вә әскәрлириниң бу намайишни шу күни дәрһал бесиқтурушқа қурби йәтмигән. Намайишчилар учриғанлики сақчи, әскәрни, учриғанлики хитай пухралирини уруп өлтүрүвәткән яки еғир яриландурған. Гәрчә хитай һөкүмәт тәрәпниң кейин елан қилған мәлуматида, "7 нәпәр бигунаһ хитай пуқраси өлди, 100 дин артуқ пухра еғир яриланди вә нәччә милйон юәнлик иқтисади зиян болди", дейилгән болсиму, өлгән әскәр вә сақчи тилға елинмиған. Әмәлийәттә, өлгән хитайларниң сани бу сандин нәччә һәссә юқири болған вә нурғун һөкүмәт әслиһәлири уйғур намайишчилири тәрипидин вәйран қилип ташланған.

Иккинчи күни намайиш бесиққан болсиму, қәшқәр шәһири 9 күнгичә азат раюнлуқ һалитидә мәвҗуд болуп турған. Уйғур яшлири қоллирида һәр хил калтәк, палта – кәкә дегәндәк қоралларни көтүрүвелип, хитайларни вә һөкүмәт хадимлирини издәп йүрүшкән. Бир қанчә айғичә бирму хитай кочиға чиқишқа җүрәт қилалмиған. Уйғур һөкүмәт хадимлири, уларниң йемәклик содисини өз аяллирини буйруп беҗирип бәргән. Бу вәқәниң йүз бериши мунасивити билән, йәнә нурғунлиған хитай пуқралири өз дөлитигә қечип кетишкә мәҗбур болған вә хели узун бир заман қәшқәр шәһири хитайлар җүрәт қилип аяқ басалмайдиған бир земинға айланған.

Һөкүмәт органлиридики хитай әмәлдарлириму вәзипилиридин истипа беришип, өз маканлириға қайтишқан. Шу қетимқи вәқә һәққидә, баш шитаби германийидики д у қ "алиптекин тәлим – тәрбийә мәркизи" ниң мудири алимҗан әпәнди бу һәқтә тохталди.

1981 – Йили 10 – айниң 30- күни йүз бәргән бу вәқә, йешин исимлик бир хитайниң абдулкерим исимлик бир уйғур деһқанни ов милтиқи билән етип өлтүрүветиши түпәйлидин, хитай һөкүмитиниң қораллиқ зораванлиқиға наразилиқ билдүрүш мәқситидә намайиш шәклидә башланған болсиму, вәқәниң ахири өч елиш, һөкүмәт органлириға һуҗум қилиш вә хитайларни өлтүрүшкә өзгирип кәткән. Қәшқәрниң җидди һаләттики вәзийити1981 – йили 11 – айниң 9 – күни, "мәзкур вәқәниң қозғилишиға сәвәпчи болған әксил инқилаби горуһ" дәп қаралған "уйғуристан яш учқунлар иттипақи" тәшкилатиниң әзалири толуқ қолға елинғандин кейин, андин әсли һалитигә қайтқан.

Вәқәдин кейин һәссиләп хитай армийиси уйғур елигә әвәтилгән

Мәлуматларға асасланғанда, хитай һөкүмити мәзкур вәқәни бесиқтуруш үчүн ақсу, атуш вә хотән вилайәтлиридин йөткәп кәлгән әскири күчлирини чекиндүрмәй туруп, қисқа бир муддәт ичидила ичкири хитайдин 200 миң кишилик бир мунтизим қошунни йөткәп чиқип, қәшқәр шәһири әтрапиға йәрләштүргән.

Шу қетимқи вәқә бесиқип бир мәзгилдин кейин, хитай һөкүмити мәзкур вәқәдә көзгә көрүнүп қалған уйғур яшлирини кәң – көләмлик тутқун қилишни башлиған.

Хитай һөкүмәт тәрәпниң рәсмий һөҗҗәтлиридә "мәмликәт бойичә 10 хәтәрлик районниң бири вә биринҗиси" дәп қаралған қәшқәр шәһриниң төт әтрапини, бүгүн йерим милйондин артуқ хитай мунтизим әскири күчлириниң қамал қилип туриватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Мәзкур вәқә йүз бериштин сәлла илгири, қәшқәрниң қарғилиқ наһийисидә икки қетим хәлқ намайиши йүз берип, пухралар билән һөкүмәт әскири күчлири арисида җидди тоқунуш йүз бәргән иди. "Мәсчит вәқәси" вә "қотаз вәқәси" дәп аталған бу вәқәләрму хитай һөкүмәт даирилирини қаттиқ биарам қилған. Униңдин кейинла қәшқәрниң пәйзиват наһийисидә йүз бәргән уйғур яшлириниң хитай әскәрлириниң қорал – ярақ искилатини булап, хитайға қарши қораллиқ җәң елан қилиш вәқәсиму, хитай һөкүмәт даирилирини сарасимигә селип қойған. Арқидинла йүз бәргән "30 – өктәбир вәқәси" хитай даирилириниң бу районға болған назаритини күчәйтишигә сәвәпчи болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.