Төт дөләттики сайлам һәққидә селиштурма мулаһизә


2008.03.07

Америкида һазир биринчи басқучлуқ президент сайлими давамлишиватиду. Тәйвәндиму президент сайлими давамлишиватиду. Русийидики президент сайлими 3 ‏ - айниң 2 ‏ - күни аяғлашти. Хитайда болса һазир икки чоң йиғин' ечиливатиду, униңда сайлам болидиғанлиқини һөкүмәт аллиқачан җакарлиди. Америкида туруватқан сиясий мулаһизичи, әркин асия радиосиниң обзорчиси чен куйде әпәнди зияритимизни қобул қилип, америка, русийә, тәйвән вә хитайдин ибарәт бу төт дөләттики сайлам паалийити һәққидә мулаһизә елан қилди.

Америкида сайлам түзүми пишип йетилгән

Чен куйде әпәндиниң қаришичә, америкидики сайлам пишип йетилгән демократик түзүм шараитидики сайлам; тәйвәндики сайлам пишип йетилишкә қарап илгириләватқан сайлам түзүми шараитидики сайлам; русийидики сайлам асасән түзүм болуп шәкилләнгән, әмма техи пишип йетилмигән түзүм шараитидики сайлам. Хитайдики икки чоң йиғин болса, гәрчә 'сайлам' дәп аталған шәкил болсиму, әмма әмәлийәттики сайлам мәзмуни болмиған икки чоң йиғин.

Чен куйде әпәндиниң баян қилишичә, америкида дөләтниң президентини хәлқ өзи сайлап чиқиватқили икки йүз йил болди. Америкида демократик сайлам түзүми пишип йетилгән. Бу йилқи сайлам наһайити дағдуғилиқ болуватиду. Бу қетимқи сайламда америка президентлиқиға қара тәнликләрдин сайлинип чиқишиму мумкин, аяллардин сайлинип чиқишиму мумкин, мормон дини муртлиридин сайлинип чиқилишиму мумкин. Һазир намзатларниң риқабити наһайити җиддий. Сайлиғучиларниңму қизғинлиқи наһайити юқири. Миниң қаришимчә, ‏ - ‏ дәйду чен куйде әпәнди, ‏ - ‏ бу наһайити пишип йетилгән демократик сайлам.

Тәйвәндә сайлам түзүми пишип йетиливатиду

Чен куйде әпәндиниң қаришичә, тәйвәндики сайлам түзүми пишип йетилишкә қарап илгириләватқан басқучта туруватиду. Тәйвәндә һазир икки партийилик түзүм шәкиллинип болди. Тәйвәндики минҗиндаң партийиси билән гоминдаң партийисиниң намзатлири сайлиғучиларға йеқинлишишқа, сайлиғучиларниң райиға беқинишқа йүзләнди.

Тәйвәндә һазир бурунқидәк 'йешиллар', 'көкләр' дәп атилидиған икки хил сиясий пикир еқими буйичә яки миллий тәркип буйичә сиясий сәп түзүп қаттиқ елишидиған һаләт сүслашти. Көзәткинимиздә, гәрчә тәйвәндә һазирму дөләтниң қанун сестимиси сиясий мәсилиләргә арилишивалидиған бәзи илләтләр болсиму, әмма омумий җәһәттин заманивий сайлам түзүми пишип йетиливатиду.

Русийидики сайлам әһвали сәл мурәккәп, әмма йәнила демократик түзүм катигорийисигә кириду

Чен куйде әпәндиниң қаришичә, русийиниң президент сайлими 3 ‏ - айниң 2 ‏ - күни аяғлашти. Йеңидин сайлап чиқилған президент бурунқи президентни баш министирлиққа тәйинләйдиғанлиқиниму елан қилди. Көзәткинимиздә, русийиниң сайлам әһвали сәл мурәккәп. Сайламға сүнийлик, һоқуқвазлиқ арилишип қалған, сайлам җәрянида хәлқниң пикир - учур әркинлики мәлум дәриҗидә боғулған.

Гәрчә һәқиқий демократик сайлам өлчимигә йетишидә аз - тола ноқсан болсиму. Әмма русийидики президент сайлими йәнила хәлқаралиқ қаидә - түзүм катигорийисигә кириду. У йәнила демократик сайлам. Русийидә демократик қанун сестимиси дәсләпки қәдәмдә шәкиллинип болди. Шуңлашқа, худди путиндәк зомигәрлик қилалиши мумкин болған кишиму, бу қетим қанундин чәтнәп, өз бешимчилиқ билән өзини давамлиқ президент қилишқа җүрәт қилалмиди. Демәк, бу қетимқи сайламда русийидә тикләнгән демократик түзүм йәнила рол ойниди.

Хитайдики икки чоң йиғинда елип берилғанни демократик сайлам дегили болмайду

Чен куйде әпәндиниң қаришичә, хитайда юқиридики үч дөләткә охшаш президент сайлими йолға қоюлмай, бәлки икки чоң йиғин' ечиливатиду. Бу икки чоң йиғиндики сайламни демократик сайлам дейишкә болмайду. Униңда 'сайлам' дәп атилидиған шәкил болсиму, әмма у демократик сайлам әмәс, пәқәт юқиридин төвәнгичә пүтүнләй коммунист партийә мәркизи комитети, һәр дәриҗилик партком секритарлири бәлгиләп чиққан 'вәкилләр' алдин бәлгиләнгән, пиланланған 'рәһбәрни сайлап чиқиштин ибарәт. Бу әмәлийәттә сайлам мәзмуни болмиған икки чоң йиғин. Мана бу хитайдики 'сайлам' билән юқирида ейтилған үч дөләттики сайламниң характер җәһәттин түп нигизидин пәрқ қилидиған йери. Шундақла хитай билән дуняниң оттурисидики әң чоң пәрқ.

Чен куйде әпәндиниң қаришичә, хитайда ечиливатқан икки чоң йиғиндики сайлам паалийити юқирида тилған елинған үч дөләттики сайлам паалийити алдида бәкла ченип қалди. Бу пәрқни коммунист хитай байвәччилири давамлиқ юшуруп кетәлиши мумкин әмәс. Тоғрисини ейтқанда, хитай техи демократийигә қәдәм қойғини йоқ. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.